Хитай өлкилиридики уйғурларниңму паспортлири йиғивелинмақтикән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.11.30
pasport-305.png Хитай паспортлири
Qutlan

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики уйғур вә башқа йәрлик милләтләрниң паспортини омумйүзлүк йиғивалғанлиқи мәлум болған иди.

Мухбиримизниң хитай өлкилиридики сақчиханилар вә у йәрдики уйғурлардин әһвал игилиши давамида, йеқинда хитайниң ички өлкилири вә шәһәрлиридә оқуватқан яки тиҗарәт билән шуғуллиниватқан уйғурларниң паспортлириниңму йиғивелинишқа башлиғанлиқи дәлилләнди.

Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити бултур өктәбирдә арқа-арқидин уқтуруш тарқитип, уйғур елидики аһалиләрниң паспортлирини йәнә йиғивалған иди. Бу һәқтә манас, қумул, үрүмчиниң мидуң райони, шихәнзә қатарлиқ наһийә, шәһәрләр чиқарған паспортларни йиғиш оқтурушлирида бәлгиләнгән муддәттә паспортини тапшурмиғанларниң паспортиниң тоңлитип қоюлидиғанлиқи яки паспорт игилиригә аваричилик болидиғанлиқи агаһландурулған болсиму, әмма даириләр йиғивалған шәхсй паспортларниң қачан қайтуруп берилидиғанлиқи тилға елинмиған иди. Әйни вақитта хитайниң сақчи орунлиридин әһвал игилишимизгә көрә паспорт йиғишниң пәқәт уйғур елидила йүргүзүлүватқанлиқи дәлилләнгән иди.

Даириләрниң уйғур, қазақ қатарлиқ уйғур елидики йәрлик милләтләрниң паспортлирини йиғивелиш биләнла қалмай, бәлки йеқинқи мәзгилләрдә йәнә хитай өлкилиридә оқуватқан, сода вә башқа ишлар билән туруп қалған уйғурларниңму паспортлирини йиғиватқанлиқи һәққидә инкасларға вә мунасивәтлик учурларға игә болдуқ.

Хитай өлкилиридики мәлум даңлиқ онверситетниң биридә оқуватқан бир уйғур оқуғучи, өзиниң шәхси учурлирини ашкарилимаслиқ шәрти билән мәлумат йәткүзди. Униң сөзләп беришичә, хитай даирилири паспорти бар уйғур оқуғучиларни әзәлдин назарәт қилип келиватқандин икән. Хитайда 19-қурултай ечилип болғандин кейин, йәни өткән айниң 20-күнидин башлап, уйғур оқуғучиларға паспортлирини мәктәпкә яки сақчиханиға тапшуруп бериш һәққидә уқтуруш қилған. Бу оқуғучи һәтта юртидики аилиси җайлашқан орундин вә сақчихана хадимлиридин паспортини дәрһал тапшуруш һәққидә тәһдит телефони тапшуруп алған. 3 Күндин кейин дадисиниң сақчилар тәрипидин тутулуп кетилгинидин хәвәрдар болған һәмдә өзигиму хәтәр йетидиғанлиқини пәрәз қилип, хоңкоң арқилиқ асиядики бир дөләткә қечип беривалған икән.

Бу оқуғучи йәнә өзила әмәс, башқа шәһәрләрдә оқуватқан вә ишләватқан уйғур достлиридинму йеқинқи мәзгилдин буян омумйүзлүк башланған бу қетимлиқ уйғурларниң паспортларни йиғиш һәрикити һәққидә учурларни аңлап турғанлиқини, буниң хитай өлкилиридики уйғурларда зор әнсизлик қозғиғанлиқини баян қилди.

Бейҗиңдики уйғур оқуғучилар бир қәдәр көп университетлардин милләтләр университети йенидики довдийән сақчиханиси хадиминиң радийомизға бәргән баянлиридин хитай даирилириниң паспорт йиғивелиш һәрикитиниң пәқәт “ шинҗаң”, йәни уйғур елидин кәлгәнләргила қаритилғанлиқи дәлилләнди.

-Бу сақчиханиму?
-Немә иш? довдийән сақчиханиси

-Мән шинҗаңлиқлар паспортини сақчиханиға апирип бериши шәрт икән дәп аңлиған. Нәгә тапшуруши керәкликини биләй дегән.
-Һә, шундақ. Паспорти барларқайсий районда олтурушлуқ болса шу җайдики сақчиханиғаға тапшуруп бериш керәк.

-Әгәр шинҗаңлиқ оқуғучи болса нәгә тапшуриду, мәктәпкиму? сақчиханиғиму?
-Бәзи алаһидә топлуқларға тәвәләр һәммиси тапшуруш керәк билдиңизму? мәктәптә болса мәктәпкә тизимлитиш керәк.

-Шинҗаң тәрәпкә тапшурмисиму боламду?
-Башта тизимға алдуруп тәкшүрүштин өтүш керәк, мәсилигә қарап бир тәрәп қилиниду.

-Әгәр паспортини ишлитишкә еһтияҗлиқ болса қачан алалайду?
-Бу тәрәпни чүшәндүрүп берәлмәймән. Әгәр мәсилә болмай нормал болса, керәк болған чағда қайтуруп алалайду. Лекин тапшуруп бәрмисә бәрибир чеградин чиқишта ишлитәлмәйду. Билдиңизму?

-Немә үчүн пәқәт уйғур оқуғучиларниңкинила йиғиватиду?
-Оқуғучиларла әмәс. Нуқтилиқ кишиләр топиға қаритилған дедимғу, бу йәрликниң башқуруш сияситигә мунасивәтлик буни чүшәндүрүп болалмаймән.

-Әгәр паспортни тапшурмисичу?
-Тапшурмиса, шинҗаңға йолға салидиған гәп, тизимға алдурмиған адәмдә мәсилә болмай қаламду? өйигә қайтурулидиған гәптә. Әмди чүшәнгәнсиз.

Сақчиниң “ нуқтилиқ кишиләр топлуқи” дейиш арқилиқ уйғурларни има қиливатқанлиқи ениқсиз болсиму, әмма “шинҗаң кимлики” барларни көртситиватқанлиқи ениқ болди.

Хитай даирилириниң бу нөвәт хитай өлкилиридики уйғурларниң шундақла уйғур елидин кәлгәнләрниң паспортлирини қайтидин туюқсизла йиғивелишға неминиң сәвәб болғанлиқи ениқ әмәс. Бу һәқтә җаваб елиш үчүн уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик тармақлири вә паспорт ишлириға мәсул даириләр билән алақилишип көргән болсақму, соаллиримиз җавабсиз қалди.

Йеқинқи мәзгилләрдә радийомиз игилигән учур вә инкаслардин хитайниң паспорт йиғиш һәрикитиниң пәқәт уйғур ели биләнла чәклинип қалмастин, бәлки хитай өлкилиригиму кеңәйгәнлики шуниңдәк һәтта чәтәлләрдә туруватқанларниң хитай әлчиханилири арқилиқ паспортини узартиш ишлириғиму чәк қоюлғанлиқи билинмәктә. Буниң билән уйғурларниң саяһәт вә сәпәр әркинлики чәклинипла қалмай, оқуш вә содисиғиму зор тосалғу пәйда болғанлиқи мәлум.

Чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлардин радийомизға инкас қилғучиларниң баянлириға қариғанда, уларму охшашла юртидики аилә-тавабиатиниң паспортлириниң тартивелинғанлиқи, уларниң тәһдит вә тутқунға дуч кәлгәнлики сәвәблик өзлириниң юртиға қайтқандин кейинки пешкәлликләрдин әндишә қилмақтикән. Һәтта улар қайтип кетиштин ваз кечишигә мәҗбур болмақтикән.

Буниң алдида көплигән уйғурлар хитайниң тәһдитлири астида юртиға қайтқан болсиму, хитай чеграсидин киргән һаман айрудрумниң өзидә ғайиб болуватқанлиқи яки тутқунға учриғанлиқи ашкара болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.