Дәррен байлер: “хитайниң ‛хәлқ уруши‚ қайнимидики уйғур көчмә нопуслириниң шәһәр һаяти”

Мухбиримиз ирадә
2017.11.03
tengirqawatqan-uyghur-kochme-nopus.jpg Америкада чиқидиған “яш еқим” намлиқ тор журнилида “хитайдики ‛хәлқ уруши‚ қайнимида теңирқаватқан уйғур көчмә нопусиниң шәһәр һаяти” мавзулуқ мақалидин сүрәткә елинған. 2017-Йили 30-өктәбир.
RFA

2014-Йили 7-айда йәкәндә “елишқу вәқәси” йүз бәргәндин кейин, хитай һөкүмити уйғур елида кәң көләмлик тутқун қилиш елип барди вә аталмиш “террорлуққа қарши хәлқ уруши” дегән бир һәрикәтни қозғиған иди.

Уйғур елиниң әйни чағдики партком секретари җаң чүншйән чақириқлирида “хәлқ уруши арқилиқ террорчиларни кочида ур-урға қалған чашқанға айландуруш керәк,” дегән тәшвиқатни очуқ-ашкара җар салған иди. Буниң нәтиҗисидә үрүмчидә муқим нопуси болмиған, җәнубтин келип үрүмчидә тирикчилик қиливатқан уйғурларни юртлириға мәҗбурий қайтуруш һәрикити йәниму күчәйтилип, үрүмчидики көчмә нопус уйғурлар асасән юртлириға қайтурулған иди. Әйни чағда уйғур елини зиярәт қилған чәтәллик мухбирлар үрүмчидики нурғун навайхана, ашхана қатарлиқ ушшақ тиҗарәт орунлириниң бу сәвәблик тақилип кәткәнликини хәвәр қилған иди. 

Америкидики вашингтон штатлиқ университетиниң доктор аспиранти дәррин байлер тәрипидин йезилған “хитайниң ‛хәлқ уруши‚ қайнимидики уйғур көчмә нопуслириниң шәһәр һаяти” мавзулуқ мақалидә мана бу вәқә асасий муназирә темиси қилинип, йеза нопуслуқ уйғурларниң өз земинида кәмситилишкә учрап, иқтисадий тәрәққиятниң сиртида қалдурулғанлиқи, әмма уйғур елигә йәрләштүрүлгән хитай көчмәнлириниң дөләтниң йөлиши арқилиқ бейиватқанлиқи тәпсилий баян қилинған. 

Мақалә аптори дәррин байлер мақалисидә алди билән аталмиш “хәлқ уруши” ниң маһийитигә изаһат бәргән. У мақалисидә мундақ дәп язған: 

“хитай 2014-йили ‛террорлуққа қарши хәлқ уруши‚ ни җакарлиди. Бу уруш ‛радикаллишиш‚ еһтималлиқи бар дәп қаралған уйғур қиз-оғул яшлирини нишан қилған. Мусулман, түркий хәлқ болған уйғурлар оттура асияниң йәрлик хәлқи болуп, улар хитайчә ‛йеңи чегра‚ мәнисини ипадиләйдиған ‛шинҗаң‚ дегән җайда яшайду. Хитайниң нефит вә тәбиий газ записиниң 20 пирсәнти мана бу җайдин чиқиду. Хитайниң ‛йеңи йипәк йоли‚ пиланиниң мәркизи районида яшайдиған вә бу йәрни өз маканимиз дәп атайдиған уйғурлар хитайниң келәчәк пиланлири үчүн бир тосалғудәк көрүнүшкә башлиди. Йеңи ‛хәлқ уруши‚ болса уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған қаршилиқ һәрикәтлиригә қарита елинған бир тәдбир. Уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң бир қисми сақчиханиларға вә хитай көчмәнләргә һуҗум қилиштәк зораванлиқ түсини алған болсиму әмма мутләқ көп қисми пәқәтла йәр тартивелиш, кәмситиш, халиғанчә тутқун қилиш вә сақчиларниң оқ чиқириш вәқәлиригә болған наразилиқ намайишлиридур.” 

Апторниң мулаһизә қилишичә, аталмиш “хәлқ уруши” башлиништин бурун, уйғурлар хитай һөкүмитиниң қаттиқ контроллуқ сияситигә юртлирини ташлап чиқип кетиш арқилиқ инкас қайтурған. Йүзлигән, миңлиған уйғурлар бесим сиясәтлири күчлүк иҗра қилинидиған вә хизмәт пурсити интайин аз болған йезилирини ташлап, уйғур елиниң мәркизи шәһири үрүмчигә яхширақ вә әркинрәк һаят кәчүрүш үчүн көчүп кәлгән. Әмма аталмиш “хәлқ уруши” ниң елан қилиниши билән уларниң бу арзусиму суға чилашқан. Апторниң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң “хәлқ уруши” шәһәрләрдики уйғур нопусиниң азийишини кәлтүрүп чиқириш билән биргә, уйғурларниң иқтисадий асасини техиму аҗизлаштурувәткән. Әксичә у охшаш вақитта хитайларниң иқтисадий мәбләғлирини зорайтип, шәһәрдики сиясий иқтисадни күчләндүргән. 

Мақалидә мундақ дейилгән: “хәлқ уруши җакарланғандин кейин көчмә нопус уйғурлар олтурақлашқан мәһәллиләрни чеқиш хизмити күчәйди. Уйғурларға ирқий кәмситиш характерлик ‛бийәнминка‚ йәни ‛қулайлиқ карта‚ тарқитилиш арқилиқ ‛қануний рәсмийити‚ болмиған уйғурларниң һәммиси йезилириға мәҗбурий қайтурулди. Улар йезилириға қайтип барғандин кейин нурғунлири ‛радикал исламчи‚ болуш гумани билән тутқун қилинди. Кочиларда пәқәтла бовайлар вә балилар қәп қалди. . . ‛террорлуққа қарши хәлқ уруши‚ да нурғун йезилиқ яш уйғурлар шәһәрләрдә худди ‛қачқун‚ лардәк муамилә көрди. . . Әмма охшаш вақитта нурғун хитайлар дөләтниң қоллиши астида юқири маашлиқ муқим хизмәтләргә орунлаштурулди. Уларға бихәтәрлик тәкшүрүш бекәтлиридә асанлиқ яритилди. Әмма уйғурлар болса түрлүк-түмән чәклимә сиясәтлириниң вә түзүмләштүрүлгән ирқий кәмситишниң зийиниға әң еғир дәриҗидә учриди.” 

Америкидики “бейҗиң баһари” журнилиниң муһәррири хупиң әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә, уйғур елидики деһқан ишләмчиләр билән ичкири өлкиләрдики деһқан ишләмчиләр учрайдиған муамилини селиштуруп, уйғурларниң шәһәрләрдә “қош кәмситиш” кә учрайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: 

“ичкири өлкиләрдики шәһәрләргә кирип ишләмчилик қиливатқан хитай ақма нопуси билән уйғур ишләмчиләрниң азрақ охшашлиқ тәрипи бар. Хитай ишләмчиләрму йезиларда күнини алалмай шәһәрләргә җан баққили кириду вә шәһәрләрдә нурғун кәмситилишләргә учрайду. Әмди бу уйғур елидики шәһәрләргә киргән уйғур ишләмчиләргә қарайдиған болсақ, уларниң учрайдиған кәмситиш техиму еғир. Улар хитай ишләмчиләр учриғанға охшаш ‛йезидин кәлгән ишләмчи‚ дәп кәмситилишкә учриғандин башқа йәнә уйғур болғанлиқи үчүн йәнә айрим кәмситилишкә учрайду. Униң үстигә һөкүмәт ‛террорлуққа қарши туруш‚ нами астида уйғурларни дүшминидәк көрүватқан бир шараит астида уларниң әһвали һәқиқәтәнму пәвқуладдә еғир.”

Мақалә аптори дәррин байлер мақалисидә оттуриға қойған йәнә бир муһим мәсилә болса, уйғурларниң иқтисадий кирим мәсилиси болуп, у буниңда дөләтниң қоллишиға еришиватқан хитайлар яритиватқан тәңсиз риқабәттә уйғурларниң күн елишниң интайин қейинға тохтаватқанлиқини баян қилған. У бу һәқтә тохтилип, “хитай һөкүмити уйғурларни хитайниң тавар иқтисадиға мәҗбурий қатнаштурди, бирақ улар уйғурларниң һалал нәрсиләрни сетишини қийинлаштурди. Уйғур елидики нефит вә тәбиий газдин киргән пул билән дөләтниң күчлүк қоллишиға еришиватқан хитай нопусиниң уйғур елигә йәрләштүрүлүши болса көп сандики ишсиз уйғурниң бир парчә нанниму үстәлгә қоюшини қийинлаштурди”, дәп баян қилған.

Мақалидә йәнә мунулар баян қилинған: “. . . Үрүмчи шәһири давамлиқ кеңийиватиду. Егиз, һәшәмәтлик биналар тохтимай селиниватиду. Шәрқий өлкиләрдин нурғун пулдар хитайларму бу йәргә келип мәбләғ селиватиду. Улар бу йәрни иқтисадий күчини зорайтидиған йәр дәп қарайду. Хитайлар уйғурларниң наразилиқидин келип чиқидиған тәһдиттин әнсирисиму, әмма уларни һөкүмәт райондики күчлүк һәрбий мәвҗутлуқи вә сақчи күчлири арқилиқ хатирҗәм қиливатиду.” 

Хупиң әпәнди болса бир инсанға һәр түрлүк бесим қилинғанни аз дәп уни йәнә һаятини давам қилишниң капалити болған кирим мәнбәсидин айриветишниң ақивитиниң интайин хәтәрлик икәнликини әскәртти. У мундақ деди: 

“әгәр һөкүмәт бу усулини давам қилса, һөкүмәт билән уйғурлар арисидики һәм шундақла уйғурлар билән хитайлар арисидики мунасивәт техиму җиддийлишиду. Лекин бу йәрдә бир еһтималлиқ хитай дөләт рәиси ши җинпиң һазир кәмбәғәлләрни йөләш, кәмбәғәлликни түгитиш дегәнни бәк тәкитләватиду. Шуңа бундақ уйғурларға нисбәтән маддий ярдәм вә йөләш сиясәтлирини йүргүзүлүш арқилиқ уларниң турмуш қийинчилиқини азрақ һәл қилиши мумкин. Әмма һөкүмәт йәнә бир қолида бесим сияситини һәргизму юмшатмайду. Техиму еғирлашса еғирлишидуки, әмма һәргизму юмшимайду.”

Америка памона институтиниң оқутқучиси доктор дру гләдней әпәнди болса юқиридики тәдбирни уйғурларниң наразилиқини пәсәйтиш үчүн йетәрлик әмәс, дәп қарайду. У мундақ дәйду: “районға пәқәт милйонлап мәбләғ селиш яки бихәтәрлик күчлирини орунлаштуруш мәсилини һәл қилалмайду. Бундақ усул дең шявпиң дәвридин тартип һазирғичә һечқандақ мәсилини һәл қилалмиди. Мәнчә хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан сияситини баштин өзгәртиши керәк. Уларға райондики мәсилиләр үстидә ортақ игидарчилиқ вә ортақ капаләтчилик һоқуқини бериши керәк. Ши җинпиң дәватқан ‛җуңго чүши‚ ни уйғурлар билән ортақлишиши керәк. Ши җинпиң ‛җуңго чүши‚ ни дуняға кәң йейишни арзу қиливатиду. Әгәр у бу чүшини өз чеграси ичидики хәлқләр билән ортақлишалмиса, ким униң ‛җуңго чүши‚ гә ишиниду. Шуңа хитай һөкүмити йәрликтин чиқиватқан немәтләрни йәрлик билән ортақлишишини өгиниши керәк. Ундақ болмайдикән вәзийәт давамлиқ начарлишиду.” 

“хитайниң ‛хәлқ уруши‚ қайнимидики уйғур көчмә нопусиниң шәһәр һаяти” мавзулуқ мақалә аптори дәррин байлер уйғурларниң сиясий вә иқтисадий һоқуқлиридин мәһрум қилиниватқанлиқини билдүрүп, мақалисини мундақ аяғлаштурған: “нурғун хитайлар, хитай тәвәликидики уйғур районини хитайниң айрилмас бир қисми, дәп қарайду. Хитайниң классик әсири ‛ғәрбкә саяһәт‚ тә вә мәктәпләрниң дәрслик китаплирида бу район әзәлдин хитайниң земини, дәп йезилиду. Амма арисида тарқалған омумий көз қарашта, уйғур ели интайин гүзәл бир җай, әмма уйғурлар болса явайи вә хәтәрлик дәп қарилиду. Уйғурларни явайи дәп чүшинидиған мана бухил көз қараш сәвәблик нурғун хитайлар дөләтниң уйғур җәмийитини ‛қайта ясап чиқиш‚ түсини алған аталмиш ‛хәлқ уруши‚ ни қоллайду. Нәтиҗидә, уйғурларниң бу бойсундурулған юрти, хитайниң ‛йеңи йипәк йоли‚ дики муһим әһмийәткә игә бир һалқиға, җүмлидин хитай көчмәнләрни йеңи базарларға, йеңи мәнбәләргә ериштүридиған вә дуня сәһнисидә техиму зор орунға ериштүридиған бир җайға айландурулди.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.