Қарақашниң ява йезисида аз дегәндә 10 пирсәнт аһалә қамақ вә түрмидә

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.10.16
turme-uyghur-siyasiy-mehbus.jpg Түрмигә елип кириливатқан уйғур сиясий мәһбуслар.
Social Media

Уйғур аптоном районидики “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” һәққидики ениқлашлиримиз давамида қарақаш наһийисиниң ява йезисида 700-800 чә кишиниң кесилгәнлики, 3000 ға йеқин кишиниң аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” дә қамақта икәнлики мәлум болди.

Өткән йили 12-айниң 28-күни қарақаш наһийәлик партком бинасиға машинилиқ һуҗум қилған 4 гумандар мана мушу ява йезисидин иди. Мәлум болушичә, ява йезисидин тутуп кетилгән 3000 ға йеқин киши нөвәттә қарақаш наһийисидики бостанкөл “тәрбийәләш мәркизи” қатарлиқ 3 мәркәздә тутуп турулмақта.

“йепиқ тәрбийәләш” һәрикити уйғур аптоном районида омумйүзлүк елип бериливатқан болсиму, әмма бу һәрикитиниң көлимидә, болупму тутқунлар санида йәнила охшимиған пәрқләр мәвҗут. Өткән һәптидики ениқлишимиз давамида қарақашниң ақасарай йезисида 2000 дин артуқ, пурчақчи йезисида болса 4000 әтрапида кишиниң “тәрбийәләш” тә икәнлики ашкариланған. Бу һәптидики ениқлишимзида қарақашниң ява йезисидики тутқунлар һәққидә мәлумат соридуқ. Йезилиқ әдлийә понкитида ишләйдиған бир хадим, йезида “тәрбийәләш” кә апирилғанлар саниниң 3000 ға, кесиветилгәнләрниң болса 700-800 гә йеқинлашқанлиқини баян қилди.

Мәлум болушичә, ява йезисидин тутулған бу 3 миңға йеқин кишиниң көпинчиси қарақаш наһийисидики бостанкөл, пойиз истансиси, 2-оттура мәктәп вә педагогика мәктипи қатарлиқ 4 орундики “тәрбийәләш мәркизи” гә қамалған.

Материялларда көрситилишичә, қарақаш наһийәсиниң ява йезиси җәмий 22 кәнт, 30586 нопустин тәшкилләнгән. Йеза нопусиниң 99. 86 Пирсәнти уйғур. Ениқлашлиримиз давамида аһалиләр нопусиниң аз дегәндә 10 пирсәнтиниң қамақ вә түрмидә икәнлики айдиңлашқан болсиму, лекин даириләрниң бу нисбәтни зади қанчигә йәткүзидиғанлиқи мәлум әмәс.

Кәнт секретарлириниң ашкарилишичә, кәнтләрдә йәнә күнигә нәччилигән киши тутулмақта.

Қарақашниң наһийисиниң ява йезисида бултур 12-айниң 28-күни, йәни уйғур аптоном районида чен чүәнгә һакимийәт бешиға келип узун өтмәй қарақаш партком бинаисиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән. Вәқәни тохтимәмәт турсуннияз, нурмәмәт турсуннияз вә абдулетип мәттурсун қатарлиқ 4 киши елип барған. Вәқә чен чүәнгә дәвридики тунҗи вәқә сүпитидә хитай вә хәлқаара мәтбуатларда кәң орун алған иди. Хитай ахбарати бу вәқәниму террорлуқ билән әйплигән, әмма бир қисим көзәткүчиләр, һуҗум хитайниң бир һакимийәт оргиниға, болупму партком бинасини мудапиә қиливатқан хитай қораллиқ күчлиригә қаритилғанлиқи үчүн вәқәни террорлуқ билән әйибләшкә болмайдиғанлиқини илгири сүрүшкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.