Америкада “муһаҗирәттики уйғурлар вә уларниң маарипи” намлиқ илмий муһакимә йиғини чақирилди

Мухбиримиз ирадә
2017.10.09
uyghur-akademiye-2017-yighin-amerika.jpg Уйғур академийәсиниң рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди ечилиш мурасимида сөзлимәктә. 2017-Йили 8-өктәбир, америка.
RFA/Qutlan

8-Өктәбир күни мәркизи истанбулдики уйғур академийәси билән американиң филадилфийә штатидики дрексел университетиниң ортақ уюштуруши билән “муһаҗирәттики уйғурлар вә уларниң маарипи” намлиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.

Йиғинда уйғур ана тилини сақлап қелиш мәсилисигә мунасивәтлик муһим тема муһакимә қилинди. Америка, түркийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән уйғур зиялийлири мәхсус темиларда мақалә оқуп, уйғур ана тили һәққидә кәң көләмдә пикир алмаштурди.

Йәкшәнбә күни әтигән саәт 8:30 да башланған йиғинда алди билән йиғинни уюштурғучи органларниң бири болған дрексел университетиниң дотсенти доктор рибәкка килози ханим ечилиш сөзи сөзлиди вә йиғинға кәлгән меһманларни қарши алди. У сөзидә, бу йиғинниң америкада мушу темида ечилған тунҗи қетимлиқ йиғин икәнликини, буниң охшимиған көз қарашларни өз ара ортақлишидиған яхши бир пурсәтликини тәкитлиди. Арқидин мәзкур йиғинниң йәнә бир уюштурғучиси болған уйғур академийәсиниң башлиқи абдулһәмит қарахан әпәндиму ечилиш сөзи қилди.

Ечилиш мурасими аяғлашқандин кейин, йиғин “уйғур маарипи дуч кәлгән хирислар вә пурсәтләр”, “уйғур ана тилиниң әвладлар ара давамлишиши” вә “муһит өзгиришиниң уйғур мәдәнийитигә болған тәсири” қатарлиқ мәхсус 3 тема бойичә давам қилди. Һәрқайси дөләтләрдин кәлгән уйғур мутәхәссисләр юқиридики темиларни чөридигән асаста доклат бәрди.

Абдуһәмит қарахан әпәнди зияритимизни қобул қилип, йиғинда уйғур ана тилиға мунасивәтлик муһим илмий мақалиләрниң оқулғанлиқи вә музакириләр елип берилғанлиқини билдүрди.

Бу йиғинда алаһидә диққәт қозғиғини шуки, чәтәлләрдә оқуп йетишиватқан уйғур яшлириму актиплиқ билән мақалә оқуди. Улар уйғур ана тилини чәтәлләрдә яш әвладларға өгитиш, уни давамлаштуруш хизмити һәққидә өзиниң ойлиғанлирини дадиллиқ билән оттуриға қойди. Американиң виргинийә шитатидин кәлгән ирадә қәшқири әнә шуларниң бири. У йиғинда “ана тилни қоғдаш йолида: америкидики ана тил мәктипи вә униң тәҗрибә-савақлири” намлиқ доклат бәрди. У радиомизға қилған сөзидә бу қетимлиқ йиғинниң америкидики уйғур ана тил курсиниң хизмәтлирини яхшилашқа пайдилиқ болғанлиқини билдүрди.

Илмий муһакимә йиғиниға йәнә мәзкур университет вә башқа университетлардин һәм уйғур мәсилисигә көңүл бөлгүчи җәмийәтләрдин кәлгән уйғурларға қизиққучи америкалиқ мутәхәссисләр, оқутқучи-оқуғучилар, америкада оқуватқан уйғур оқуғучилар шуниңдәк йәнә бир қисим уйғур тәшкилат вә җамаәт вәкиллири болуп көп санда киши қатнашти. Йиғин җәрянида қизғин соал-җаваблар болуп өтти.

Йиғинни уюштуруш үчүн көп күч чиқарған америка дрексел университетиниң дотсенти рибәкка килози ханим бу йиғинниң уйғур миллий мәдәнийитигә қизиққучилар үчүн тепилмас бир пурсәт болғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “бу уйғур мәдәнийитигә қизиққучи академикләр, мутәхәссисләр вә зиялийлар үчүн наһайити яхши пурсәт болди. Мәнчә бу йиғинда нурғун охшимиған йеңи идийәләр оттуриға қоюлди. Мән йиғинда оттуриға қоюлған йеңичә көз қарашлар һәммә кишигә илһам болди дәп қараймән.”

Бу йиғинға ғуламидин пахта әпәнди, доктор әркин сидиқ, доктор ришат аббас, доктор долқун қәмбири, доктор әсәт сулайман, доктор гүлниса нәзәрова, доктор мәмәт имин, доктор мәттурсун бәйдуллаһ қатарлиқ көплигән уйғур зиялийлири қатнашти. Ирадә қәшқәри, таһир имин, рошән аббас, зубәйрә шәмсидин қатарлиқ кишиләр мәхсус темилар бойичә доклат бәрди. Биз кейинки программимизда давамлиқ бу һәқтә мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.