2017‏-Йили юртиға қайтқан уйғур “ғазатчилар” ниң 10 һәссә көпәйгәнлики гуманлиқ

Мухбиримиз әркин
2018.01.11
qeshqer-chegra-herbiy.jpg Хитай әскәрниң мухбирларни хитай-пакистан чеграсидики һәрбий аптомобиллирини сүрәткә тартиштин чәкләватқан көрүнүши. 2009-Йили 10-июл, қәшқәр.
AP Photo/Elizabeth Dalziel

2017‏-Йили оттура шәрқ дөләтлиридин қайтип чеграда тутқун қилинған уйғур “ғазатчилар” ниң алдинқи йилқидин 10 һәссә көпийип, хитайға җиддий хирис пәйда қилғанлиқи һәққидики бу учур хитай һөкүмәт мутәхәссислири тәрипидин оттуриға қоюлған.

Мәзкур учурни хитай һазирқи заман хәлқара мунасивәтләр институтиниң башлиқи җи җийе өткән йили 12‏-айниң ахирлири бейҗиңда өткүзүлгән бир хәлқара йиғинда тилға алған. Әмма у алдинқи йили қанчә уйғурниң “ғазатчи” дәп чеграда тутқун қилинғанлиқи яки 2017‏-йили 10 һәссә көпәйгән бу уйғурларниң конкрет сани һәққидә һечқандақ учур бәрмигән.

Бу хәвәр 8‏-январ күни хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” дә елан қилинип, мутәхәссисләр, хәлқара ахбаратлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң алаһидә диққитини қозғиған иди. Арқидинла бу хәвәр хитайниң “йәр шари вақти гезити” дә елан қилинди. “йәр шари вақти гезити” пәйшәнбә күни елан қилған хәвиридә, нурғун “террорчилар” ниң хитай паспорти билән шаңхәй, бейҗиң қатарлиқ җайларға киргәнлики, чегра башқурушниң күчәйтилгәнликини илгири сүргән.

Бирақ хитай һөкүмәт мутәхәссислириниң юқириқи санлиқ мәлумати бәзи мутәхәссислириниң гуманини қозғиди. Улар конкрет вә ишәнчлик санлиқ мәлумат болмай туруп, бу хуласигә келишниң мүшкүл икәнликини билдүрди.

Америкидики хитай вәзийәт анализчиси, америка пренситон университети хитай тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси чен куйде әпәндиниң қаришичә, хәлқара җамаәт юқириқи санлиқ мәлуматниң раст-ялғанлиқини әстайидил тәкшүрүши керәк.

У пәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “қолимизда йетәрлик материял болмай туруп, конкрет санниң қанчә икәнликигә һөкүм қилалмаймиз. Шуңа, буниңға кесип бир немә демәк мүшкүл. Лекин шу нәрсә бизгә аян, хитай һөкүмити узундин бери шинҗаңниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини, шинҗаңдики уйғур хәлқиниң өз өзини башқуруш тәләплирини наһайити қаттиқ бастуруп кәлди. Бу әң әқәллий реаллиқ. Шуңа, башқа дөләтләрдин қайтқан аталмиш даешчиларниң сани 10 һәссә көпәйди, дегән бу учурға дәрһал ишинип кәтмәй, башқа қаналлар арқилиқ тәкшүрүп беқишимиз керәк. Буниң раст-ялғанлиқини йәнә хәлқара җәмийәтниң әстайидил тәкшүрүп беқиши зөрүр.”

Хитай һөкүмити 2017‏-йили мисир, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, түркийә қатарлиқ дөләтләрдә оқуватқан яки тиҗарәт қиливатқан уйғурларниң юртидики аилә-тавабиатлирини гөрүгә тутуп, нурғун уйғурларни мәҗбурий қайтуруп кәткән. Қайтуруп барған нурғун уйғурлар чеграда яки юртиға берипла тутқун қилинған. Уларниң ичидики бәзиләр “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” гә соланған, бәзиләр қамақ җазалириға һөкүм қилинған.

Бәзи көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмәт мутәхәссислириниң юқириқи учурни тарқитиштики мәқсити 2017‏-йили бесим билән юртиға қайтқан бир қисим уйғурларни “ғазатчи” дәп тутқун қилип, өзиниң уйғур районидики әқәллий кишилик һоқуққа хилап қилмишлирини қанунлуқ қилип көрситишкән.

Америка әркинлик сарийи хитайниң террорлуқини баһанә қилип, уйғурларни бастуруватқанлиқини оттуриға қоюп келиватқан кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бири. Мәзкур органниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси сараһ кук ханим пәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, буниңға икки нуқтидин қарашқа болидиғанлиқини билдүрди. Униң қәйт қилишичә, истратегийәлик нуқтидин қариғанда, бу хитайниң уйғурларға тутқан сияситидики мәсилини ечип беридикән.

Сара кук мундақ дәйду: “истратегийәлик нуқтидин қариғанда, әгәр юқириқи санлиқ мәлумат раст болған тәқдирдиму, бу бир мәсилиниң барлиқини, хитай һөкүмитиниң униңға тутқан муамилисиниң бу мәсилини еғирлаштуруватқанлиқини көрситиду. Чүнки, хитай һөкүмитиниң бу хил һәрикәтләргә пәвқуладдә еғир қамақ җазалирини бериши, тәнқидчиләр оттуриға қоюп кәлгән бир әндишә. Униң қол телефонида видео көргән яш өсмүрләрни, миңлиған кишиләрни қанунсиз тутуп туруш лагерлириға солиши, мана булар дәл радикаллиқни күчәйтиду. Чүнки, у бурун һөкүмәт билән һечқандақ җиддий мәсилиси йоқ кишиләрни нишанға елип, уларни дөләт диктаторилиқ аппаратиниң қурбанлириға айландуруп қойиду. Нәтиҗидә бу уларда наразилиқ пәйда қилип, уларни радикаллишишқа яки бәзидә зораванлиқ васитиләрни қоллинишқа елип бариду. Чүнки, бу уларда диний ибадитини тинч бәҗа кәлтүрүшкә пурсәт яки қануни капаләт йоқ, дегән тәсират пәйда қилиду.”

Сара кукниң илгири сүрүшичә, хитайниң сияситигә қанун вә кишилик һоқуқ нуқтисидин қариғандиму еғир мәсилә бар. У, хитайниң уйғурларға алақидар ишларда зораванлиқ билән тинч һәрикәтләрни айримайдиғанлиқини билдүрди.

Сара кук мундақ дәйду: “униң сияситигә кишилик һоқуқ вә қанун нуқтисидин қариғандиму мәсилә бар. Әгәр сиз террорлуққа қарши туруш, хитай һөкүмитиниң радикаллиқ, зораванлиқ мәсилисидики әндишисиниң һәқиқий сәвәбигә қарисиңиз, у мәйли диний, мәйли сиясий, мәйли кишиләрниң шинҗаң вә униң ичи-сиртида болуватқан ишлар тоғрисидики учур алмаштурушида болсун, тинч һәрикәтләр билән зораванлиқни айримайдиғанлиқи, бу ишларни охшаш җазалайдиғанлиқини көрисиз. У илһам тохти вә шуниңға охшаш һечқандақ зораванлиққа арилашмиған кишиләр билән радикаллиққа арилишип қалған кишиләргә охшаш җаза бериду. Бу мәйли қанун җәһәттин қариғандиму, мәйли кишилик һоқуқ нуқтисидин алғандиму бир еғир мәсилә.”

Хитай һөкүмити 2016‏-йилниң ахирлиридин башлап уйғур аптоном районида пәвқуладдә қаттиқ аманлиқ тәдбирлирини елишқа башлиған. У, юқири техникилиқ көзитиш аппарати, бихәтәрлик камералирини омумлаштуруп, уйғурларниң күндилик һәрикитини қамал қилған. Уларниң д н а әвришкиси, қан типи, көз нури, бармақ изини елип, биологийәлик учурлирини топлиған. “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” ни қуруп, миңлиған, онмиңлиған уйғурни солиған. Диний паалийәтләр, классик әсәрләр, тарихий шәхсләр чәклинип, идеологийәлик контроллуқ күчәйтилгән. Әдәбият, сәнәт саһәсидики нурғун язғучи, әдиб, сәнәткарлар тутқун қилинған яки из-дерәксиз йоқалған. Уйғур тиҗарәтчиләр тутқун қилинип, уларниң башқурушидики нурғун кархана вә ширкәтләр тақалған иди.

Чен куйде әпәнди пәйшәнбә күни радийомизниң зияритини қобул қилғанда, хитайниң һазирқи сияситини йәнә давамлаштурушқа болмайдиғанлиқини агаһландурди. У мундақ дәйду: “тарихий җәһәттин қариғанда, йеқинқи 20 нәччә йилдин бери хитай мәркизи һөкүмити яки хитай компартийәси шинҗаңдики уйғур хәлқиниң өз өзини башқуруш тәлипи вә уларниң асаси турмуши, негизлик һоқуқиға еғир зәрбә берип кәлди яки тартивалди. Мана бу биз көпчилик етирап қилишимизға тегишлик һәммигә мәлум реаллиқ. Бу әһвални йәниму давамлаштурушқа болмайду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.