Теббий мутәхәссисләр: “саламәтлик архипи турғузуш вә DNA әвришкисини топлашниң хәтири бар”

Мухбиримиз меһрибан
2017.11.08
qan-tekshurush-dna.jpg Уйғур деһқанларни йиғивелип қан әвришкиси еливатқан көрүнүш.
xjem.gov.cn

Хитай таратқулирида 2017-йил 30-өктәбиргичә, уйғур аптоном районидики 18 милйон кишиниң “һәқсиз саламәтлик тәкшүрүши” гә қатнаштурулғанлиқи, буниң ичидә 13 милйон кишиниң шәхсий саламәтлик учурлириниң архиплаштурулғанлиқи хәвәр қилинди. Зияритимизни қобул қилған теббий саһәдики мутәхәссисләр, уйғур елидики “һәқсиз саламәтлик тәкшүрүши” һәққидә өзлириниң гуманий қарашлирини баян қилди. Улар, уйғурларниң пүткүл милләт гәвдиси бойичә шәхсий саламәтлик архипиниң турғузулуши гуман қозғайду, деди һәмдә инсанлардики биологийилик кимлик болған DNA әвришкиси вә униңдин пайдилинишниң даириси һәққидә тохталди.

Бултур 9-айда уйғур аптум район даирилири башлиған “омумий хәлқ һәқсиз саламәтлик тәкшүрүш” хизмити йеқинда аяғлашти. Хитай һөкүмәт таратқулирида бир йил давамлашқан аһалиләр һәқсиз саламәтлик тәкшүрүшигә уйғур аптоном районида 18 милйон 840 миң аһалә қатнаштурулуп, буларниң ичидә 13 милйон 960 миң кишиниң саламәтлик архипи турғузулғанлиқи вә буниңға 1 милярд 580 милйон йүән хәлқ пули сәрп қилинғанлиқи алаһидә әскәртилип, бу һөкүмәтниң уйғур аптоном районидики һәр милләт хәлқигә қилған ғәмхорлуқи дәп тәрипләнди.

“аталмиш аһалиләр һәқсиз саламәтлик тәкшүрүши” хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин көккә көтүрүлүп мәдһилиниватқан болсиму, әмма уйғурлар қаттиқ бастурулушқа учраватқан бир мәзгилдә даириләрниң пүткүл уйғур диярида омимийүзлүк елип барған мәзкур һәрикити чәтәлләрдики уйғур җамаити арисида гуман қозғаватқан мәсилиләрниң бири дәп қарилип, хитай һөкүмитиниң пүткүл уйғур районида аһалиләрдин қан елип тәкшүрүши вә һәр бир киши үстидин саламәтлик архипи турғулишида мәлум шум мәқсәт барлиқи илгири сүрүлмәктә.

Америкидики теббий мутәхәссисләрдин коломбийә университитниң теббий илим тәтқиқатчиси мәмәт имин әпәнди, вә японийәдә ген тәтқиқатида докторлуқ унвани алғандин кейин нөвәттә вашингтондики мәлум дохтурханида ишләватқан доктор җүрәт обул әпәнди қатарлиқлар, уйғурлар үстидин елип берилған омумий хәлқ һәқсиз саламәтлик тәкшүрүши вә архип турғузушиға қарита гуманий қарашлирини бирқанчә нуқтилардин изаһлиди.

Хитай һөкүмити шунчә зор мәбләғ аҗритип, пүтүн уйғур миллитиниң саламәтликини һәқсиз тәкшүрүши вә архиплаштуруши немә үчүн хәлқарада ғулғула вә тәнқидкә учраватиду?

Нйо-йорктики коломбийә университиниң теббий илим тәтқиқатчиси мәмәт имин әпәндиниң қаришичә, кишиләрниң саламәтлик әһвалини архип қилип сақлаш әсли тибабәттә җиддий кесәлләрни қутқузушқа пайдилиқ болсиму, әмма уйғурларға қарита бастуруш күчийиватқан бир мәзгилдә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң саламәтликини һәқсиз тәкшүрүш вә архип турғузуши гуман қозғайду. Һазир хитай һөкүмитиниң уйғурларниң саламәтлик әһвалини кәң-көләмдә архиплаштурушиға қарита гуманий қарашларниң турғузулуши вә наразилиқ қозғилиши тәбиий әһвал. Бу 2-дуня уруши мәзгилидә хитай һөкүмитиниң японийәни “хитай хәлқини теббий тәтқиқатта тәҗрибә обйекти қилди” дәп әйиплигинигә охшаш әһвал.

Мәмәт имин әпәнди йәнә америка қатарлиқ ғәрб дөләтләлиридә кишиләрниң саламәтлик әһвали қандақ шараитта архип қилип сақлиниду, дегән мәсилә һәққидә тохталди.


Мәмәт имин әпәндиниң билдүрүшичә, ғәрб дөләтлиридә асасән икки хил кишиләр топиниң DNA әвришкиси йиғилидиғанлиқини билдүрүп, бир хил теббий мәқсәттә болса, йәнә бир хили түрмидики җинайәтчиләрниң тәкшүрүш обйекти қилинидиғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, америкада җинайәт өткүзүп түрмигә киргәнләрниң DNA әвришкиси елинидиған болуп, бу санлиқ мәлумат шу кишиниң илгири өткүзгән җинайити вә бундин кейин җинайәт өткүзүш нисбитини һөкүм қилишта пайдилиниду. Әмма хитай һөкүмитиниң пүтүн уйғурларниң саламәтликини архиплаштуруши вә DNA әвришкисини немә мәқсәттә йиғиватқанлиқи һазирқи шараитта ениқ һөкүм қилғили болмайдиған бир әһвал. Шуңа хитай һөкүмитиниң шәхсләрниң саламәтлик әһвалини архиплаштуруши вә DNA әвришкисини йиғиши кишиләр нәзиридә нормал болмиған әһвал дәп қаралған вә һәр хил пәрәз вә гуманларға сәвәб болған.

Нйо-йорктики коломбийә университиниң тәтқиқатчиси мәмәт имин әпәнди вә японийәдә ген тәтқиқати бойичә докторлуқ илмий унваниға еришкән җүрәт обул әпәндиләр йәнә DNA уқуми һәққидиму тохталди.

Мәмәт имин әпәндиниң билдүрүшичә, шәхсләрниң DNA әвришкиси шу шәхсниң биологийилик кимлики болуп, нөвәттики техникида DNA әвришкисини тәкшүрүш арқилиқ шәхкә мунасивәтлик аилә нәсәби, униң ирқий кимлики, миҗәз-характери, әқил-идраки қатарлиқ көп хил әһвалларни билиш, тәтқиқ қилиш һәтта һәр хил яман ғәрәздә пайдилинишму мумкин икән. Мәмәт имин әпәнди нөвәттә DNA техникиси арқилиқ өсүмлүкләрдә нәсил өзгәртиш, йеңи сорт йетилдүрүш қатарлиқ омумлашқан әһвалларни нәқил елип, әгәр бу хил нәсил өзгәртиш мәлум яман нийәттә инсанларға еғир хәтәр елип келиши мумкин, деди.

Җүрәт әпәнди вә мәмәт имин әпәндиләр йәнә хәлқарада вә ғәрб демократик дөләтлиридә шәхсләрниң DNA әвришкисини топлаштики қануний тәртипләр һәққидиму тохталди.

Улар, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларниң сағламлиқ әһвали үстидин архип турғузуши вә DNA әвришкисини топлаштәк қанунсиз қилмишиниң җиддий диққәт қозғиши лазимлиқини билдүрди.

Җүрәт әпәнди кишиләрниң шәхсийитигә ятидиған н н а әвришкисиниң хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин мәҗбури топлинишиниң уйғурларға елип келидиған хәтири һәққидә тохтилип, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң DNA әвришкисини кәң-көләмдә топлиши, уйғурларни техиму қаттиқ контрол қилиш мәқситидә болуватқанлиқини тәкитлиди.

Мәмәт имин әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң DNA әвришкисини бу қәдәр кәң топлиши, чәтәлләрдә хитайға қарши паалийәт елип бериватқан уйғур паалйәтчилиригиму психик җәһәттин һуҗум қилиш қорали болуш еһтимали барлиқини әскәртип, чәтәлләрдә уруқ-туғқанлири бар уйғурларниң DNA әвришкиси арқилиқ шу аилә әзалириниңму сағламлиқ әһвалиға даир бәзи әһваллар ашкарилинидиғанлиқи, бу арқилиқ хитай хәвпсизлик органлириниң чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур актиплириға психик җәһәттин һуҗум қилиш еһтималлиқиму барлиқини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлишайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.