Етиветилгән турамәт турсунниң нуқтилиқ кәнттики нуқтилиқ аилә әзаси икәнлики айдиңлашти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.04.12
saqal-kocha-mehelle.jpg Уйғур райониниң җәнубидики мәлум бир наһийәниң кочисида кетиватқан уйғурлар. 2014-Йили июл.
AFP

Бүгүн мухбиримиз 2014-йили поскам иккисуда етиветилгән турамәт турсунниң аилә вә мәһәллә вәзийити һәққидә мәлумат игилиди.

Вәқә һәққидики түнүгүнки ениқлишимиз давамида, турамәт турсунниң етилип кәткән күни йол хети сорап аввал секретарниң йениға барғанлиқи, рәт қилинғандин кейин сақчиханиға барғанлиқи вә сақчиханиға барғанда йенида пичақ барлиқи баян қилинған.

Биз бу тәпсилатларни техиму айдиңлаштуруш үчүн, турсунға оқ чиқарған сақчи йетәкчиси вей йүәнхоңдин мәлумат елишқа тириштуқ. Вей йүәнхоң мухбиримизниң телефонини алған болсиму, вәқә һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти.

Иккису қораллиқ бөлүм хадими турамәт турсун аилисиниң диний кәйпияти юқирилиқи сәвәблик нуқтилиқ аилиләр қатарида икәнликини, акиси нурахмәтниң қанунсиз дин оқутуш билән әйиблинип 7 йиллиқ кесилгәнликини баян қилди.

Тағарчи кәнтиниң секретари бу кәнттә пәқәт нөвәттә тутуп турулуватқанларниң 14 киши икәнликини дәлиллиди.

Тағарчидики бир партийә әзаси, өзиниң там қошнисиниң аталмиш қанунсиз филимни көргәнлики үчүн аввал аилидики әр, кейин, әһвални алдин мәлум қилмиғанлиқи үчүн бу аилидики аялниңму кесилип кәткәнликини паш қилди.

Юқиридики мәлуматларниң көпинчиси кәнт кадирлири тәрипидин дәлилләнди.

Өзини ашкарилашни халимиған аһалиләрниң баян қилишичә, турамәт турсун тәвә болған тағарчи кәнти, поскам бойичә муқимлиқни сақлашта нуқтилиқ кәнт, турамәт турсунниң аилиси нуқтилиқ аилә; йеқинқи 5 йил ичидә бу кәнттин 50 дин артуқ киши сиясий сәвәб билән тутулған вә кесилгән.

Йәнә өзини ашкарилашни халимиған гуваһчиниң баян қилишичә, турамәт турсунниң сабиқ кәнт секретари вә сақчилар билән җедилиниң йәнә бир сәвәби, униң акиси нурәхмәт қатарлиқ бир түркүм туғқанлириниң наһәқ һалда тутулуши вә кесилишидур.

Аһалиләрдин йәнә бири турамәт турсунниң туғқанлиридин бир аилиниң әсәбийликкә зәрбә бериштә еғир зиянкәшликкә учриғанлиқи, йәни бу аилидики әр-аялниң пәқәт қол телефонда бир филим көргәнлики үчүнла әр-аял кесилип кәткәнликини баян қилди.

Юқирида, поскамда хитай сақчи йетәкчиси вей йүәнхоң тәрипидин етиветилгән турамәт турсунниң мәһәллә вә аилә әһвали һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.