Рабийә қадир ханим уйғур һәрикитиниң 2017‏-йилдики тәрәққият йүзлиниши һәққидә тохталди

Мухбиримиз әркин
2017.01.02
rabiye-tom-lantos-2015-mukapat-6.jpg Дуня кишилик һоқуқ күнидә, рабийә қадир ханимниң ләнтос кишилик һоқуқ мукапатини тапшуруп елиш мурасимидин көрүнүш. 2015-Йили 10-декабир, вашингтон.
Photo: RFA

Дуня 2016‏-йилни узитип қоюп 2017‏‏-йилни күтивалди. Шүбһисизки, 2016‏-йили уйғурлар үчүн раһәт бир йил болмиди. Паспорт йиғивелиш, туғқанчилиқ орнитиш, мәсчит чеқиш, ашқунлуқни түгитиш дегәндәк сиясий һәрикәтләр 2016‏-йилиға тамғисини урни.

Әмма, 2016‏-йили уйғур сиясий давагәрлири нуқтисидин қандақ бир йил болди? 2017‏-йили қандақ болиду? хәлқара уйғур һәрикитидә қандақ өзгиришләр болди вә болиду? биз бу соалларниң җавабини издәп, д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимни зиярәт қилдуқ.

Рабийә қадир ханим 2016‏-йилниң уйғурлар үчүн, уйғур һәрикити үчүн интайин мүшкүл бир йил болғанлиқини билдүрди. Униң қәйт қилишичә, 2016‏-йили хитайниң чәтәлдики уйғур актиплириға болған бесими вә тәһдити күчәйгән. Уйғур һәрикити йеңи хрис вә риқабәтләргә дуч кәлгән.

Әмма, рабийә қадир ханим уйғур һәрикити вә уйғур хәлқиниң келәчикигә үмидвар қарайдиғанлиқини, 2017‏-йилдики пилани алий кеңәш йиғини чақириш, уйғур мәсилисиниң дуня күнтәртипидики орнини көтүрүш икәнликини билдүрди.

Юқиридики аваз улиниши арқилиқ мухбиримизниң зиярәт хатирисиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.