Бүгүнки қисқа хәвәрләр

Иран кәң көләмлик һәрбий маневир башлиди

2009-11-22

Йәкшәнбә күни иран һәрбий даирилири кәң көләмлик һавадин мудапиәлиниш һәрбий маневири башлиған болуп, иран тәрәп бу һәрбий маневирниң мәқситиниң иранниң ядро әслиһәлириниң һуҗумға учришидин мудапиә көрүш икәнликини әскәрткән.

Таҗик тарихчисиниң уйғур - Оттура йеқинқи заман тарихи һәққидики йеңи китаби

2009-11-22

Таҗик тарихчиси камал абдуллайевниң "шинҗаңдин хорасанғичә" мавзулуқ китаби йеқинда таҗикистанниң "ирфан" нәшрияти тәрипидин рус тилида нәшир қилинип тарқитилди.

Хитайниң хейлоңҗяң өлкисидә йүз бәргән кан вәқәсидә өлгәнләрниң сани 92 нәпәргә йәтти

2009-11-22

21 - Ноябир күни хитайниң шәрқий шималидики хейлоңҗяң өлкисиниң хегаң районидики шиншин көмүр кенида партлаш йүз берип, 92 адәм өлгән. Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, қутқузуш ишлири җиддий елип берилмақта һәмдә мәзкур канниң башлиқи, муавин башлиқи вә баш инженери хизмитидин қалдуруветилгән.

Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасида саламәтлик суғуртиси лайиһиси қобул қилинди

2009-11-22

Америка дөләт мәҗлисиниң кеңәш палатаси 39 авазға қарши 60 аваз билән президент обаманиң саламәтлик суғуртиси ислаһат қанун лайиһисини қобул қилди. Техи өткән һәптидә дөләт мәҗлисиниң авам палатасида мәзкур қанун лайиһә қобул қилинған иди.

Чошқа зукими шимали йерим шарда ямраш аламәтлири көрүлмәктә

2009-11-21

Дуня сәһийә тәшкилатиниң баян қилишичә, һазир шимали йерим шарда чошқа зукими ямраш аламәтлири көрүлмәктә. Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, пүтүн дуняда һазирға қәдәр чошқа зукими вируси билән өлгән адәм сани 6770 кә йәтти.

Хитай һазир кәшмәр мәсилисидә җәнубий асия тенчлиқиға тосалғу пәйда қилмақта

2009-11-21

Ройтрс агентлиқиниң һиндистанниң сиринагар шитатидин баян қилишичә, хитайни зиярәт қилишни пиланлаватқан кәшмир диндари, хитайниң иттипақдеши мервәз омар фаруқ түнүгүн ' ақсайчинни өз ичигә алған пүтүн кәшмир бивастә хитайға қарайду ' дәп җакарлиған.


 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org