Қазақистандики уйғуршунаслиқ тәтқиқат мәркизи илмий кадирлар билән қандақ тәминләнгән иди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.08.16
Uyghurshunasliq-ilmiy-muhakime-yighini.jpg Уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2005-Йили, алмата.
RFA/Oyghan

Мәлуматларға қариғанда, қазақистанда тунҗи уйғуршунаслиқ тәтқиқат мәркизи 1946-йили ечилған болуп, уни тилшунас алимә айшәм шәмийева башқурған иди. Мәзкур мәркәз қазақистан пәнләр академийиси йенидики тарих, археологийә вә етнографийә институтида тәшкиллинип, у уйғур-туңган мәдәнийити бөлүми дәп аталди. 1949-Йилниң ахирлирида болса, бу бөлүм қазақистан пәнләр академийиси рәһбәрликиниң қарариға бинаән мустәқил уйғур-туңган мәдәнийити бөлүмигә айланди.

Кейинки йилларда бөлүмниң қурулмиси пат-патла өзгирип, ақивәттә 1963-йили қазақистан пәнләр академийиси тилшунаслиқ институти тәркибидә уйғуршунаслиқ бөлүми мәйданға кәлди. 1986-Йилғичә уйғуршунаслиқ бөлүмини абдувәли қайдароф, мурат һәмрайеф, ғоҗәхмәт сәдвақасоф охшаш дуня түркийшунаслиқ илмигә кәң тонулған алимлар башқурди.

1986-Йили шу бөлүм асасида уйғуршунаслиқ институти қурулуп, 1991-йилниң аяқлириғичә униңға академик ғ. Сәдвақасоф, 1996-йилғичә, йәни мәзкур институт шәрқшунаслиқ институти тәркибидики уйғуршунаслиқ мәркизигә айланғанға қәдәр коммунар талипоф рәһбәрлик қилди.

Уйғуршунаслиқ институтиниң дәсләпки қәдәмлиридә ишлигән тилшунас алим, ғ. Сәдвақасофниң шагирти, һазир вилайәтлик муәллимләрниң кәспини мукәммәлләштүрүш институтиниң хадими руслан арзийефниң ейтишичә, 1963-йили ечилған уйғуршунаслиқ бөлүми мәлум дәриҗидә мустәқил иш елип барған болуп, илмий кадирларни қобул қилиш вә тәйярлаш мумкинчиликигә игә болған. Илмий кадирларни тәйярлаш болупму уйғуршунаслиқ институтини ғ. Сәдвақасоф башқурғанда һәртәрәплимә қолға елинди. Р. Арзийеф институт қурулуши билән уйғуршунаслиқ илиминиң хели җиддий тәрәққий етишкә башлиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “илгири уйғуршунаслиқ пәқәт уйғур тили, әдәбияти вә тарих билән чәкләнгән болса, бу институтта уйғурларниң иҗтимаий, сиясий, иқтисадий, мәдәний һаяти һәртәрәплимә өгинилди. Институт мудири ғоҗахмәт ака сәдвақасоф илмий дәргаһларда ишләватқан уйғур алимлирини институтқа тәклип қилип, уларниң уйғуршунаслиқ саһәси бойичә илмий тәтқиқат елип беришиға мумкинчилик яратти. Уларниң бир қисми москва, санкт-петербург, ташкәнт охшаш түркийшунаслиқниң чоң мәркәзлиридә таллап алған илмий мавзулири бойичә тонулған алимлар рәһбәрликидә тәтқиқат ишлирини йүргүзди. Мәзкур институтниң ечилиши 1980-йили абай намидики қазақ педагогика институтиниң филологийә факултети йенида қайта ечилған уйғур бөлүми оқуғучилириниң оқушни тамамлишиға тоғра кәлди. Бу бөлүмни яхши нәтиҗиләр билән тамамлиған бир топ яшлар уйғур тили вә әдәбияти бойичә илмий издинишләрни елип барди.”

Р. Арзийефниң ейтишиға қариғанда, уйғуршунаслиқ институтиға алмата, ташкәнт, бишкәк вә башқиму шәһәрләрдики алий оқуш орунлирида, тәтқиқат мәһкимилиридә, музейларда вә башқиму җайларда билим еливатқан вә ишләватқан тарих, етнографийә, җуғрапийә, иқтисад вә башқиму саһә вәкиллири тәклип қилинди. Уларниң турмуш-тирикчилики үчүн мумкин болған барлиқ шараитлар яритилди. Р. Арзийеф өткән әсирниң 90-йиллириниң башлирида, йәни қазақистан мустәқиллиқиниң дәсләпки йиллирида йүз бәргән иқтисадий боһранлар дәвридә, шундақла 1996-йили уйғуршунаслиқ институти мәркәзгә айланғандин кейин, бир қатар яш кадирларниң башқа саһәләргә кәткәнликини, мундақ әһвалниң башқа институтлардиму байқалғанлиқини оттуриға қойди.

Өтмүштин мәлум болушичә, қазақистанда уйғуршунаслиқ саһәси бойичә кадирларни йетиштүрүштә, болупму ташкәнттики оттура асия дөләт университетидики шәрқшунаслиқ факултети, 1950-йилларниң башлирида алматада абай намидики қазақ педагогика институтида ечилған уйғур бөлүми муһим рол ойниди. Илмий кадирларни тәйярлаш ишлириға кейинки йилларда қазақистан пәнләр академийиси тилшунаслиқ, әдәбият вә сәнәт, тарих вә етнографийә институтлирида тәшкилләнгән илмий әмгәкләрни қозғаш кеңәшлири, аспирантурилар, илмий екиспедитсийәләр, чәтәлләргә уюштурулған илмий иш сәпәрлири вә башқиларму алаһидә тәсир қилған иди.

Р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң баш илмий хадими, тарихчи доктор абләһәт камалоф тилшунаслиқ институти йенидики уйғуршунаслиқ бөлүми тәрипидин тәйярланған кадирларниң бири болуп, у алмата шәһиридә оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, ташкәнт дөләт университетиниң шәрқшунаслиқ факултетиниң хитайшунаслиқ бөлүмини пүттүргән. Униң ейтишичә, мәзкур факултетта исрайил розибақийеф, һосман мәмәтахуноф қатарлиқ шәрқшунас, уйғуршунас алимлар устазлиқ қилған. Шундақла бу бөлүмдә бир қанчилиған уйғур балилириму оқуған.

А. Камалоф радиомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “алматаға келип, уйғуршунаслиқ бөлүмигә ишқа орунлаштим. Бөлүмдә бир йил ишләп, андин уйғуршунаслиқ бөлүми мени ленинградқа, йәни һазирқи санкт-петербургқа оқушқа әвәтти. У йәрдә атақлиқ шәрқшунаслиқ институтида аспирантурида оқудум. Мениң асасий тәтқиқатим уйғур хақанлиқи һәққидә болди. Хитай тилини шу университетниң профессорлиридин өгәндим. Илмий ишимни 1990-йили яқлап, алматаға қайтип кәлдим вә уйғуршунаслиқ институтида ишимни давамлаштурдум.”

А. Камалофниң ейтишичә, өткән әсирниң 80-вә 90-йиллири ленинградтики шәрқшунаслиқ институтида башқиму уйғур балилири оқуған болуп, уларниң бәзилири илмий диссертатсийилирини яқлап, түрлүк саһәләрдә ишлигән. Шуларниң бири талантлиқ һиндшунас алим әкрәм әнвәроф шәрқшунас алим сергей кляшторнийниң рәһбәрликидә илмий диссертатсийә яқлап, бир нәччә йиллар давамида уйғуршунаслиқ институтида ишлигән.

Һазир р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизидә ишләватқан хадимларниң зор көпчилики әнә шу уйғуршунаслиқ институти тәйярлиған кадирлардур. Мәркәздә тарихчи, тилшунас, әдәбиятшунас вә башқилар болуп, онға йеқин алим ишлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.