Йәрлик даириләр илида паспортқа илтимас қилғучиларниң DNA си елинидиғанлиқини дәлиллиди

Мухбиримиз әркин
2016.06.08
pasport-yighish-uqturushi-ghulja.jpg Аһалиләрниң паспортлирини бирдәк сақчиханиға тапшурушини тәләп қилип чиқирилған уқтуруш. 2015-Йили 30-апрел, ғулҗа.
Social Media

Или области сақчи даирилири йеқинда чиқарған паспорт беҗириш бәлгилимисидә паспортқа илтимас қилғучилардин өзиниң бармақ изи, авази вә DNA үлгисини сақчи даирилиригә тапшурушни тәләп қилған. Йәрлик даириләр чаршәнбә күни мәзкур бәлгилимини дәлиллиди. Әмма, бу бәлгилимә уйғур паалийәтчилирини вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирини әндишигә салған.

Или районида паспортқа илтимас қилғучиларниң авази, бармақ изи, DNA си қатарлиқ биологийәлик учурлирини елиш түзүми 1-июн рәсмий йолға қоюлған. Гәрчә бу бәлгилимини или областлиқ җ х идарисиниң торида учратмиған болсақму, әмма йәрлик ахбаратларда хәвәр қилинди.

Или областлиқ парткомниң орган әпкари-“или гезити” ниң йеқинда тартқан хәвиридә, чәтәлгә чиқиш үчүн паспортқа илтимас сунған яки тәйвәнгә бериш, хоңкоң, авменни саяһәт қилиш йол хети тәләп қилған һәр қандақ кишиниң бармақ изидин башқа, авази вә DNA үлгисини тапшуруши керәкликини, буни тапшурмиғанларға паспорт вә йол хети ишләп берилмәйдиғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, паспортқа илтимас қилғучилар өзи турушлуқ райондики сақчи понкитиға берип, авази, бармақ изи, қан үлгисини тапшурғандила паспорт башқармиси андин кишиләрниң илтимасини қобул қилидикән.
Илиниң мәлум наһийәсидики бир сақчи понкитиниң хадими чаршәнбә күни илтимас қилғучиларниң DNA үлгиси тәләп қилинидиғанлиқини дәлиллиди.

Сақчи: “DNA дегәнни өзимиз тәкшүримиз бу йәрдә, мушу сақчиханида, қан алимиз мундақ. Бармақ изини алидиғу ‛җувен сәйҗи‚ дәп. Аваз алидиған иш бар. Сүрәтни алимиз. Униңдин кейин азрақ қан елип, мундақ қәғәздәк нәрсигә темитимиз. DNA Дегән ашу қан. Җу вен сәйҗи, бармақ изини алдуруп, шуларниң һәммисини пүттүргәндин кейин, паспорт беҗиридиған орунға берип илтимас қилса болиду” деди.

Юқириқи сақчи йәнә бу бәлгилимә барлиқ милләтләргә охшаш йолға қоюлидиғанлиқини билдүрүп, “ашуни пүттүрмисә паспорт беҗирәлмәйду” дәп көрсәтти.

Сақчи: “буниңға амал йоқ, бу паспорт ишлитидиған адәмләрниң һәммисигә бар. Бу қайси милләт болса охшаш, һәммисигә бирдәк йолға қоюлиду. Ашуни пүттүрмисә, паспорт беҗирәлмәйду. Һәр қандақ дөләткә барсиңиз ашундақ.” деди.

Бу түзүмниң или районидила йолға қоюлған йәрлик бәлгилимә икәнлики яки униң аптоном райондики башқа вилайәт, наһийәләрдә иҗра қилинидиғанлиқи һазир мәлум әмәс. Қәшқәр вилайитидики мәлум бир сақчи понкитиниң хадими, өзиниң тәвәликидики районда паспортқа бармақ изи тәләп қилинидиғанлиқини, әмма қан өрники елиш тәләп қилинмайдиғанлиқини билдүрди.

У, паспортқа қан өрники елинидиғанлиқини “мән уқмайдикәнмән” дәп көрсәтти.

Сақчи: “бармақ изи тәкшүрүп, қан тәкшүртмәйду. Сақчи понкитиниң өзидә алиду, бармақ изини. Ани мән ениқ уқмайдикәнмән. Қан елишни наһийәдин орунлаштурамдикин тәкшүридиған-тәкшүрмәйдиғанлиқини. DNA Ни әмәс, бармақ изини сақчиханида алиду. DNA Ни әтә сақчиханиға кәлсиңиз, бармақ изи аламду, DNA аламду, немә алиду? башлиқ дәп бәрсун” деди.

Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити өткән йили 8‏-айда паспорт ислаһатини тезлитип, уйғурларға паспорт беҗиришни асанлитидиғанлиқини билдүргән. Җ х назаритиниң әйни чағдики уқтурушида, райондики барлиқ пуқраларға бирдәк паспорт сиясити йүргүзүлидиғанлиқини, бәзи рәсмийәтләрниң қисқартилидиғанлиқини елан қилған. Әмма уйғур паалийәтчиләр хитайниң уйғурларға бу сиясәтни толуқ иҗра қилиши гуманлиқ, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

Бу қетим или областлиқ җ х идарисиниң юқириқи бәлгилимини чиқириши уйғур тәшкилатлирини биарам қилди. Чаршәнбә күни, д у қ ниң муавин рәиси үмид агаһи паспорт илтимас қилғучиларниң DNA сини тәләп қилиш шәхси биологийәлик учуриниң мәхпийәтликигә хилап, дәп көрсәтти.

Үмид агаһи: “бармақ изини елиш хәлқара қанунларда йолға қоюлған бир нәрсә. У паспорт елиш, чәтәлгә чиқип -кириш, чеградин өтүш дегәнләрдә болуп туриду. Әмма униң DNA ни елиш, авазини елиш дегән гәп, у инсанниң кишилик һоқуқиға дәхли тәрз қилғанлиқ. У ишпийонлуқ билән инсанларниң ички мәхпийәтликини контрол қиливалғанлиқ. Буни һәргизму дөләтниң бихәтәрлик мәсилисигә бағлап қарашқа болмайду. Шуңлашқа буни һәргиз ‛нормал һадисә‚ дәп қаримаймиз. Буниңға биз пүтүнләй қарши, әсли бу инсанниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилидиған бир иш бу” дәп көрсәтти.

Үмид агаһиниң көрситишичә, хитай һөкүмити хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә әмәл қилмайдиған бир дөләт болғачқа, униң DNA үлгисини қандақ мәқсәтләр үчүн ишлитидиғанлиқини назарәт қилиш қийинкән.

У, шуңа бу бәлгилимә “адәмдә вәһимә пәйда қилиду,” деди.

Үмид агаһи: “бу инсанда вәһимә қозғайдиған наһайити хәтәрлик бир нәрсә. Чүнки, дуня DNA дин пайдилинип биологийәлик нәрсиләрни ишләпчиқиришқа қарши. Хитай дегән у тәбиийликкә қарши, динсиз бир һөкүмәт болғанлиқи үчүн, инсаний шәпқәт болмиған бир һөкүмәт болғанлиқи үчүн, у инсанларниң мәхпийәтликини қолға чүшүрүвалса, интайин хәтәрлик. Буниңдин қаттиқ әндишә қилидиған бир мәсилә бу” дәп көрсәтти.

Или области уйғур илиниң милләтләр әң көп арилишип олтурақлашқан райони. Хитайниң һөкүмәт статистикисидин мәлум болушичә, пүтүн или областиниң һазирқи омумий нопуси 3 милйон болуп, униң 6.25 Пирсәнтини уйғурлар, 1.21 Пирсәнтини қазақлар, 36% ни хитай көчмәнләр тәшкил қилған.

Хитай һөкүмити илгири или областида уйғурларға паспорт беҗиришини қаттиқ контрол қилип кәлгән. У 2014-йили аран 20 миң паспорт беҗиргән. Әмма 2015‏-йили 8‏-айда паспорт беҗириш рәсмийити қисқартилғачқа, өткән йили 100 миң адәм паспорт алған. Хитай ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, или области бу йилниң дәсләпки 4 ейида 67 миң паспорт беҗиргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.