Чәрчән наһийәсидә тиғлиқ әсвабларға архип турғузулған

Мухбиримиз әркин
2018.01.03
tighliq-buyum-ikkilik-kod.jpg Уйғур районида тиғлиқ буюмларға урулған иккилик код. 2017-Йили яз.
wsj.com xewiridiki Uyghur rayonidin tartilghan sindin süretke élin’ghan.

Чәрчән наһийәсидики йәрлик даириләр йеңи йил һарписида уқтуруш чиқирип, тиғлиқ әсваблириға иккилик код қойдурмиған аһалиләрниң 1‏-январға қәдәр қойдуруп болушини, болмиса ақивитигә өзлири мәсул болидиғанлиқини елан қилған иди.

Чәрчән базириға қарашлиқ җаһанбағ аһалиләр райониниң 27‏-декабир чиқарған уқтурушида, тиғлиқ әсвабларға иккилик код қойдуруш хизмитиниң31‏-декабир ахирлишидиғанлиқини әскәртип, тиғлиқ әсваблириға иккилик код қойдурмиған аһалиләр юқириқи 3 күн ичидә тиғлиқ әсваблириға “иккилик код қойдуруп болуши шәрт” икәнликини, мушу вақит ичидә қойдурмиғанларниң “ақивитигә өзи мәсул болидиғанлиқи” ни билдүргән.

Хитай һөкүмитиниң уйғур илида тиғлиқ әсвабларға икки код қойдуруш сиясити 2016‏-йили 4‏-айдин башлап иҗра қилинишқа башлиған. Ақсуниң тоқсу наһийәси мәзкур сиясәт әң бурун иҗра қилинған наһийәләрниң бири болған иди. Хитай һөкүмитиниң бу һәрикити униң уйғур аптоном районида иҗра қилип келиватқан муқимлиқ тәдбирлириниң бир қисми болуп, у бу тәдбирләрни уйғур елиниң муқимлиқини қоғдаштики “зөрүр чарә” дәп көрситип кәлгән. Лекин бу хәлқара кишилик һоқуқ органлири вә уйғур тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди. Улар бу тәдбирләр “уйғурларниң шәхси паалийәт бошлуқини қисип, уларниң күндилик һаятини контрол қилишни мәқсәт қилғанлиқи” ни илгири сүрүп кәлди.

Чәрчән наһийәси җаһанбағ аһалиләр райониниң уқтурушида, аһалиләрниң тиғлиқ әсваблириға иккилик код урғузуши бәлгиләнгән орунға берип, қойдуруши тәләп қилинған. Чәрчән наһийәсидики бир сақчи понкитиниң кәчлик нөвәтчи хадими бүгүн радийомизға икки кодни вақтида қойдурмиғанларниң ақивитигә өзи мәсул болидиғанлиқини дәлиллиди.

У мундақ деди: “өйиңиздә иккилик код қойдурмиған тиғлиқ әсваблар болса мушу бир-икки күн ичидә сақчи понкитиға келип дәрһал қойдурсиңиз болиду. Әгәр иккилик код қойдурмай өй тәкшүргәндә байқилип қалса чатақ чиқиду. Пәқәт тәкшүрүлгәндә байқилип қалсила ақивити сүрүштүрүлмәйду. Бу омумий йүзлүк йолға қоюлуватқан бәлгилимә. Бу һәммә адәмгә омумйүзлүк қоюлуватқан тәләп,” дәп көрсәтти.

Лекин сақчи понкитиниң юқириқи нөвәтчи хадими тиғлиқ әсваблириға иккилик код қойдурмиған аһалиләрниң конкрет қандақ ақивәт яки җазаға тартилидиғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб бәрмиди.

Чәрчәндики бир йәрлик кадирниң билдүрүшичә, мәзкур наһийәдә идарә җәмийәтләрниң тиғлиқ әсваблириғиму иккилик код қойдурулған. У, өзиниң идарисиниң 6 данә тиғлиқ әсвабиға иккилик код қойдуруп кәлгәнликини билдүрди.

Мухбир: яхшимусиләр! мән маву силәрниң наһийәниң тиғлиқ әсвабларға номур қойдуруш ишини сүрүштүрүп телефон қиливататтим, силәрниң идаридә қоюп болдиму? сиз қойдуруп болдиңизму?

Йәрлик кадир: һә-ә, мән өзүмниңки намида мушу бизниң идариниң ашханисиниң немисини қойдуруп болдум. Бизниң арқида ишлитидиған көмүр чақидиған палтини һесаблиғанда 6 гә қойдурдуқ.

Мухбир: өйдики тиғлиқ әсвабларни қандақ қилдиңлар?

Йәрлик кадир: уни идаридин бир туташ уқтуруш қилип, қойдурмиғанларни палани-покуни қойдурмамту, дәп, идарә уқтуруш қилип, һәммини қилдурдуқ. Мәхсус бир орунни бекитип бәрди. Базар ичидики хизмәтчиләр базарлиқ сақчиханиға апарди. Йезида турушлуқлар йезилиқ сақчиханиға кәлди. 31‏-Декабирдин бурун қойдуруп болуңлар, дегән уқтуруштин асасән һәммимизниң хәвири бар.

Мәзкур наһийәдики йәнә бир хизмәтчи хадимниң баян қилишичә, уларниң наһийәсидә идарә-җәмийәтләр ишчи-хизмәтчиләрниң тиғлиқ әсваблириға мәхсус архип турғузған.

Мухбир: силәрниң наһийәдә тиғлиқ әсвабларға номур қоюш хизмитини орундап болдуңларму?

Йәрлик хизмәтчи: һә-ә, орундап болдуқ.

Мухбир: сиз номур қойдурдиңизму өйиңиздики тиғлиқ әсвабларға?

Йәрлик хизмәтчи: һә-ә, қойдуруп болдуқ. Бизниң идарә биваситә башқуруп, пүтүн кадирлар урғузуп болғандин кейин йәнә тәкшүрүп, номурни тизимлап, идаридин архип қилип турғузуп болди.

Мухбир: һәә, униңға идарә айрим архип турғуздима?

Йәрлик хизмәтчи: һә-ә, турғузди. Идаридинму айрим архип турғузди.... Пүтүн наһийә орундап болдуқ.

Хитай даирилириниң тиғлиқ әсвабларға икки код қойдурушни йолға қоюши ялғуз кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғап қалмиған, бәлки бу йәнә хәлқара ахбарат васитилириниң диққитини қозғиған иди. Америка “вал стерет журнили гезити” ниң йеқинда ишлигән уйғурлар һәққидики бир син программисида бу мәсилә алаһидә тилға елинған. “вал стерет журнили гезити” ниң мухбири райондики бир тиғлиқ әсвабларға иккилик код қоюш орнини зиярәт қилип, хитай даирилириниң тиғлиқ әсваблар арқилиқ кишиләрни қандақ контрол қиливатқанлиқини йорутуп бәргән.

Иккилик код қоюш орнидики хитайниң “вал стерет журнили гезити” гә билдүрүшичә, һәрқандақ бир тиғлиқ әсвабтики иккилик кодниң астида бир һавалә номури болуп, у лазер арқилиқ тиғлиқ әсвабларға оюлидикән. Униңға кишиләрниң кимлик учури киргүзүлгән болуп, уни тәкшүргән һаман тиғлиқ әсвабниң игисиниң кимлик номури, миллити, рәсими, адреси қатарлиқ учурлириға еришкили болидикән.

Лекин бәзи хитай мутәхәссислириниң көрситишичә, юқириқи тәдбирләрниң һечқандақ зөрүрийити йоқ болуп, буни пәқәт хитай һөкүмитидики кризис туйғуси пәйда қилған икән.

Бейҗиң университетиниң сабиқ профессори, америка като институтиниң зиярәтчи илмий хадими шя вейляң мундақ дәйду: “һазир улар интайин еғир кризис туйғусиға петип қалди. Улар муқимлиққа бунчилик зор күч вә мәбләғ сәрп қиливатқан болсиму, бирақ улар йәнила хатирҗәмсизлик, қорқуш һес қиливатиду. Улардики қорқуш туйғусиниң әң муһим ипадилириниң бири, шинҗаң мустәқилчилири, тибәт мустәқилчилири. Улар тәйвән мустәқилчилиригә қаритилған бесимини бурунқидин техиму күчәйтти. Чүнки һәммә адәм билиду, тинчлиқ дәвридә, дең шавпиңниң ислаһат дәвридә бу мәсилиләр мәвҗут болған болсиму, лекин у дәврдики зиддийәт, тоқунуш һазирқидәк ундақ кәскин әмәс. Ши җинпиң һазир мәдәнийәт инқилаби вә мав зедоң дәвридики усулларға қайтиватиду.”

Шя вейляңниң қәйт қилишичә, уйғурларға қаритилған бу хил қаттиқ қол тәдбирләр уйғурларға зиянлиқ болупла қалмай, райондики хитайларғиму зиянлиқ ақивәтләрни елип келидикән. У мундақ дәйду: “мениңчә бу әһваллар уйғурларға қаттиқ тәсир қилипла қалмай, хәнзуларниң өзигиму қаттиқ тәсир қилиши мумкин. Чүнки, милләтләр өз ара инақ болғанда, милләтләр һәр қайси җәһәтләрдә әркин, бәхираман сода алақиси қилалиғанда һәр қайси тәрәпләр техиму яхши иқтисадий нәпкә еришип, гүллинишни ишқа ашуралайду. Әмма һазирқидәк һәммә милләт җиддийлишип кәтсә, бир-биригә дүшмән муамилиси қилса, һәммә тәрәпниң иқтисади, мәдәнийәт вә башқа тәрәпләрдики турмуши еғир тәсиргә учрайду.”

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бәзи ғәрб дөләтлири өзлириниң баянати вә йиллиқ доклатлирида хитай һөкүмитиниң уйғур районидики сияситини тәнқидләп, уларни юқири бесимлиқ қаттиқ қол сиясәтләрдин ваз кечишкә, уйғурлар билән диалог қуруп, уларниң һәқ-һоқуқлириға капаләтлик қилишқа чақирип кәлгән болсиму, лекин хитай һөкүмити һазирға қәдәр бу чақириқларға қулақ салмай кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.