Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити д у қ вәкиллири билән сөһбәтләшти

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2017.04.03
duq-gollandiye-doqlqun.jpg Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә хитайниң йеқинда иҗра қилинғанлиқи елан қилинған йеңи қануни тоғрилиқ мәлуматлар муһакимә қилинди. 2017-Йили 1-апрел, голландийә.
RFA/Pida’iy

2017-Йили 1-апрел голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә хитайниң йеқинда иҗра қилинғанлиқи елан қилинған йеңи қануни тоғрилиқ мәлуматлар муһакимә қилинди. Паалийәткә әтраптики бир қисим уйғурлар билән дуня уйғур қурултийи мәсуллиридин өмәр қанат, долқун әйса әпәндиләр, америкидики адвокат вә актип паалийәтчи нури түркәл қатарлиқларму иштирак қилди. Улар алдинқи һәптә белгийәниң бирюссел шәһиридә елип берилған яшларни тәрбийәләш курсидин қайтиш сәпиридә голландийәдики мәзкур җәмийәтни зиярәт қилиш үчүн кәлгән иди.

Пурсәтни ғәниймәт билгән явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсуллири меһманларни қарши алди вә уларниң шәрипигә зияпәт бәрди. Меһманларму явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң хизмәтлиригә иҗабий баһалар бәрди.

Шу йәр вақти кәч саәт 6 дин 10 ға қәдәр давам қилған бу учришишта, өмәр қанат, долқун әйса вә нури түркәлләрниң сәмимий тәвсийәлиридин мәмнун болған сөһбәт әһли меһманларға вә мәзкур җәмийәттики вәтәндашлириға рәһмитини билдүрди.

Голландийәдики тәләпчан уйғурларниң өзлири қизиқидиған, уйғурларға алақидар көп саһәләрдә елип берилған мулаһизә вә музакирилириму әпәндиләрни рази қилди. Сөһбәтниң мәзмун вә түриниң көп саһәгә четилишиға бақмай, һәммидин бәкрәк диққәт қозғиғини, хитайниң йеңидин иҗра қилишқа башлиғанлиқи елан қилинған әсәбийликкә қарши бәлгилимилири болди. Йеңи мақулланған низамда, бурунқи мәвҗут чәклимиләр кеңәйтилип йеңидин йәнә 15 хил чәклимә қошулғанлиқи қаттиқ тәнқидләнди. Паалийәт әһли сөһбәттин кийин, өз-ара алақилишип туруш үчүн келишип, хатирә рәсимгә чүшти вә әтиси тәкрар көрүшүш үмиди билән тарқилишти.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсули обулқасим әпәнди, мәзкур меһманларниң зияритидин хурсән болғанлиқини билдүрди вә икки тәрәп сөһбитиниң әһмийити тоғрисида тохталди.

Дуня уйғур қурултийиниң мәсуллиридин өмәр қанат әпәнди билән адвокат нури түркәл әпәндиләрму бу қетимлиқ зияритидин һасил болған һес - туйғулирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.