Сәйпидин әзизиниң китаблири йиғивелинип сиясий сензорға тапшурулған

Мухбиримиз қутлан
2017.08.09
Seypidin-ezizi-1.jpg Сәйпидин әзизиниң пенсийә мәзгилидики сүрити. 1980-Йиллар, бейҗиң. (Сәйпидин әзизиниң “өмүр дастани” намлиқ китабидин сүрәткә елинған)
RFA/Qutlan
Seypidin-ezizi-1.jpg

Сәйпидин әзизиниң пенсийә мәзгилидики сүрити. 1980-Йиллар, бейҗиң. (Сәйпидин әзизиниң “өмүр дастани” намлиқ китабидин сүрәткә елинған) RFA/Qutlan

Seypidin-ezizi-2.jpg

Сәйпидин әзизиниң йиғивелинип сиясий тәкшүрүшкә тапшурулған китаблири. RFA/Qutlan

Seypidin-ezizi-cheklengen-kitab-1.jpg

Сәйпидин әзизиниң “өмүр дастани” намлиқ биографик әслимиси. RFA/Qutlan

Seypidin-ezizi-cheklengen-kitab-2.jpg

Сәйпидин әзизиниң “қара тизимлик” кә киргүзүлгән китаблири. Social Media

Seypidin-ezizi-3.jpg

Сәйпидин әзизиниң 1940-йилларда шәрқий түркистан җумһурийити (1944-1949) дәвридә чүшкән сүрити.(Китабидин сүрәткә елинған) RFA/Qutlan

Алдинқи айларда “өткән әсирниң 90-йиллирида уйғур аптоном районида чәкләнгән яки китабханилардин йиғивелинип бир тәрәп қилинған уйғурчә китаблар тизимлики” намлиқ бир парчә қара тизимлик иҗтимаий таратқуларда тарқалған иди.

Мәзкур тизимликтә турғун алмасниң “уйғурлар” қатарлиқ 3 китабидин сирт, йәнә бирмунчә уйғурчә китабларниң чәкләнгәнлики билдүрүлгән.

Диққәт қозғайдиған бир нуқта шуки, мәзкур тизимликтә йәнә сәйпидин әзизиниң “өмүр дастани” (икки томлуқ әслимә), “тәңритағ бүркүти” (тарихий әслимә), “сутуқ буғрахан” (тарихий роман), “күрәш йоли” (драма), “сәйпидин әзизи шеирлири” қатарлиқ пүткүл китаблириниң 2016-йили 4-айда йиғивелинип бир тәрәп қилинғанлиқи әскәртилгән.

Биз бу һәқтә ениқ мәлумат елиш үчүн үрүмчидики шинхуа китабханилири билән хәлқара китаб шәһәрчисигә телефон қилдуқ. Улар, сәйпидин әзизиниң қәлимигә мәнсуп барлиқ китабларниң сетиш тизимликидин бирдәк өчүрүлгәнликини вә хели бурунла йиғивелинип бир тәрәп қилинғанлиқини ашкарилиди.

Үрүмчи хәлқара китаб шәһәрчисиниң сетиш бөлүмидики бир нәпәр хитай мулазимәтчи хадим телефонимизни қобул қилип, мундақ деди: “сәйпидин әзизиниң ‛өмүр дастани‚ намлиқ әслимисини дәмсиз? бу китаб йоқ, сетиш тизимликидин өчүрүлгән. Униң ‛тәңритағ бүркүти‚ дегән китабиму йоқ. Униң ‛шеирлар топлими‚ му тизимликтә йоқ. Тизимликтин өчүрүлгәнләрниң һәммиси униң уйғурчә нәшр қилған китаблири болуп, буниң сәвәбини мән билмәймән. Ишқилип, бу китаблар һазир йоқ, сетивалғилиму болмайду.”

Биз арқидин, шинҗаң шинхуа хәлқара китаб сетиш базиридин әһвал сүрүштүрдуқ. Бир нәпәр хитай мулазимәтчи хадим телефонимизни қобул қилип, сәйпидин әзизиниң “өмүр дастани” вә “тәңритағ бүркүти” намлиқ тарихий әслимилирини өз ичигә алған барлиқ китаблириниң сетиш тизимликидин өчүрүлгәнликини билдүрди. Биз униңдин уйғурчә китаб сетиш бөлүминиң телефон номурини сориғинимизда у “уйғурчә китаб сетиш бөлүмидә телефон йоқ, мениң әтрапимдиму уйғур хизмәтчиләр йоқ” дәп җаваб бәрди.

Үрүмчи йеңи шәһәр районлуқ шинхуа китабханисиниң бир нәпәр хитай мулазимәтчи хадими телефонимизни қобул қилип, мундақ деди: “сәйпидин әзизиниң сиз дегән китаблири бизниң компютердики сетиш тизимликимиздә йоқ, һәммиси өчүрүлгән икән. Ишқилип, сәйпидинниң башқа китаблириму йоқ. Мән уйғурчә китаблар тизимигиму қаридим. Униң китаблири һазир йоқ. Бу китабларниң немә үчүн йиғивелинғанлиқини билмәймән.”

Үрүмчи достлуқ йолидики шинхуа китабханиси сетиш бөлүминиң хитай мудири телефонимизни қобул қилип мундақ деди: “сәйпидин әзизиниң китаблири һазир йоқ, һәммиси җаһаздин чүшүрүлүп бир тәрәп қилинди. Илгири уйғурчә нәшр қилинған бир қисим китаблар йиғивелинған, һәммиси әмәс. Лекин сәйпидин әзизиниң һәммә китаблири бир тәрәп қилинди. Сиз һазир униң китаблирини башқа һәрқандақ китабханидин сетивалалмайсиз. Бу, омумйүзлүк бир уқтуруш. Бу һәқтә бизгә чүшкән һөҗҗәт бар. Һазир нурғун уйғурчә китаблар йиғивелинип қайтидин тәкшүрүлүватиду. Улар тәкшүрүштин өтүп, өзгәртишкә тегишликлири өзгәртилип рәсмий тәстиқтин өтсә, йәни биз юқириниң ениқ уқтурушини тапшуруп алғандин кейин, андин базарға селишимиз мумкин. Бу китабларниң сиясий сәвәбтин йиғивелинғанлиқидин хәвирим йоқ, бу һәқтики конкрет әһвалларни билмәймән. Биз пәқәт юқириниң бу һәқтики уқтуруш һөҗҗитигә асасән бу китабларни җаһаздин еливәттуқ. Сәйпидин әзизиниң китаблиридин башқа йәнә нурғун уйғурчә китабларму шундақ болди.”

Үрүмчи достлуқ йоли шинхуа китабханисиниң уйғурчә сетиш бөлүмидики бир нәпәр уйғур мулазимәтчи хадим зияритимиз җәрянида сәйпидин әзизиниң барлиқ китаблириниң хели бурунла җаһаздин чүшүрүлүп бир тәрәп қилинғанлиқини, һазир бу китабларни һечйәрдин сетивалғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

Биз ахирида, сәйпидин әзизиниң китаблирини нәшр қилған бейҗиңдики милләтләр нәшриятиға телефон қилдуқ. Мәзкур нәшриятниң ташқи алақә бөлүмидики бир нәпәр хитай хадим мундақ деди: “сәйпидин әзизиниң китабини дәмсиз? униң биографик әслимиси икки том болуп уйғурчә нәшр қилинған, әмма һазир йоқ. Нәшриятимиз нәшр қилған уйғурчә китабларниң һәммиси һазир қайтидин тәкшүрүлүватиду. Буни шинҗаң тәрәп тәләп қилип, уларни қайта тәкшүрүшкә орунлаштурди. 2001-Йилидин кейин нәшриятимиз нәшр қилған уйғурчә китаблар қайта тәкшүрүштин өтмигичә китабханиларға салғили болмайду. Шундақ, улар уйғурчә китабларниң һәммисини йиғивелип тәкшүрүшкә орунлаштурди.”

Қәдирлик оқурмәнләр!

Юқирида сәйпидин әзизиниң қәлимигә мәнсуп китабларниң 2016-йилидин буян йиғивелинип сиясий сензорға тапшурулғанлиқи һәққидики мәлуматларни диққитиңларға сундуқ. Диққитиңлар давамлиқ бу һәқтә игилигән нәқ мәйдан мәлуматлиримизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.