Филаделфийәдики “муһаҗирәттики уйғурлар вә уларниң маарипи” йиғинидин көтүрүлгән садалар

Мухбиримиз ирадә
2017.10.10
uyghur-akademiye-2017-yighin-amerika-2.jpg Уйғур академийиси илмий муһакимә йиғиниға қатнашқучилар хатириси. 2017-Йили 8-өктәбир, америка.
RFA/Qutlan

8‏-Өктәбир шәнбә күни, американиң филаделфийә шәһиридики “муһаҗирәттики уйғурлар вә уларниң маарипи” мавзулуқ йиғин чақирилған иди. Биз алдинқи нөвәтлик аңлитишимизда бу йиғинниң бир қисим мәзмунлирини силәргә тонуштуруп өткән. Бүгүнки аңлитишимизда бу йиғин һәққидә давамлиқ мәлумат беримиз.

Американиң филаделфийә шәһиридики дрексел университети билән түркийәдики уйғур академийәсиниң һәмкарлиқи астида ечилған уйғур ана тили һәққидики йиғинға америка вә түркийәдә яшайдиған уйғур зиялийлири қатнашқан иди. Бу йиғин, америкидики бир университетта мәхсус мушу темида ечилған тунҗи бир йиғин болуши һәм шундақла йиғинниң орунлаштурулуш вақти сәвәбликму алаһидә диққәт қозғимақта. Чүнки хитай һөкүмити уйғур елидә “қош тил” дәп атиливатқан, әмма хитай тилини асас қилған маарипини йәслиләргичә омумлаштурушни йүз пирсәнткә йәткүзәй дәп қалған вә бу йил 9-айдин башлап мәктәпләрдә уйғур тили бирдәк чәкләнгән мәзгилдә ечилған иди. Йиғинда сөз қилған уйғур зиялийлири уйғур тили һазирғичә охшимиған өзгиришләрни баштин кәчүрүп баққан болсиму, әмма униң һазирқидәк еғир хирисқа дуч келип бақмиғанлиқини тәкитлигән.

Йиғинда уйғур тилиниң изчиллиқини қоғдаш һәққидә сөз қилған америкидики уйғур зиялийси, паалийәтчи рошән аббас ханим вәзийәтни төвәндикидәк ипадилиди : “уйғур тили илгири маарипта қоллинилғанлиқи үчүн әдәбий әсәр йезиқчилиқи, ахбаратчилиқ вә шуниңдәк башқа саһәләрдә қоллинилған вә шу асаста уйғур тили изчиллиқини сақлап кәлгән. Әмди болса уйғур тили маариптин қалдурулди. Бу дегәнлик уйғур тили иқтисадта вә җәмийәтни тәшкил қилидиған башқа барлиқ кәспий саһәләрдә истемалдин қалиду, дегәнлик. Қисқиси бу бир тилниң йоқитилишиниң башлиниши болуп һесаблиниду”.

Уйғур ана тили учраватқан бу җиддий кризис уйғур зиялийлирини қаттиқ қайғуға селиватқан болуп, филаделфийәдики йиғиндин кейинки сөһбәтләрдиму қандақ қилғанда бу тилни қоғдап қалғили болиду, немә хизмәтләрни қилиш керәк дегән соалларни чөридигән һалда қизғин муназириләр болған. Узундин буян уйғур ана тилини қоғдаш мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан америкидики аләм қатниши идариси тәтқиқатчиси, доктор әркин сидиқ әпәнди радийомизға бу һәқтә тохтилип, уйғур елидики зиялийлар ана тилни қутқузуп қелиш имканидин пүтүнләй мәһрум қалған бир шараитта бу тарихи мәсулийәтниң чәтәлләрдики уйғурларниң зиммисигә чүшидиғанлиқини билдүрди.
Әркин сидиқ әпәнди бу йиғин билән башланған бу ана тилни қоғдаш һәрикитигә техиму көп зиялийларниң аваз қошуши керәкликини тәкитлиди.

Рошән аббас ханимму буниң һәрбир уйғурниң вәзиписи икәнликини вә мушу хил паалийәтләрниң давамлиқ болуп туруши керәкликини билдүрди.

Мәлум болушичә, һазир чәтәлләрдә яшайдиған, у йәрләрдә өсүп чоң болуватқан уйғур әвладлириниң сани барғансери көпийиватқан болғачқа, уйғур ана тилини бу әвладлар арқилиқ сақлап қелиш һәл қилғуч рол ойнайдикән. Шуңа уйғур академийәси бундин кейин түркийә чегралиридин һалқип, мушу хилдики паалийәтләрни буниңдин кейин явропадики дөләтләрдиму уюштурушни көзләватқанлиқини билдүрди.

Уйғур ана тилини қоғдап қелиш йолида ечилған бу йиғин пәқәт чәтәлләрдики уйғурларниң қизиқишинила қозғап қалмастин бәлки у уйғур мәдәнийитигә қизиқидиған вә уйғур тили өгиниватқан америкилиқларниму қизиқтурған болуп, америка вашингтон штати университетиниң доктор аспиранти александир әнә шуларниң бири. У радийомизға қилған сөзидә, чәтәлләрдики уйғурларниң өз ана тилини, мәдәнийитини қоғдап қелиш йолида көрситиватқан тиришчанлиқиниң өзини тәсирләндүргәнликини билдүрди.

Филаделфийә шәһиридә ечилған уйғур ана тилини, уйғур маарипини җүмлидин, дуня мәдәнийитигә өчмәс изларни қалдурған бир мәдәнийәтниң игиси болған уйғурларниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш йолида бесилған бу қәдәм йиғин башқурғучисиниң: “йол ачқучилар болидикән, униңға әгәшкүчиләр һаман чиқиду”, дегән сөзлири билән аяғлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.