Тәтқиқатчи вә паалийәтчиләр: америка-хитай мунасивәтлиридә кишилик һоқуққа сәл қарашқа болмайду

Мухбиримиз әркин
2017.10.05
tramp-yighinda-sozde-shimaliy-koreye.jpg Америка президенти трамп “американиң атом бомбиси ‛һәр қачанқидин күчлүк‚” дәп, шималий корейәниң арқа-арқидин қилған ракета синиқиға агаһландуруш бериватқан көрүнүш. 2017-Йили 9-авғуст.
AFP

Америка президент трампниң келәр айдики хитай зиярити һарписида америкидики бәзи тәтқиқатчилар вә тәшкилатлар америка президентини хитай кишилик һоқуқ вәзийитигә сәл қаримаслиққа чақирди. Уларниң агаһландурушичә, әгәр трамп һөкүмити хитай кишилик һоқуқ вәзийитигә давамлиқ сәл қариса, америка еғир бәдәл төләшкә мәҗбур болидикән.

Америкидики нопузлуқ истратегийә тәтқиқат мәркәзлириниң бири болған “ташқи мунасивәтләр кеңиши” ниң тәтқиқатчи вайола росчайолд 4‏-өктәбир елан қилған мақалисидә, трамп һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилисидики позитсийәсини өзгәртишкә чақирған.

Виола росчайелд, трамп һөкүмитиниң хитай сияситидә диққитини иқтисади мәсилиләргә мәркәзләштүрүп, кишилик һоқуқни тилға алмиғанлиқини тәнқид қилиду.

У, бу йил хитайда кишилик һоқуққа қарши нурғун хилаплиқлар садир болуп, нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбо рак кесилидә өлгән, адвокатлар тутқун қилинип, уларға мәҗбури иқрар қилдуруш васитилири қоллинилған, хоңкоң демократийә һәрикитиниң рәһбәрлири җазаланған, уйғурларға болған тәқиб күчәйтилип, уларниң зиялийлири бастурулған, чәтәлдә оқуватқан оқуғучилар мәҗбури қайтурулуп кетиштәк әһваллар йүз бәргән болсиму, бирақ трамп һөкүмитиниң бу әһвалларға сүкүт қилғанлиқини тәнқидлигән.

Униң көрситишичә, әгәр трамп мәмурийити хитай кишилик һоқуқ мәсилисигә давамлиқ пәрвасиз қариса, американиң йетәкчиликидики дуня тәртипи бузғунчилиққа учрап, бу, хитайниң йәр шари сәһнисидики роли техиму зорайтидикән.

Америкидики бәзи анализчилар, трамп мәмурийити кишилик һоқуқни муһим орунға қоюп, уни америка-хитай мунасивәтлиридики башқа мәсилиләр билән бирләштүрсә, американиң бихәтәрлик мәнпәәтини үнүмлүк қоғдиғили болидиғанлиқини билдүрди.

Д у қ қанун мәслиһәтчиси, америкидики адвокат нури түркәл әпәнди мундақ дәйду: “америка һөкүмити бу инсан һәқлири мәсилисини ташқи сиясәттики башқа мәсилиләрдин айривәтмәй, униң үстигә қоюп, ташқи сиясәтни иҗра қиливатқан ташқи ишлар министириға қошуп, әдлийә министири, дөләт бихәтәрлик министири, сода министири, малийә министири, һәтта муһит асраш идарисидин тартип мушуларниң һәммисини қошуп әкелип, коллектип көңүл бөлидиған мәсилигә айландурса, мән ишинимәнки хитайни үстәлгә әкелип мушу мәсилисини һәл қилишқа, һеч болмиса уларниң мәйлини оттуриға чиқарғини болиду.”

Бурун америка һөкүмити хитай билән кишилик һоқуқ диалоги қуруп һәр йили кишилик һоқуқ сөһбити өткүзүп кәлгән. Бирақ бу диалог кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап кәлгән. Улар, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә һечқандақ яхшилиниш болмиғанлиқи, диалогниң рәсмийәткә айлинип қелип, әһмийити қалмиғанлиқини қәйт қилип кәлгән иди.

Америка “ташқи мунасивәтләр кеңиши” ниң тәтқиқатчиси вайола росчайолд, американиң бурунқи һөкүмәтлириниң хитай кишилик һоқуқ мәсилисидики позитсийәси юмшақ болсиму, бирақ уларниң һеч болмиса бу мәсилини изчил оттуриға қоюп турғанлиқини тәкитләйду.

Америкидики хитай өктичи, “хитай хәлқара демократийә бирләшмә фронти” ниң рәиси вей җиңшиң әпәндиниң қаришичә, хитай кишилик һоқуқ вәзийитиниң йеқинқи йилларда давамлиқ начарлишип кетишидики сәвәб хәлқараниң бесими аҗизлап кәткәнликидә.

Вей җиңшиң мундақ деди: “кишилик һоқуқни сөзлишишниң интайин муһим сәвәби бар. Буниң биринчи сәвәби, бу хәлқара җәмийәтниң ениқ мәйданини ипадиләйду. Униң бу мәйдани хитай һөкүмитигә мәлум бесим пәйда қилип, хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ мәсилисидә азрақ болсиму еһтият қилишқа мәҗбурлайду. Биз йеқинқи 20 йилдин бери шуни көрүп турдуқ, америка хитай билән сода қилимиз, дәп вә хитайниң тәсиридә кишилик һоқуққа диққәт қилишни бошаштурди. Нәтиҗидәк хитай кишилик һоқуқ вәзийити давамлиқ яманлишип маңди. Шинҗаң билән шизаңда қаттиқ бастуруш елип барди. Бу әһвал илгири бу районларда көрүлүп бақмиған. Бу әһвал йеқинқи 20 мабәйнидә изчил еғирлишип маңди. Буниң өзи хәлқара бесимниң аҗизлишип меңиши билән мунасивәтлик.”

Нури түркәл әпәндиниң хитай кишилик һоқуқ хатириси американиң узун мәзгиллик бихәтәрлик мәнпәитигә зич мунасивәтлик мәсилә. У, әгәр америка хитайниң кишилик һоқуқ, демократийә тәрәққиятиға сәл қариса, буниң кәлгүсидә американиң бешиға дәрд болидиғанлиқини билдүрди.

Нури түркәл: “бу немини муһим орунға қоюшни һес қилған чағда униң хитай билән болған мунасивитидә һәм сағлам һәм арзу қилған муһит шәкиллиниду. Бу хитайлар халимиған темидин қечиш әмәс, улар халимиған темини сөзлишидиған тизимликни төпигә қоюш керәк. Бу инсан һәқлири, демократийә дегән мәсилиләр айлинип келип американиң тиҗарәт мәнпәитигә, бихәтәрлик мәнпәитигә яки җәнубий деңиздики мәсилиләргә тақишидиған мәсилә. Чүнки, хитай сиясий муһити сағлам, өзиниң хәлқини һөрмәт қилидиған дөләт болмиған әһвалда, у америкиға тәһдит болидиған әһвал келиду. Дуня тарихида сәһнидә туруватқан күч билән сәһнигә ямишип чиқиватқан күч арисида 16 қетим ихтилап болуп, униң 12 си уруш билән ахирлашқан. Әгәр америка хитайға мушундақ йол қойса, у кәлгүсидә американиң бешиға дәрд болидиған бүйүк мәсилә. Шуңа, америка хитайни демократийиләштүрүп, дунядики мәдәний дөләтләр қатариға әкелиши керәк. У шуни қилғанда өзиниң бешиға келидиған бир бала қазани тосуп қалалайду.”

Нури түркәл әпәнди йәнә, әгәр америка кишилик һоқуқ, демократийә инсанпәрвәрлик қиммәт қаришида чиң турмиса, хәлқарадики бу бошлуқни хитайниң толдурушқа урунидиғанлиқини билдүрди.

Нури түркәл мундақ деди: “американиң бүгүнки күндә қудрәтлик дөләткә айлинишиниң сәвәбини униң әскири күчи, иқтисадий күчи яки хәлқиниң кәшпиятчанлиқ роһидин қарашқиму болиду. Лекин бу дөләткә пүтүн дунядики хәқләрниң сөйгү-муһәббәт вә интилиш билән қаришиниң түп сәвәби униң езилгән хәлқләргә көңүл бөлүши, бир инсан туғулуштин мәвҗут болған һәқ-һоқуқлирини униң өлгүчә қолида тутидиғанлиқини тәшвиқ қилип кәлгән дөләт болғанлиқида. Әгәр у бу мәсилидә арқиға чекинсә, бу бошлуқни хитай толдуруп, өзиниң мәдәнийитини тәшвиқ қилидиған вә американиң хәлқара орнини йеңилашқа уруниду.”

Вайола росчайолдниң америка “ташқи мунасивәтләр кеңиши” ниң торида елан қилған мақалисидә көрситишичә, хитай һөкүмити сабиқ америка президенти бил клинтон, җорҗи буш вә барак обама дәврлиридә түрмидики бәзи өктичи затларни қоюп берип, америка һөкүмитигә қисмән йол қойған. Лекин у кейинки йолларда йол қоюшни рәт қилип кәлгән.

Вайола росчайолдмақалисидә, һазир хитайниң хәлқара тәнқидләргә пәрва қилмайдиғанлиқини әскәртип, бәзидә униң хитайни тәнқид қилған дөләтләргә иқтисадий ембарго қойидиғанлиқини илгири сүргән.

Вей җиңшиң әпәндиниң қаришичә, бу әһвални йәнила хәлқара җәмийәтниң мадарачи сиясити кәлтүрүп чиқарған. У, хитайниң уйғур районида йүргүзүватқан һазирқи қаттиқ бастуруш сиясити хәлқараниң кишилик һоқуққа сәл қариғанлиқиниң нәтиҗиси, дәп көрсәтти.

Вей җиңшиң мундақ дәйду: “бу, униң еғир ақивити. Хәлқара җәмийәт шинҗаң мәсилисигә диққәт қилмиса, хитай кишилик һоқуқ вәзийитигә диққәт қилмиса, хитай һөкүмити буниңдин илһамлиниду. Униң һазир шинҗаңда қиливатқан яман ишлириниң һәммиси, мәсилән, униң ‛қурани кәрими‚ ни мусадирә қилиши, мусулманларниң исим қоюшини чәклиши, бу ишлар мав зедоң дәвридиму болуп бақмиған. Улар немишқа бундақ һәддидин ашқан ишларни қилалайду. Чүнки, хәлқара җәмийәт кишилик һоқуққа сәл қариди. Шуңа, у өзиниң халиғинини қиливатиду. Қисқиси американиң кишилик һоқуққа сәл қариши, хитай хәлқигә, езиливатқан хәлқләргә техиму зиян қилиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.