Уйғурларниң қайғуси германийәниң берлин шәһиридә нахша-усул билән тонутулди
2017.10.25
Уйғур елидә уйғур мәдәнийити хирисқа учраватқан бүгүнки күндә германийәниң пайтәхти берлиндики дуня мәдәнийәт өйидә уйғурларниң вәзийити “қайғу” намлиқ усул билән тонутулди. 20-21-Өктәбир күнлири өткүзүлгән паалийәттә лондонда яшаватқан сәнәткар рәһимә мәхмут ханим сазәндиләр билән биргә берлинға берип, уйғур нахшилиридин өрнәкләр сунған болуп, тонулған немис уссулчи тара катеринә пандея ханим бу нахшиларға усул ойниған.
Уйғур сәнәткар рәһимә мәхмут ханим бу паалийәтниң йеңилиқ яратқан сәнәтчиләрниң йеңи нәтиҗилирини көрситиши үчүн өткүзүлгән бир сәнәт көрүки икәнликини баян қилди.
Тара ханим германийәдә тонулған бир уссулчи болуп, у рәһимә мәхмут ханим билән 4 айдин бери һәмкарлишип уйғурчә нахшиларға усул ойнаш арқилиқ, 4 хил һессиятни ипадиләш пилани билән бу қетимқи паалийәткә иштирак қилған иди.
Рәһимә мәхмут ханим өзлириниң икки кечә оюн қойғанлиқини, бу оюнға герман музика тәтқиқатчилири, сәнәтчиләр вә өзбекистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләрниң берлинда турушлуқ әлчилиридин болуп көп санда кишиниң иштирак қилғанлиқини, уйғурчә нахшиларниң уларниң алқишиға еришкәнликини баян қилди.
Рәһимә мәхмут ханим тара катеринә пандея ханим ойниған “қайғу” намлиқ уссулиниң уйғурларниң һазирқи қайғулуқ вәзийитигә атап орундалғанлиқини, уйғурларни тонуштуруш җәһәттин наһайити муһим бир паалийәт болғанлиқини баян қилди.
Германийәниң пайтәхти берлиндики дуня мәдәнийәт өйидә мәзкур оюнни көргән берлиндики уйғур зиялийси доктор абләт сәмәт әпәнди бу сәнәт кечиликидә рәһимә мәхмут ханим ейтқан уйғурчә нахша билән тара катеринә пандея ханим орундиған уссулниң, тамашибинларниң қаттиқ алқишиға еришкәнликини баян қилди.
Доктор абләт сәмәт әпәнди германийәлик уссулчи тара ханим билән рәһимә мәхмут башчилиқидики сәнәт гуруппилириниң техиму зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини баян қилди.
Бу нахша-усул бу қетимқи көрәктә талланса 4-айда өткүзүлидиған хәлқаралиқ мусабиқигә қатнишидикән.