Алмутада уйғур тиятириниң 84-йиллиқ сәнәт паалийити башланди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.11.09
mehmud-qeshqeri-eseridin-korunush.jpg Алмутадики қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң 84-йиллиқ сәнәт паалийитидә орунланған “мәһмуд қәшқәри” драмисидин көрүнүш. 2017-Йили 9-ноябир, алмута.
RFA/Oyghan

9-Ноябир күни алмутадики қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң 84-йиллиқ сәнәт паалийәтлири башланди. Мәзкур паалийәткә алмута шәһири вә наһийиләрдин кәлгән тамашибинлар қатнашти.

Уйғур тиятири мудириниң игилик ишлири бойичә орунбасари савут сонуроф тамашибинларни уйғур тиятириниң 84-йиллиқ сәнәт паалийитиниң башлиниши билән қизғин тәбриклиди. У тамашабинларни кейинки йилниң оттурилириғичә болидиған тиятир номурлириниң актип қатнашқучилиридин болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди һәмдә миллий сәнәтни қәдирләйдиған һәқиқий милләтпәрвәр шәхсләрниң йәниму көпийишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Андин сөзгә чиққан қазақистан язғучилар иттипақи йенидики уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи әхмәтҗан һашири уйғур тиятириниң бу қетимқи йүрүшлүк паалийитиниң тунҗи номури болған “мәһмуд қәшқәри” драмисиниң аптори әкрәмҗан әхмәтофқа алаһидә рәһмәт ейтти. У сөзидә әкрәмҗан әхмәтофниң хәлқара тиятирлар фестивалиниң саһиби аталғанлиқини, мәзкур әсәрни сәһниләштүрүштә тиятир артислириниң көп әмгәк қилғанлиқи, буниң нәтиҗисидә мушундақ бир улуғ шәхсниң һаяти һәққидики сәһнә әсирин тамашибинлар билән йәз көрүшкәнликини тилға елип өтти.

Уйғур тиятири әдәбият бөлүминиң башлиқи, шаирә патигүл мәқсәтова сөз қилип, бу йилқи тиятир мәвсуминиң адәттикидәк “анархан” намлиқ классик әсәр билән әмәс, бәлки уйғурларни пүткүл дуняға тонутқан улуғ мутәпәккур алим мәһмуд қәшқәригә беғишланған драма билән башланғанлиқини чоң мәдәний вәқә, дәп һесаблиди. У тиятир һәвәскарлирини бу йилқи сәнәт паалийитидә қизиқарлиқ әсәрләрниң вә консерт программилириниң күтүватқанлиқи билән хәвәрлиди.

Радийомиз зияритини қобул қилған уйғур тиятириниң режиссори муһит һезимофниң қаришичә, өз вақтида уйғур тиятириниң һәр йиллиқ паалийәтлирини пәқәт оттура асиядила әмәс, бәлки дуняға яхши тонулған артисларниң қатнишиши билән орундап келиватқанлиқини, һазир ундақ пешқәдәм артисларниң аз қеливатқанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди: “бу әсәр, биринчидин, йеңи әсәр, иккинчидин, тарихий әсәр. Буни тиятиримизниң бәдиий рәһбири мурат абдурәһим оғли тәклип қилған иди. Бу әсәрдә бизниң талантлиқ артистлиримизниң һәммиси иштирақ қилиду. Әсәрниң қандақ болушини тамашибинлиримиз бәлгиләйду. Пат йеқинда көп қетимлиқ беләт системиси билән ‛нава‚ фолклорлуқ ансамбилиниң чоң консерти болиду.”

М. Һезимофниң ейтишиға қариғанда, “мәһмуд қәшқәри” әсәридин кейин “нузугум”, “баянчор”, “идиқут” қа охшаш 14 сәһнә әсири қоюлмақчикән. Буниңдин ташқири йәнә йеңи йиллиқ “гүлхан” һәзил-күлкә кечиси тамашибинларни күтмәктикән. М. Һезимоф сәнәт паалийити давамида йеңи сәһнә әсәрләр үстидиму ишларниң маңидиғанлиқини, шуларниң ичидә режиссор ялқунҗан шәмийефниң тәйярлишида шекспирниң “ромейо вә жулетта” әсириниң сәһнидә қоюлидиғанлиқини билдүрди.

Тиятир артиси турған һезимоф бүгүн пәқәт тамашибинлар үчүнла әмәс, бәлки тиятир коллектипи үчүнму чоң байрам икәнликини, бу драминиң қазақистан уйғур драматургийисиниң тәрәққиятиға қошулған зор төһпә икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “‛мәһмуд қәшқәри‚ илгири йүсүпбәк мухлисофниң ‛қош юлтуз‚ әсәри билән қоюлған болса, бүгүн әкрәм әхмәтофниң өзи язған әсәри билән қоюлмақта. Мән униңда мәхмуд қәшқәриниң тағиси илияс карван бешиниң ролини ойнаймән. Мән ойлаймән, бу хәлқимиз узақтин күткән сәһнә әсәрлиримизниң бири”.

Т. Һезимоф тиятирда йигирмә йилға йеқин вақит мабәйнида ишләватқан болуп, бу җәрянда көплигән сәһнә әсәрлиригә қатнашқан һәм нурғунлиған пешқәдәм сәнәт әрбаблири билән бир қатарда ишлигән һәм шуларниң тәрбийәсини алған. У “чуқан вәлиханоф”, “өмәр муһәммәдий” вә “анархан” драмилирида баш ролларни ойниған тәҗрибилик артисларниң биридур. Т. Һезимоф өз вақтида алмутадики җургеноф намидики сәнәт академийисини тамамлиған яшлар арисида талантлиқ артисларниңму бар икәнликини, чүнки тиятирға талантсиз адәмләрниң кәлмәйдиғанлиқини, тәҗрибилик артис болуп йетилиши үчүн интайин көп ишләш, тиришиш лазимлиқини билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған алмута шәһириниң турғуни азнат талипоф “мәһмуд қәшқәри” әсәридин интайин қаттиқ тәсирләнгәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “тарихимизда өткән ярқин намайәндиниң қияпити бүгүн қайта тирилгәндәк һессиятларға чөмдуқ. Бүгүнки оюн бизгә аҗайип чоң тәсират беғишлиди. Бу оюнни көрүп биз шанлиқ тарихимиздин һәқиқий рәвиштә пәхирләндуқ, яш артисларниң маһаритидинму наһайити хушал болдуқ”.

А. Талипоф келәчәктә тиятир сәһнисидә уйғур хәлқиниң башқиму тарихий шәхслириниң образлирини көрүшни үмид қилидиғанлиқини, тиятир коллектипиға, шәхсән мәзкур әсәрни сәһниләштүргән талантлиқ режиссор муһит һезимофқа техиму зор иҗадий утуқлар тиләйдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.