Тибәт вә уйғур паалийәтчилири: хитай тибәттә мәғлуп болған сияситини уйғурларға синақ қилмақта

Мухбиримиз меһрибан
2017.03.20
motsiklit-uyghur-qoralliq-saqchi.jpg Бир уйғурниң коча чарлаватқан қораллиқ сақчиларниң йенидин өтүп кетиватқан көрүнүши. 2010-Йили 3-июл, үрүмчи.
AFP

Хитай һөкүмәт таратқулириниң 20-марттики санлирида хитайниң 19-қурултийи аяқлишиши биләнла уйғур аптоном районида, хитай рәиси ши җинпиңниң 19-қурултайда тәкитлигән “бир йол бир бәлвағ қурулушида шинҗаң муқим болуш керәк” дегән сөзини өгиниш һәрикити башлинип, барлиқ идарә-орган хизмәтчилириниң аталмиш “үч хил бөлгүнчи күчләр” гә қарши мәйданини ипадиләш паалийити қозғиғанлиқи хәвәр қилинди.

Илгири тибәттә узун мәзгил әмәлдар болған чен чүәнгониң “муқимлиқни қоғдаш” намида, нөвәттә уйғур диярида елип бериватқан бу хил сиясий һәрикәт түсини алған паалийәтлири вә қаттиқ қол сиясити хәлқара таратқулар вә чәтәлләрдики уйғур, тибәт паалийәтчилириниң җиддий диққитини қозғимақта.

Радийомиз зияритини қобул қилған тибәт вә уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, “хитай һөкүмитиниң илгири тибәттә мәғлуп болди дәп тәнқидләнгән қаттиқ қол сияситини уйғурларға көчүрүп синақ қилиши, район вәзийитини техиму җиддийләштүрүши мумкин.”

Хитайниң һөкүмәт таратқулири вә уйғур дияридин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, өткән һәптә башланған хитай рәиси ши җинпиңниң 19-қурултайда тәкитлигән “уйғур дияриниң муқимлиқини сақлаш” һәққидики доклатини өгиниш вә өз әмәлийитигә асасән ипадә билдүрүш һәрикити уйғур дияридики хитай һөкүмәт органлирида ишләватқан һөкүмәт хизмәтчилири арисида йәнә бир қетим җиддий кәйпият қозғиған.

Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән, уйғур дияридики мәлум университеттин зияритимизни қобул қилған бир оқутқучи, йеңи әмәлдар чен чүәнго кәлгәндин кейин, илгирики йилларда елип бериливатқан һәр чаршәнбә күнидики сиясий өгинишниң нөвәттә техиму күчийип, илгирики “һөҗҗәт роһини йәткүзүш” йиғинидин һазирқи “тәсиратини сөзләш, өз ипадисини билдүрүш” кә илгирилигәнликини билдүрди.

Бу оқутқучи мундақ деди: “шундақ, алдинқи чаршәнбә күни чүштин кейинки сиясий өгиништә рәисимиз ши җинпиңниң 19-қурултайдики шинҗаң вәкиллиригә қилған сөзи һәққидики һөҗҗәтни өгәндуқ. Чаршәнбә күнидики сиясий өгиниш илгирикидәк давамлашмақта. Әмма һазир һөҗҗәт оқуш биләнла чәкләнмәймиз, бәлки йиғинда оқулған һәр бир һөҗҗәткә қарита тәсиратимизни баян қилимиз, өзимизниң ипадисини көпчилик алдида ашкара баян қилимиз. Болупму, чәтәлләрдики ‛үч хил бөлгүнчи күчләр‚ вә дөләт ичидики диний радикаллиқ, бөлгүнчилик идийисигә қарита қаршилиқ мәйданимизни ениқ ипадилишимиз керәк. Һазир шәхси ишлиримизни чаршәнбә күни чүштин кейинки сиясий өгинишкә тоғрилимаслиқ тәләп қилинди. Оқутқучиларниң һәрқандақ баһанә көрситип йиғинға қатнашмаслиқиға рухсәт қилинмайду. Һазир илгирики дәрс тәйярлиқимиздин башқа йәнә, һәр чаршәнбә күнидики сиясий өгиништә көпчилик алдида сөзләйдиған өгиниш тәсиратимиз вә ипадимизни билдүрүш үчүнму вақит аҗритип тәйярлиқ қилишимиз керәк.”

Чәтәлләрдики тибәт паалийәтчилиридин, тибәт яшлар қурултийиниң актип әзалиридин җаши серин әпәнди, өткән әсирниң 50-йиллириниң оттурилирида, тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама башчилиқида қозғалған 11-март тибәт қозғилиңидин кейин, һиндистанниң дарамсала райониға көчүп кәлгән тибәт қозғилаңчилириниң әвлади. Һиндистанниң дарамсала районида туғулған җаши серин әпәнди 20 йилдин буян тәйвәндә өзиниң сиясий паалийитини давамлаштуруп келиватқан болуп, у чен чүәнгониң уйғур диярида елип бериватқан қаттиқ қол сияситиниң, әмәлийәттә хитай мәркизи һөкүмитиниң ирадисигә асасән елип бериливатқанлиқини тәкитлиди.

Җаши серин: “хитай коммунист һөкүмитиниң тибәт, уйғур, моңғул һәтта хитай пуқралириға қаратқан сиясити бу хәлқләргә һеч вақит хушаллиқ елип кәлгән әмәс. 60 Йилдин буян хитай һөкүмити охшаш мәқсәт вә йөнилиштики бастуруш сияситини давамлаштурмақта. Бу хәлқләрниң һәммисила хитай һөкүмитиниң бастурушидин нарази. Әмма хитай һөкүмити бу милләтләрни өз-ара зиддийәткә салидиған тәшвиқатларни күчәйтмәктә. Дөләт ичидә чәтәлләрдики хитай һөкүмитигә қарши тибәт, уйғур, моңғул тәшкилатлирини бөлгүнчилик билән әйиблисә, хитай демократ тәшкилатлирини ‛дөләт һакимийитини ағдуруш ‚ билән әйиблимәктә. Хитай дөлити ичидики һөкүмәтниң сияситини тәнқидләп, демократик сиясәт тәләп қилғучилардин нобел әркинлик мукапат саһиби, хитай зиялийси лю шавбо, уйғур зиялийси илһам тохтиға охшашларни түрмиләргә ташлиди. Шуңа нөвәттә уйғур районида давамлишиватқан ‛муқимлиқни қоғдаш, үч хил күчләргә зәрбә бериш‚ намидики һәрикәтләр әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң өз һакимийитини қоғдаш үчүн елип бериватқан сиясий тәшвиқати вә меңә ююш һәрикитиниң давами. Әлвәттә бу хил әһвалда, чәтәлләрдики тибәт, уйғур вә хитай демократлири өз-ара иттипақлишиши, хитай ичидики хәлққә хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситиниң мәқсити вә маһийитини ечип ташлиши керәк.”

Җаши серин әпәнди сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң тибәт вә уйғурларға қарита охшаш һаләттики миллий бастуруш сияситини давамлаштуруш билән биллә, бу милләтләргә аталмиш “аз санлиқ милләт” намини берип, 60 йилдин буян бу районларға хитай көчмәнлирини йөткәш сиясити йүргүзүп, нөвәттә бу милләтләрниң өз земинидики нопусини аллиқачан аз санлиқларға айландуруп болғанлиқини вә бу земинға йәрләштүрүлгән хитай көчмәнлири билән әслидики земин игилири оттурисидики мәнпәәт тоқунушини күчәйтип, миллий өчмәнлик туйғусини һәссиләп күчәйтивәткәнликини тәкитлиди.

Җаши серин әпәнди йәнә, нөвәттә уйғур диярида давамлишиватқан аталмиш “3 хил бөлгүнчи күчләргә зәрбә бериш”, “муқимлиқни қоғдаш” намидики һәрикәтләрниң тибәт районидиму охшаш елип бериливатқанлиқини билдүрүп, бу хил һәрикәтләрниң елип берилишидики йәнә бир сәвәб, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики тибәт, уйғур тәшкилатлириниң хитай дөлити ичигә тәсир көрситишидин әнсирәш вә уларниң паалийәтлирини чәкләш икәнликини билдүрүп мундақ деди: “мәсилән, тибәтләргә нисбәтән елип ейтқанда, хитай коммунист һөкүмити ‛тибәт яшлар қурултийи‚ вә ‛сүргүндики тибәт һөкүмити‚ ни, хитай һөкүмранлиқи астидики тибәтләргә чәтәлләрдики тибәт бөлгүнчи күчлири дәп тәшвиқ қилиду. Йиллардин буян чәтәлләрдики тибәт, уйғур тәшкилатлириниң хитай һөкүмитигә қарши паалийәтлирини хитай һөкүмити үчүн тәһдит дәп қариған хитай һөкүмити хәлқарада йәнә бу тәшкилатларға ‛бөлгүнчилик‚, ‛мустәқиллиқ‚ һәтта ‛террорлуқ‚ қалпақлирини кийдүрүп уларниң паалийитини чәкләшкә урунуватқан болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң бу урунуши хәлқарада үнүм бәрмиди. Алайлуқ, һиндистан һөкүмити дарамсалада ‛сүргүндики тибәт һөкүмити‚ вә ‛тибәт яшлар қурултийи‚ ниң қурулушиға имкан яратти, далай лама башчилиқидики тибәтләрниң паалийәтлири чәтәлләрдә қоллашқа еришти. Уйғурларниңму чәтәлләрдики тәшкилатлириниң паалийәтлири ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири тәрипидин қоллашқа еришип кәлмәктә. Шуңа амалсиз қалған хитай һөкүмити, хитай дөлити ичидә мушундақ һәр хил сиясий һәрикәт-паалийәтләрни көпәйтиш арқилиқ, бу тәшкилатларниң хитай һөкүмранлиқи астида яшаватқан тибәт, уйғур вә хитай пуқралири арисидики намини сеситишқа урунмақта. Хитай һөкүмитиниң бу хил сиясий паалийәтләрни күчәйтиштики мәқсити шу.”

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин америка уйғур бирликиниң рәиси, хитай вәзийәт анализчиси елшат һәсән әпәнди зияритимизни қобул қилип, йиллардин буян уйғурларға қарита һәр хил намлардики бастуруш сияситини йүргүзүп келиватқан хитай һөкүмитиниң тибәттә йүргүзгән радикал сиясити сәвәблик, тибәтләрниң наразилиқини қозғап, хәлқарада “хитайниң тибәт сияситидики мәғлубийитиниң символи” дәп тәсвирлиниватқан чен чүәнгони уйғур дияриға йөткәп келип, тибәттә аллиқачан мәғлуп болғанлиқи испатланған миллий бастуруш сияситини уйғур диярида охшаш шәкилдә давамлаштурушиниң, райондики миллий зиддийәтни техиму өткүрләштүрүп, 2009-йилдики 5-июл үрүмчи вәқәсидинму шиддәтлик болған наразилиқ вә миллий қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болидиғанлиқини агаһландурди.

Тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.