Прага шәһиридә өткүзүлгән кишилик һоқуқ кино фестивалида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.03.10
uyghur-mesilisi-piragda-guentanamo.jpg “бир дуня” намлиқ хәлқара филим фестивалида рошән аббас ханим гуантанамодин гунаһсиз дәп қоюп берилгән 22 уйғурниң һекайиси тәсвирләнгән һөҗҗәтлик филим - “уйғур мәһбуслар һәққидики ялғанлар” ниң ишлинишидә вәзипә өтигән киши болуш сүпити билән бу филимни тонуштурди. 2015-Йили март, чех пайтәхти прага.
RFA/Erkin Tarim

“бир дуня” намлиқ хәлқара филим фестивали чех пайтәхти праганиң саһибханилиқида өткүзүлүп келиватқан муһим кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестиваллириниң бири. Нөвәттә, прагада 2‏-март башланған мәзкур филим фестивалиниң 17‏-қетимлиқи өткүзүлүватиду.

Бу йиллиқ фестивалға канадалиқ филим ишлигүчи патрисио һенрикюзниң гуәнтанамодики уйғур тутқунларни тема қилған “уйғур мәһбуслар һәққидики ялғанлар” намлиқ һөҗҗәтлик филими қатнаштурулди.

Патрисио һебрикюз мәзкур филимда гуәнтанамоға қамалған сабиқ тутқунларни, уларниң мәсилисигә арилашқан уйғур паалийәтчиләрни зиярәт қилған. Һенрикюз филимда гуәнтанамодики уйғур тутқунларниң һекайисини тема қилғандәк қилсиму, әмәлийәттә у уйғур хәлқиниң реаллиқини баян қилиду. Мәзкур филим фестивали мунасивити билән, ихтиярий мухбиримиз әркин тарим филимдики асаслиқ персонажларниң бири, гуәнтанамодики уйғур тутқунлар мәсилисигә арилашқан паалийәтчи рошән аббасни зиярәт қилди.

Америкида яшаватқан уйғур инсан һәқлири паалийәтчиси, уйғур зиялийси рошән аббас ханим, ери абдулһеким идрис әпәнди билән бирликтә, чех җумһурийитиниң прага шәһиридә өткүзүлгән “бир дуня” хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивалиниң тәклипигә бинаән фестивалға қатнашқан. Рошән аббас ханим гуәнтанамодин гунаһсиз дәп қоюп берилгән 22 уйғурниң һекайиси тәсвирләнгән һөҗҗәтлик филимниң ишлинишидә вәзипә өтигән киши болуш сүпити билән бу филимни тонуштурди. Арқидин, рошән аббас ханим мухбирларниң зияритини қобул қилип, пирагадики асаслиқ гезит, журнал вә радио программилирида уйғурларниң һазирқи омумий әһвалини аңлатти.

Прагада өткүзүлгән 17-нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ филим фестивалида гуәнтанамодики уйғурлар аңлитилған һөҗҗәтлик филим көрситилгән болуп, бу паалийәткә явропа шәрқий түркистан бирликиниң муавин рәиси камран турсун, үмид сақи вә башқуруш һәйәт әзалиридин амирә әнвәр, гүлнәзәр абләт қатарлиқ 4 яш тәклип бойичә мюнхендин пирагаға келип фестивалниң ечилиш мурасими вә соал-җаваб мунбиригә қатнашқан. Зияритимизни қобул қилған рошән аббас ханим алди билән 3-марттин 11-мартқичә прага шәһиридә өткүзүлгән бу паалийәттә уйғурлар тоғрисидики һөҗҗәтлик филимға орун берилишниң уйғур дәваси үчүн интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини, алдимиздики күнләрдә бу һөҗҗәтлик филимниң америка, әнглийә, голландийә вә канада қатарлиқ дөләтләрдә өткүзүлидиған хәлқаралиқ филим фестиваллиридиму көрситилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.