Уйғур мәшһурлириниң портрет сүрәтлири көргәзмә қилинди

Ихтиярий мухбиримиз фирузә
2017.09.25
Uyghur-meshhurliri-suret-1.jpg

Көргәзмигә қоюлған уйғур мәшһурлириниң портрет сүрәтлири. 2017-Йили сентәбир, қирғизистан. RFA/Firuze

Uyghur-meshhurliri-suret-2.jpg

Көргәзмигә қоюлған уйғур мәшһурлириниң портрет сүрәтлири. 2017-Йили сентәбир, қирғизистан. RFA/Firuze

Uyghur-meshhurliri-suret-4.jpg

Көргәзмигә қоюлған уйғур мәшһурлириниң портрет сүрәтлири. 2017-Йили сентәбир, қирғизистан. RFA/Firuze

Uyghur-meshhurliri-suret-5.jpg

Көргәзмигә қоюлған уйғур мәшһурлириниң портрет сүрәтлири. 2017-Йили сентәбир, қирғизистан. RFA/Firuze

Uyghur-meshhurliri-suret-3.jpg

Көргәзмигә қоюлған уйғур мәшһурлириниң портрет сүрәтлири. 2017-Йили сентәбир, қирғизистан. RFA/Firuze

Уйғур елидә уйғур миллий кимлики еғир тәһдиткә учраватқан бу күнләрдә бишкәк шәһиридә уйғур тарихий мәшһурлириниң портрет сүрәтлириниң көргәзмиси ечилди.

“мәшһурларниң сеймаси” дәп аталған мәзкур көргәзмә 14- сентәбирдин 1- өктәбиргичә давам қилиду. Көргәзмидә 85 парчидин артуқ рәсим тамашибинларниң һузуриға сунулди.

Мәзкур көргәзмини пешқәдәм рәссам сабитҗан бабаҗаноф қирғизистанда елан қилинған “әдәп-әхлақ йили”ға беғишлиди.

У, қирғизистан сәнитигә қошқан һәссилири үчүн 1993 йили, қирғизистан һөкүмити тәрипидин “әмгәк сиңдүргән рәссам” дегән алий мукапатқа еришкән иди.

Рәссамниң ейтишичә, көргәзминиң асасий мәқсити уйғур хәлқиниң алим, мутәпәккур вә тарихий қәһриманлирини әсләш вә яш-өсмүрләргә уйғур миллий мәдәнийитини тонутуш икән.

Рәссам сабитҗан ака 2002 - йили, мушу мәзмундики бир көргәзмини уюштурған болуп, әйни йили көргәзмигә пәқәт 20-25 парчә рәсим қоюлған иди. Әмма, нөвәттә давамлишиватқан көргәзмигә у, өткән 15 йил җәрянида иҗад қилған әсәрләрни өз ичигә алған 85 парчә тарихий шәхсниң портрети қоюлди.

Уйғур ели, ана-вәтән темилири рәссамниң иҗадийитидә муһим орун тутуп кәлгән болсиму, әмма бу қетимқи көргәзмидә уйғур мәшһурлириниң рәсимлири алаһидә салмақни игиләйду.

Уларниң ичидә йүсүп хас һаҗип, мәхмут қәшқәри, әлишир навайи, лутпулла мутәллип, әхмәтҗан қасими, садир палван қатарлиқлар көрүрмәнләрни җәлп қилиду.

Көргәзмини көргән “иттипақ” гезитиниң муавин баш муһәррири, сиясий пәнләрниң магистир намзати рәһимҗан һапизниң ейтишичә, уйғур елидә уйғурларниң миллий кимлики дәпсәндә қилиниватқан вақитта, мәшһур уйғур тарихий шәхслириниң портретлириниң қирғизистанда көргәзмә қилиниши интайин муһим әһмийәткә игә болупла қалмай, бәлки бу дөләттә уйғур мәдәнийәт-сәнитигә орун бериливатқанлиқини көрситидикән.

Рәһимҗан һапизниң ейтишичә, хәвәрләргә қариғанда, хитай даирилири йеқинқи бир нәччә йилдин буян уйғурларниң миллий кимлик, диний етиқад вә тил ишлитиш һоқуқлириға еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилған. Бу хил бузғунчилиқ өткән бир йилдин буян техиму қаттиқ күчәйтилгән. Уйғур аптоном районлуқ маарип тармақлири йеқинда бир уқтуруш чиқирип, уйғур тилини маарип саһәсидин пүтүнләй сиқип чиқарған.

Көзәткүчиләрниң ейтишичә, уйғур елидики мәктәпләрдә уйғур тил-әдәбияти дәрс қилип өтүлмигән шараитта, уйғур пәрзәнтлири өз тарихий мәшһурлирини билиш вә улардин өгиниш пурситидин мәһрум қалдурулидикән.

Көргәзмини зиярәт қилған сәнәт сөйәрләр сабитҗан бабаҗанофниң иҗадийитигә юқири баһаларни бәрди вә униң билән пәхирлинидиғанлиқини билдүрүшти.

Сабитҗан камал оғли бабаҗаноф 2016- йили москва шәһиридә өткүзүлгән хәлқаралиқ көргәзмигә қатнашқан вә рус хәлқигә уйғур дәвасини мәдәнийәт арқилиқ тонуштурған иди.

Сабитҗан әпәнди қирғизистан уйғурлириниң сәнәт байриқи болуп, униң уйғур хәлқиниң мәдәнийәт байлиқи вә әдәп-әхлақ әнәнисини илгири сүрүшкә қошқан төһпилири үчүн қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити тәрипидин “еһсан” медали билән мукапатланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.