Афғанистандики уйғурлар: “ана тилимизни сақлап қелишни халаймиз”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.09.14
Afghanistandin-Qeyseri-shehirige-kochurulgen-Uyghurlar.jpg 1965-Йили афғанистандин түркийәниң қәйсәри шәһиригә көчүрүлгән уйғурлар. 1965-Йил, түркийә қәйсәри.
RFA/Qutlan

1960-Йилларда ғулҗа вә йәкән қатарлиқ җайлардин бир қисим уйғурлар афғанистанға һиҗрәт қилған. Бу хитай коммунист һакимийити уйғур елини бесивалғандин кейин, уйғурлар һаятида йүз бәргән йәнә бир қетимлиқ көчүш һесаблиниду.

Шу қетим афғанистанға көчүп чиққан уйғурларниң көп қисми қәшқәр, йәкән вә ғулҗа қатарлиқ җайлиридин һиҗрәт қилғанлар икән. Афғанистандики иккинчи әвлад уйғурлар ана тилини бираз билсиму, әмма үчинчи әвлад уйғурлар ана тилини асасән унтуп кәткән.

Бүгүн афғанистанда яшаватқан уйғурлар ана тили вә миллий өрп-адәтлирини сақлап қелиш, өз тарихини өгиниш үчүн дуняниң һәрқайси җайлирида паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлири шундақла дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур җамаитидин ярдәм кәтмәктә.

Биз бу мунасивәт билән афғанистанниң кабул шәһиридә яшаватқан уйғурлар билән телефон сөһбити елип бардуқ. Афғанистандики уйғурлардин 1944-йили ғулҗида туғулған мәһмәт имин әпәнди, кабул шәһиридә туғулған ширмәмәт нияз әпәнди, ғулҗида туғулуп кабул шәһиридә чоң болған рабийә ханим, шерин ханим вә хәмит әпәндиләр зияритимизни қобул қилди.

Улар афғанистан уйғурлириниң тарихи тоғрисида қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири билән уйғур җамаитиниң афғанистандики уйғурларниң өз кимликини сақлап қелиш йолидики тиришчанлиқиға мәдәт беришини тәләп қилди.

Мәмтимин әпәнди өзиниң 1944-йили ғулҗида туғулғанлиқини, 1961-йилида афғанистанға кәлгәнликини баян қилди. Ширмәмәт әпәнди афғанистанниң пайтәхти кабул шәһиридә 57 уйғур аилиси барлиқини, уларниң көп қисминиң ишсиз икәнликини, дөләт кадири болуп ишләватқанларниң интайин аз икәнликини баян қилди.

Мәлумки, дәсләпки йилларда юртидин айрилған уйғурларниң көпи оттура асиядики түркий җумһурийәтлиридә, түркийә вә сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләрдә туратти. 1990-Йилларниң башлиридин тартип, явропа дөләтлири, америка қошма штатлири, канада вә австралийәгә көпләп уйғурлар келип олтурақлишишқа башлиди. Муһаҗирәттики уйғурлар арқа-арқидин аммиви тәшкилатларни қуруп, уйғур дәвасини аңлитиш билән бир вақитта йәнә уйғур мәктәплирини ечип, пәрзәнтлиригә уйғур тили, тарихи вә ислам динини өгәтмәктә. Афғанистанниң кабул шәһиридә туруватқан уйғурлар ана тил мәктипи ечиш үчүн тәмшәлгән болсиму, әмма мувәппәқийәтлик болалмиған. Ширмәмәт нияз әпәнди әгәр уйғур тили мәктипи ечип йеңи әвладларға уйғур тилини өгәтмисә афғанистанда уйғур тилиниң йоқ болуп кетидиғанлиқини тәкитлиди.

1961-Йили ғулҗиниң сүйдуң шәһиридә туғулған, бир ай бурун түркийәгә кәлгән рабийә ханим афғанистан уйғурлириниң 40-50 йилдин буян уруш оти ичидә қейин күнләрни бешидин өткүзгәнликини, һазирму бу қейинчилиқниң давамлишиватқанлиқини, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң ярдәм қолини узитиши керәкликини баян баян қилди.

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, афғанистан уйғурлири қачан, немә сәвәб билән афғанистанға чиққан? бу һәқтики соалимизға җаваб бәргән шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси хәмит гөктүрк әпәнди, 1960-йилларда хитай хәлқ җумһурийитиниң сабиқ совет иттипақи билән болған мунасивити йирикләшкәндин кейин афғанистан билән бир келишим түзгәнликини, бу келишимгә асасән афғанистанлиқ яки афғанистанда уруғ-туққини бар кишиләрниң афғанистанға кетишигә рухсәт қилинғанлиқини, 1959-1960-1961-йиллирида көп санда уйғурниң афғанистанға кәлгәнликини баян қилди.

1960-Йилларда афғанистанға чиққан уйғурларниң бир қисми афғанистанға кәлгәндин кейин қийинчилиққа дучар болуп, 1964-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән түркийәниң ярдими билән түркийәгә орунлаштурулған. Бу уйғурлар җәмий 135 аилә болуп, һазир қәйсәриниң әхмәт йәсәвий мәһәллисидә турмақта. 2014-2015-Йиллири малайшия вә тайланд арқилиқ қәйсәригә җайлаштурулған 100 аилә уйғурни қошқанда, һазир түркийәниң қәйсәри шәһиридики уйғурларниң сани барғансери ашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.