2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр (14)

Мухбиримиз меһрибан
2017.12.28
ghazi-emet-oqughuchisi-neyim.jpg Йетүк рәссам ғази әмәт әпәнди оқуғучиси нәйим билән. Үрүмчи (вақти ениқ әмәс)
Ghazi Emet ependining oqughuchiliri teminligen

Уйғурлар икки мәшһур алими вә хәлқарадики икки муһим қоллиғучисидин айрилип қалди

2017-Йили уйғурларниң бешиға кәлгән еғир күлпәтләрниң йәнә бири-тонулған рәссам ғази әмәт билән атақлиқ тилчи мирсултан османофниң арқа-арқидин вапат болуши вә уйғур мәсилисигә изчил көңүл бөлүп келиватқан америкалиқ профессор еллиот сперлиң билән журналист акиф әмрәдин айрилип қелиши болди. 

Атақлиқ рәссам ғази әмәт 84 йешида вапат болди

Уйғур һазирқи заман рәсим сәнитиниң башламчилиридин бири, бу саһәдики йетәкчи устаз ғази әмәт әпәнди 2017-йил 26-ноябир күни үрүмчидә 84 йешида вапат болди. Ғази әмәтниң вапати уйғур дияриниң ичи-сиртидики уйғурларни қайғуға чөмдүрди. Ғази әмәтниң вапати хитай ичи сиртидики таратқуларда хәвәр қилинип, униң уйғур рәсим сәнитигә қошқан төһписигә юқири баһалар берилди.

Рәссам ғази әмәт 1933-йили қәшқәрдә туғулған. Башланғуч маарип тәрбийисини қәшқәрдә тамамлиғандин кейин, 1951-йили қәшқәр дарилмуәллимингә оқушқа киргән. 1954-Йили сабиқ шинҗаң институтиниң сәнәт факултетиға оқушқа кирип, 1957-йили оқушни тамамлап, шу мәктәптә оқутқучилиқ қилған. Кейин шинҗаң сәнәт институтиниң мудири, уйғур аптоном районлуқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисиниң рәиси, уйғур аптоном районлуқ рәссамлар җәмийитиниң рәиси қатарлиқ вәзипиләрни өтигән. 

Ғази әмәтниң хәлқараға тонулған мәшһур май бояқ рәсимлиридин “муқам” вә мәхмут қәшқәри, йүсүп хас һаҗип қатарлиқларниң портретлири вә башқа уйғур миллий мәдәнийити вә турмуш өрп-адәтлирини әкс әттүридиған “үзүм пишти”, “аманнисахан”, “музика мәстанилири”, “оғлақ тартишиш”, “сәнәм”, “атуш уссули”, “долан руми”, “күч синишиш”, “муқамчилар” қатарлиқ май бояқ әсәрлири бар. 

Түркийә таратқулиридин “сон сөз” (ахирқи сөз) гезитиниң 29-ноябир күнидики санида сабиқ мәдәнийәт министирлиқи рәһбәрлиридин йәһя ақсой әпәнди “мәшһур уйғур рәссам ғази әмәт” мавзулуқ мақалисидә мәрһум ғази әмәт иҗадийитигә юқири баһа берип мундақ дегән: “дуняға мәшһур уйғур рәссам, җан-җигәр достум ғази әмәт биздин айрилди. Униң иҗадийити дуня сәнәт тарихидин орун алди.” 

Ғази әмәтниң чәтәлләрдики оқуғучилиридин явропада май бояқ рәсимлири билән тонулушқа башлиған мәрвайит һапиз ханим вә бир қисим уйғур зиялийлириму радийомиз зияритини қобул қилип, униң вапатиға матәм билдүрди һәмдә униң уйғур рәсим сәнитигә қошқан төһпилиригә юқири баһа бәрди.

Атақлиқ тилчи мирсултан османоф аләмдин өтти

Атақлиқ тилчи, һазирқи заман уйғур тили вә диалектлири тәтқиқатидики даңлиқ тәтқиқатчи, чағатай түркий тили тәтқиқатиға зор төһпиләрни қошқан алим шундақла түркологийә саһәсидә йүзлигән уйғур вә чәтәллик тәтқиқатчиларни тәрбийәлигән устаз мирсултан османоф әпәнди 2017-йили 12-айниң 1-күни сәһәрдә үрүмчидә 88 йешида аләмдин өтти.

Униң вапати уйғурларни, түркийә вә оттура асия дөләтлирини өз ичигә алған пүткүл түрк дунясидики билим адәмлирини, түркологларни матәмгә чөмдүрди.

Мәрһум мирсултан османоф һаятини һазирқи заман уйғур тили, уйғур диалектлири вә чағатай түркий тили тәтқиқатиға беғишлиған алим. У нәшргә тәйярлиған “түркий тиллар дивани”, “қутадғу билик” қатарлиқ классик әсәрләрниң һазирқи заман уйғур тилидики нусхиси, опалда мәхмут қәшқәри мәқбәрисиниң тепилиши, һазирқи заман уйғур тили диалектлири һәққидики тәтқиқат нәтиҗилири, “уйғур әдәбий тилиниң имла вә тәләппуз луғити” қатарлиқ әмгәклири уни уйғур тили вә түркологийә тәтқиқатидики нопузлуқ алим сүпитидә тонутқан. Мирсултан османоф көп қетим түркийә қатарлиқ дөләтләрдә илмий доклатлар бәргән. 2004-Йили әнқәрә университетида “уйғур тили тәтқиқати тоғрисида” темисида мәхсус доклат бәргән.

2013-Йили түркийәдә униң тил тәтқиқати вә түркологийә илмигә қошқан алаһидә төһписи үчүн алтун медал берилгән. 2015-Йили 18-декабир күни түркийә пайтәхти әнқәрәдики ғази университетида мирсултан османоф туғулғанлиқиниң 85 йиллиқи, атақлиқ шаир, язғучи вә мәшһур җамаәт әрбаби абдуреһим өткүр вапатиниң 20 йиллиқиға беғишланған “уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини” өткүзүлгән иди. 

Униң вапатиға чоңқур қайғусини билдүргән түркийә қатарлиқ дөләтләрдики түркологлар униң тәтқиқат нәтиҗилиригә юқири баһа бәрди.

Профессор әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди мирсултан османниң түркологийигә қошқан әң муһим төһпилири арисида “түркий тиллар дивани” билән “қутадғу билик” ни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилиш хизмити икәнликини баян қилди. Уйғур зиялийлиридин түркийә әгә университетиниң профессори, доктор алимҗан инайәт, доктор абләт сәмәт, шаир таһир һамут, һәсәнҗан абдуваһит, әзиз әйса қатарлиқлар радийомиз зияритини қобул қилип, алимниң әмгәклиригә юқири баһа бәрди. 

Устаз мирсултан османофниң мусибәт хәвири тарқитилғандин кейин, уйғурчә иҗтимаий таратқуларни һаза сүрәтлири, тәзийәнамиләр вә әслимиләр қаплиди. Вәтән ичи вә сиртидики уйғур зиялийлардин мәшһур шаир боғда абдулла, шаир чимәнгүл авут, тилшунас ғәйрәт абдурахман қурғар, профессор алимҗан инайәт, доктор әсәт сулайман қатарлиқлар иҗтимаий таратқуларда тәзийәлирини билдүрүшти.

Уйғур вә тибәтләрниң дости еллиот сперлиң вапат болди

Индиана университетиниң профессори еллийот сперлиң 2017-йили 29-январ нюйорктики өйидә туюқсиз вапат болди. 

Профессор еллиот сперлиң һәққидә йезилған тәзийәнамиләрниң зор көпчиликидә еллиот сперлиңниң кимлики вә һаят мәзгилидики паалийәтлири тилға елинип, униң тонулған тибәтшунас алим болупла қалмастин, бәлки чәтәлләрдики уйғур, тибәт паалийәтлириниң йеқин қоллиғучиси, илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслирини қутқузуш һәрикитиниң йетәкчиси икәнлики тәриплинип, униң вақитсиз вапатиға болған чоңқур қайғу ипадиләнди.

У, 2012-йили 2-айда америкиға келип индиана университида оқуватқан илһам тохтиниң қизи җәвһәргә оқуш вә турмуш җәһәттә әң зор ярдәмдә болған. У йәнә германийәдә қурулған “илһам тохтини қутқузуш гурупписи” ниң баш мәслиһәтчиси болуп, униң туюқсиз өлүми сәпдашлири вә уйғурларни еғир қайғуға салди. 

Униң вапатидин кейин илһам тохтиниң қизи җәвһәр, дуня уйғур қурултийи рәһбәрлиридин долқун әйса, “илһам тохтини қутқузуш гурупписи” дин әнвәрҗан әпәнди, марй һолзман ханим, хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси сав яшө ханим қатарлиқлар зияритимизни қобул қилип, еллиот сперлиңниң туюқсиз вапатиға тәзийә билдүрди. Улар баянида еллийот сперлиңниң туюқсиз вапати чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт вә уйғур җамаитини әң муһим бир қоллиғучисидин айриди, дейишти. 

2008-Йиллиқ сахароф әркинлик мукапатиниң саһиби ху җя твиттерға йоллиған тәзийисидә “профессор еллиот сперлиңниң вапати мени вә илһам тохтиниң бейҗиңдики аяли гүзәлнурни вә еллиот сперлиңниң бейҗиңдики достлирини еғир қайғуға салди. Униң туюқсиз вапати илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш паалийәтлири вә илһам тохти аилисигә еғир зәрбә елип кәлди,” дәп язған.

Уйғурларни қоллап келиватқан түркийәлик журналист акиф әмрә вапат болди

Түркийәдә тонулған журналист, язғучи, телевизийә программа риясәтчиси, “йеңи шәфәқ” гезитиниң обзорчиси вә уйғур дәвасиниң қоллиғучиси акиф әмрә 2017-йили 23-май күни йүрәк кесили билән аләмдин өтти. 

Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған мәрһумниң аяли дурданә әмрә ханимға телефон қилип тәзийә билдүргән. Акиф әмрә 1984-йили пакистанға екскурсийигә барғанда пакистанда оқуватқан уйғурлар оқуғучилар билән тонушуп, уйғурларға қизиқип қалған. Шуниңдин буян у изчил һалда уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп кәлгән. 

У һазирғичә болған 30 нәччә йиллиқ журналистлиқ һаятида уйғурлар тоғрисида 100 парчидин көп обзор язған вә телевизийә программиси ишлигән. У, “дуня бүлтәни” намлиқ тор гезитиниң баш тәһрири болғандин буян, гезиттә уйғурлар һәққидә мәхсус сәһипә ечип, хәвәр вә мақалиләрни елан қилған. У, мақалилиридә давамлиқ һалда уйғурларниң һазирқи вәзийити, уйғур мәдәнийити, уйғурларниң түрк, ислам вә дуня мәдәнийитигә қошқан төһпилири шундақла уйғурларниң нөвәттики сиясий вәзийитини аңлитип кәлгән.

“уйғурнет” тор гезитиниң мәсули һамид гөктүрк әпәндиниң билдүрүшичә, акиф әмрә уйғурлар тоғрисида 100 парчидин артуқ мақалә елан қилған. У мәрһум акиф әмрә әпәндини 33 йилдин бери тонуйдиғанлиқини, униң гезит вә телевизийидә мудир болуп ишлигән заманлирида давамлиқ һалда уйғур мәсилиси тоғрисида обзор вә хәвәр елан қилғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.