“миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқи” уйғур елидики мәктәпләрдә мәҗбурий омумлаштурулмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.09.20
xitay-milliy-uyghur-birleshme-yataq.jpg Хитайниң “миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқи” ни тәшвиқ қилған мақалисидин сүрәткә елинған. 2015-Йили 26-июн.
Photo: RFA

Илгирики күнләрдә аңлиғучиларниң инкаслириға асасән уйғур елидики бир қисим алий мәктәпләргә қаратқан телефон зиярәтлиримиздин, һазир барлиқ алий билим юртлириниң мусулман оқуғучилар ашханилири билән хитай ашханилириниң бирләштүрүлгәнлики дәлилләнгән иди, бу җәряндики учур издәш давамида алий мәктәпләрдә хитай оқуғучилар билән башқа милләт балилири оттурисидики бошлуқни тарайтиш үчүн елиниватқан тәдбирләр ичидә “миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқи” ни омумлаштурушниңму интайин җиддий йолға қоюлуватқанлиқи ашкариланди.

Йәни, шинҗаң университети вә педагогика университети, тарим университети, йеза игилик университети қатарлиқ алий билим юртлириниң тор бәтлиридики учурларға қариғанда, бу мәктәпләрдә “миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқи” омумлаштурулуп болған. 

Уйғур елиниң маарип учурлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ маарип назарити 2014-йили 1-ноябир “алий мәктәп вә оттура техником мәктәплиридә миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқини омумлаштуруш уқтуруши” ни тарқатқан болуп, уқтурушқа асасән 2015-йиллиқ биринчи оқуш мәвсумидин башлап, уйғур елидики хитай вә башқа милләтләр арилишип оқуйдиған барлиқ мәктәпләрниң ятақлириниң бирләшмә ятақ қилип өзгәртилиши тәләп қилинған икән. Шундақла бу тәдбирни пүтүн район миқясидики оттура вә алий техником вә алий билим юртлирида омумлаштурушни 2018-йили кириштин бурун тамамлаш шәрт қилинған.

“шинҗаң университети тори” тарқатқан учурға қариғанда, 2015-йили 7-айниң 2-күни мәзкур университетта,аптоном районлуқ партком вә маарип назаритиниң орунлаштурмиси билән “миллий оқуғучилар билән хәнзу оқуғучилар арилишип ятидиған бирләшмә ятақларни кеңәйтиш хизмити мәхсус йиғини” ечилған болуп, йиғинда “оқуғучилар ятиқини арилаш орунлаштурушниң милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш һәр қайси милләтләр өз-ара өрп-адитини өгиниш, чүшинишни, достлуқини чоңқурлаштуридиған муһим тәдбир” дәп оттуриға қоюлған вә буниң һөкүмәт тармақлириниң пиланлиқ орунлаштуруш, нуқтиларда синақ қилиш, оқуғучиларниң биллә оқуш турмуш, өрп-адәт җәһәтләрдә өз ара сиңишиш әһвалини вә тәсири һәмдә буниңға қарита оқуғучиларниң инкаслири, өзгиришлирини игиләш, рай синаш һәмдә инчикә тәтқиқ қилиш арқилиқ елинған қарар икәнлики көрситилгән.

Дәрвәқә, хитайчә “милләтләр маарипи тәтқиқати” журнилида 2009-йилидин башлап “миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқи” темисидики нәччә онлиған тәтқиқат мақалилири елан қилинғанлиқини тор сәһипилиридин һазирму күтүш мумкин. Буниңдин башқа йәнә хитай даирилириниң һәтта уйғур аптоном районидики студентларға қарита мәхсус “шинҗаңдики хәнзу вә миллий студентлар мунасивитини тәкшүрүш җәдвили” ни тарқитип рай синаш елип бериватқанлиқи ашкариланди.

Вәһаләнки, инкаслардин мәктәпләрдә барғанчә күчәйтип елип бериливатқан бу хил тәдбирләрниң оқуғучиларниң диний әркинлики, өрп-адити, кишилик һоқуқи, қануний һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилиш бәдилигә йүргүзүлүватқанлиқи мәлум. Йеқинда америкиға кәлгән бир уйғур студент қиз, илгири өзиниңму мәктәп тарқатқан шундақ рай синашқа қатнашқанлиқини билдүрди. Бу қиз уйғур елидә алий мәктәптә оқуш җәрянида турмуш адәтлири вә көз қарашлири түптин пәрқлиқ хитай оқуғучилар билән бир ятақта йетишқа мәҗбурий орунлаштурулған икән. Униң сөзләп беришичә, ятақта уйғур оқуғучилар билән башқа аз санлиқ милләт оқуғучилири арисида һечқандақ ихтилап көрүлмисиму, әмма бу хил бирләшмә ятақларда хитай оқуғучилар уйғур вә башқа милләтләрни пәқәтла чүшәнмәйдиған вә уларниң өрп-адәтлиригә һөрмәт қилмай һәтта кәмситидиғанлиқи үчүн ихтилап, наразилиқ үзүлмәйдикән. Һалбуки бу тәдбирни мәҗбурий йүргүзүватқан мәктәп тәшкили болса “миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқида” чиққан ихтилап вә оқуғучиларниң наразилиқлирини адаләтсизлик билән бастуруп кәлмәктә икән. Бу қиз студент йәнә милләтләр иттипақлиқини ишқа ашуримиз дәп сүний һалда йолға қойған бу хил тәдбир бәлгилимә студентларниң турмуши, өгиниши, кәйпияти вә роһий сағламлиқиғиму тәсир көрситидиғанлиқини, шундақла өз ара һөрмәтләш вә чүшинишни асас қилмиған бу хил мәҗбурий бирләштүрүшниң әмәлийәттә милләтләр арисидики зиддийәтләрниң мәнбәси болуватқанлиқини билдүрди. 

Бу қиз оқуғучиниң ейтқанлириниң дәл әксичә, хитай даирилириниң “миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқи” ни күчәйтиш тәшвиқатлирида болса бу тәдбирниң һәр милләт оқуғучилири оттурисидики арилиқни азайтип, һәр милләт оқуғучилириниң хитай тилини өгинишини илгири сүрүшигә. Уларниң бир аилә кишилиридәк биллә еҗил- инақ болушиға түрткә болуватқанлиқини тәшвиқ қилмақта икән. “хәлқ тори” ниң бу һәқтики 2015-йили 26-июн тарқатқан “бир тизиқ марҗан, бир дәстә гүлдәк өтүватқан савақдашлар” дәп тема қойған йүрүшлүк хәвиридә, хотән педагогика алий техникоминиң “миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқи” ни йолға қоюш әһвали тонуштурулған болуп, илгири арилаш ятақлар 5% киму бармайдиған бу мәктәптә, шу йили “һәр милләт оқуғучилири арилаш йетиш” әһдинамисини түзүп, бу тәдбирни омумйүзлүк кеңәйткәндин кейин болса бирләшмә ятақ 255 кә йетип, 50% оқуғучиниң арилаш ятидиған болғанлиқи көрситилгән. Хәвәрдә йәнә арилаш ятақта уйғур оқуғучиларниң хитай оқуғучилар билән бир ятақта йетиш җәрянида, хитай тили сәвийиси өсүп нәзәр даириси кеңәйди дәп хитай оқуғучиларниң уйғур оқуғучиларға иҗабий тәсир көрсәткәнлики тәшвиқ қилинған болсиму, әмма уйғур оқуғучиларниң хитай оқуғучиларға болған тәсири һәққидә болса пәқәт “шәң шя, гәнсулуқ болуп, нан, қой гөши вә ләңмән йәп көнмигән. Уйғурлар билән бир ятақта турғандин кейин шең шя даим гүлсәнәм, ханзөһрә, зумрәтләр билән биллә тамақ йәп, бир мәзгил өткәндин кейин қой гөши билән ләңмәнгә амрақ болуп қалған” дәп җүмлә қистуруп қойған.

Уйғур көзәткүчиләрдин, канададики уйғур зиялийси руқийә турдуш ханим, илгири хитайда алий мәктәптә оқуш җәрянида, хитай оқуғучилар билән бир ятақта йетип оқушқа мәҗбур болған уйғур студентниң бири. Руқийә ханим алий мәктәпләрдә һәр милләт оқуғучилирини бирләшмә ятаққа орунлаштуруш тәдбирини хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа милләтләргә қаратқан ассимилятсийә сиясити билән бағлап мулаһизә қилип, “миллий мәдәнийәт вә өрп-адәт, дини етиқад җәһәттин һечқандақ бир охшашлиқи болмиған, һәтта һоқуқ җәһәттин баравәр болмиған икки милләтни сүний һалда туғқан болисән, дост болисән дейиш һечқандақ иҗабий унум бәрмәйду” дегән қарашлирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.