Илһам тохтиниң үрүмчидики соти һәққидә адвокат нури түркәл билән сөһбәт

Мухбиримиз қутлан
2014.09.30
ilham-toxti-tohti-ependi-xitay-oktichiliri-bilen-bille.jpg Илһам тохти әпәнди хитайдики өктичи затлар билән биллә
Photo: RFA

Хитай соти илһам тохтини “дөләтни парчилаш җинайити” билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғандин кейин хәлқара җәмийәт буниңға қарши күчлүк инкас қайтурмақта. Ғәрб таратқулирида илһам тохти сотиниң қануний тәртиплириниң мүҗмәллики һәмдә адаләтсиз һөкүм чиқирилғанлиқи һәққидики җиддий муһакимиләр қанат яймақта.

Бу мунасивәт билән радиомиз америкидики уйғур адвокат нури түркәл әпәнди билән мәхсус сөһбәт өткүзди. У хәлқара қанун вә хитайниң мунасивәтлик қанунлири нуқтисидин илһам тохтиниң үрүмчидә өткүзүлгән соти һәмдә униң қануний тәртиплири һәққидә өз қарашлирини шәрһләп өтти.

Илһам тохтиниң соти қануний тәртип вә принсипларға хилап сот

Адвокат нури түркәл әпәнди илһам тохтиниң бейҗиңда тутқун қилинишидин тартип униң үрүмчидә сотлиниши вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинишиғичә болған пүткүл җәрянларниң қануний принсипларға хилап икәнликини билдүрди. У буниң хәлқара қанунғила әмәс, бәлки хитай өзи түзгән қанун тәртиплири билән қануний принсипларғиму хилап икәнликини тәкитлиди.

У илһам тохтиниң бейҗиң нопусида болсиму, әмма үрүмчидики сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, үрүмчидә сотлинишиниң өзи униң делосиниң қануний тәртипләр бойичә әмәс, бәлки сиясий буйруқ бойичә бир тәрәп қилинғанлиқиниң ипадиси дәп көрсәтти.

У йәнә илһам тохти үстидин чиқирилған еғир җаза һөкүминиң қанунға тайинип әмәс, бәлки сиясәтчиләрниң ирадисигә беқип чиқирилғанлиқини илгири сүрди.

Илһам тохтиға берилгән еғир җаза әмәлийәттә уйғур сәрхиллириға берилгән агаһландуруштур

Нури түркәл әпәнди илһам тохтиниң сотиға тәклип билән қатнашқан көп қисим кишиләрниң әмәлийәттә һөкүмәт тәрәп уюштурған кишиләр икәнликини, уларниң соттин кейин һөкүмәтниң тәшвиқати үчүн дәсмайә болидиған адәмләрдин икәнликини тәкитлиди.

У йәнә илһам тохтиға берилгән еғир җазаниң әмәлийәттә уйғур билим адәмлиригә шундақла қәлбидә миллий виҗдан туйғуси бар сәрхилларға берилгән агаһландуруш икәнликини илгири сүрди.

Илһам тохтиниң соти хитай сияситиниң “қанун” тониға оринип көрүнүшидур

Нури түркәл әпәнди илһам тохти делосиниң хитайдики сиясий түси қоюқ дело икәнликини, хитай даирилириниң уни “қанун” тониға орап җамаәтчиликкә көрүнүш ясаватқанлиқини илгири сүрди.

Илһам тохтиниң лю шавбодинму еғир җазаға тартилиши униң уйғур болғанлиқидиндур

Нури түркәл әпәнди илһам тохти билән хитай демократчиси лю шавбониң охшаш болмиған тәқдирини селиштуруп мундақ деди:
“лю шавбо билән илһам тохтиниң тәқдиридики охшимаслиқлар әмәлийәттә хитайниң өз тәвәсидики милләтләргә тутқан позитсийисиниң охшимайдиғанлиқини көрситиду. Илһам тохтиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинишиниң әң муһим сәвәблиридин бири униң уйғур болғанлиқидур. Әмәлийәттә илһам тохти қилған гәпләрни вә тәшәббусларни хитай демократчилиридин лю шавбому дегән. Һазир ху җяму, ваң лишюңму вә тең бявму дәватиду. Илһам тохтиниң бу қәдәр еғир җазаға һөкүм қилиниши хитайниң уйғурларға еғир агаһландуруш бәрмәкчи болуватқанлиқиниң бәлгиси.”

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.