Роттердамда “уйғур күни” паалийити өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.10.25
Adrenne-xanim-Zeynidin-tursun.jpg “үрүмчи ресторани” да өткүзүлгән “уйғур күни” паалийитидә хәлқара кәчүрүм тәшкилати роттердам шөбисиниң рәиси адренне ханим сөз қилмақта. 2017-Йили 23-өктәбир, голландийә.
RFA/Ekrem

23-Өктәбир голландийәниң роттердам шәһиридики “үрүмчи ресторани” да илһам тохти вә бузәйнәп мәсилисини асасий тема қилған “уйғур күни” паалийити өткүзүлди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң роттердам шөбиси билән роттердам шәһиридики “үрүмчи ресторани” ниң һәмкарлиқи астида 23-өктәбир күни чүштин кейин бу ресторанда “уйғур күни” паалийити болуп өтти. Паалийәткә голландийәдики бир қисим уйғурлар, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мәсуллири, д у қ ниң рәһбәрлири қатнашти.

“үрүмчи ресторани”ниң хоҗайини, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әзаси зәйнидин әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат бәргәндә, уйғурлар мәсилисини голландийәдә техиму кәң тонутуш мәқситидә бу паалийәтни уюштурғанлиқини тилға алди.

Паалийәткә д у қ рәһбәрлиридин өмәр қанат, долқун әйса әпәндиләрму қатнашқан болуп, улар сөзлиридә нөвәттики уйғур вәзийитидин мәлуматлар бәрди вә хитайниң уйғур диярида йолға қоюватқан қаттиқ бастуруш сияситини дәлил-испатлири билән аңлатти. Д у қ баш катипи, долқун әйса әпәнди, бу паалийәтниң яхши өткүзүлгәнликини тәкитлиди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати роттердам шөбисиниң рәиси адренне ханим һәмдә нико әпәндиләрму сөз қилип, уйғурлар мәсилисини роттердамда вә пүтүн голландийәдә тонутуш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини, хитай түрмисидики илһам тохти, бузәйнәп қатарлиқ наһәқ қамалған шәхсләрни типик миссал сүпитидә тутуп паалийәт қилишниң техиму тәсирлик болидиғанлиқини әскәртти.

“үрүмчи ресторани” хизмәтчиси, зәйнидинниң иниси қәһриман әпәндиму 23-өктәбир өткүзүлгән бу паалийәт һәққидә тәсиратини баян қилди. Зәйнидинниң аяли раһилә барат ханимму бу паалийәттин көп мәмнун болғанлиқини билдүрди.

Зәйнидин әпәнди “үрүмчи ресторани” ни 2015-йили роттердам шәһиридә ачқан болуп, у бир тәрәптин ресторан хизмитини елип барса, йәнә бир тәрәптин хәлқара кәчүрүм тәшкилати билән һәмкарлишип уйғурлар мәсилисини тонутуп кәлмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.