Уйғурларниң хәтәрлик вәзийити зиялийларни оз миллитиниң тәқдири һәққидә ойландурмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.10.02
rushen-abbas-yalghuz.jpg Гуәнтанамодики уйғур тутқунларға узун йил тәрҗиманлиқ қилип, уйғур сиясий, кишилик һоқуқ дәвалирида актип паалийәтләр елип бериватқан, уйғур зиялийси рошән аббас ханим.
RFA

Йеқинқи йилларда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қоллиниливатқан сиясий, иқтисадий, диний бесимлириниң һәссиләп күчәйтилишигә әгишип, уйғур җәмийитидә һәр саһәләрдики йетишкән шу милләт илғарлири вә сәрхиллириниң чәтәлләргә еқишини кәлтүрүп чиқириватқанлиқи инкас қилинмақта.

Униңдин башқа һәр хил йоллар арқилиқ чәтәлләргә мәхсус билим елишқа чиққан вә өз кәспидә өзлири туруватқан әлләрдә бәлгилик нәтиҗә яратқан уйғур зиялийлириму аз әмәс. Һалбуки селиштурғанда өз җәмийитиниң тәрәққиятида ядролуқ рол ойнаватқан, уйғурларни аң җәһәттин йетәкләшкә тиришиватқан, бир қанчә тиллиқ бир қисим уйғур билим адәмлириниң, әркин әлләргә чиққандин кейин уйғурлар йүзлиниватқан һәр түрлүк паҗиәләргә сүкүттә турувелиши болса, чәтәлләрдики уйғур җамаити арисида вә иҗтимаий учур васитилиридә муназирә долқуни һасил қилған бир җиддий темиға айланди.

Бу һәқтә бүгүнки сөһбитимизгә, әң аввал америкада яшаватқан уйғур зиялийлардин бири шундақла гуәнтанамодики уйғур тутқунларға узун йил тәрҗиманлиқ қилип, уйғур сиясий, кишилик һоқуқ дәвалиридиму актип паалийәтләр елип бериватқан, уйғур зиялийси рошән аббас ханимни тәклип қилдуқ. Рошән ханим иҗтимаий таратқуларда уйғур зиялийлириға қолиға қәләм елип уйғурлар мәсилилирини тонутушқа актип чақириқ қилғучиларниң бири.

У бүгүнки сөһбитимиздә уйғур зиялийлириниң, охшимиған саһәләрдә нәтиҗә қазинип уйғурларниңму билим җәһәттә күчлүк бир төһпикар милләт икәнликини тонутиватқанлиқидин пәхирлинишкә әрзийдиғанлиқини билдүрди шундақла зиялий демәк ялғуз билим вә мәдәнийәт тарқитиштила әмәс бәлки бир милләтниң идийиви чүшәнчә қарашлириниң шәкиллинишидә интайин муһим вә зор тәсир көрситидиған топлуқ икәнликини әскәртип, “хитай һөкүмити һәр қандақ уйғурни дүшмән санаватқан бүгүнки җиддий бир вәзийәттә, милләтниң кәлгүси үмиди болған зиялийлар үчүн хитайға дүшмән болуп қалармәнму?” дәп йәнә сүкүттә турушниң әхмиқанилик болидиғанлиқини әскәртип, уларни қолиға қәләм елип, түрлүк мәтбуат вә васитиләрдә уйғурлар өз районида дучар болуватқан түрлүк мәсилиләрни тонуштуруш вә хитай һакимийитиниң уйғурларға қаритиватқан бесим сиясәтлири вә һәрикәтлирини ечип көрситиштә, актип рол ойнашқа дәвәт қилди.

Рошән аббас ханим йәнә алаһидә әскәртип, уйғурларниң һәқлиқ дәвасини аңлитишта уйғур ханим қизлириниңму җүрәтлик болушини, зиялийларниң ханимлириниң милләтни туғқан вә милләтни тәрбийәләйдиған ана болуш сүпити билән әрлирини, оғуллирини уйғур миллий дәваси үчүн хизмәт қилишқа дәвәт қилиши, қоллиши, уларға күч вә мәдәт бериши зөрүрлүкини тәвсийә қилди.

Бүгүнки сөһбитимизгә йәнә японийәдә пәлсәпә саһәсидә докторлуқ унвани алған вә “уйғур дөләтчилик идийәсиниң тарихи тәсвири” намлиқ әсири билән оқурмәнләргә тонулған мухтәр абдурахманни тәклип қилдуқ.

У: “бир милләтниң сиясий җәһәттики мәвҗутлуқиниң, шу милләтниң мәдәнийитиниң, тәрәққиятиниң капалити. Уйғурлар үчүн елип ейтқанда, уйғурларниң сиясий җәһәттики трагедийәсиниң келип чиқишидики асаслиқ сәвәб дөләт миллити шәклидә оттуриға чиқалмайватқанлиқимиздин ибарәт реаллиқимиз” дәп оттуриға қойди.

У йәнә чәтәлләрдики уйғур зиялийлириниң уйғурларниң мустәмликә һалитини өзгәртиштәк, ортақ нишаниға йетиши үчүн, бир дөләт миллити сүпитидә оттуриға чиқишта өзини тәрбийәләш вә бесип өтүшкә тегишлик қәдәм басқучлар һәққидә мулаһизисини оттуриға қойди һәмдә японийәдики уйғур зиялийлириниң уйғурларни вә уларниң реаллиқини японийәдә тонуштуруш йоллирини вә бу һәқтики тәҗрибилирини хуласиләп өтти.

Қәдирлик радио аңлиғучилар, уйғур вәзийитиниң уйғур зиялийлиридин күтүватқан нөвәттики тәқәззаси һәққидә мулаһизимиз давамлишиду. Кейинки программилиримизда йәнә охшимиған дөләтләрдики вә охшимиған кәсипләрдә нәтиҗә қазиниватқан уйғур сәрхиллириниң қәлб сөзлири билән ортақлишимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.