Д у қ 12-нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш программисида яшларни асас қилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.01.12
uyghur-rehberlirini-terbiyelesh.jpg Д у қ 12-уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш программиси һәққидә уқтуруши.
uyghurcongress.org

Д у қ уйғур рәһбәрлирини демократийә, кишилик һоқуқ, қануний билимләр тәрбийиләш программисиниң 12-нөвәтликини явропа парламентида өткүзмәкчи.

Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, уйғур рәһбәрлирини демократийә, кишилик һоқуқ, қануний билимләр билән тәрбийиләш программисиниң 12-нөвәтликини 3-айниң 29-30-31-күнлири белгийә пайтәхти бирюсселда өткүзүшни қарар қилған. Бу қетимқи программида дуняниң һәр йеридә яшаватқан уйғур яшлиридин 25-30 әтрапида кишини тәрбийиләш нишан қилинған. Программиға қатнаштурулидиған яшларға һазирға қәдәр уйғур тәшкилатлириниң сиясий паалийәтлиригә актип қатнашқан, тәшкилатларда вәзипә алған яки уйғур миллий һәрикити билән шуғуллиниш арзуйи болған, университетларда хәлқара сиясий, дипломатийә вә кишилик һоқуқ кәсиплиридә оқуватқан яшларниң таллинидиғанлиқи шәрт қилинған.

Мәзкур программиға йетәкчилик қиливатқан д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу қетимқи курсни яшларға аташниң сәвәбини чүшәндүрүп өтти.

Мәлум болғинидәк, д у қ уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш программисини америка демократийини илгири сүрүш фондиниң маддий ярдими билән 2007-йилидин буян йолға қоюп кәлгән, 2007-йили 5-айда голландийәниң дәнһаг шәһиридә, 2008-йили 4-айда германийәниң берлин шәһиридә, 2009-йили 5-айда америкиниң вашингтон шәһиридә, 2010-йили 4-айда явропа парламентида, 2011-йили 3-айда австралийәниң сйдней, аделәйид вә мелборин шәһәрлиридә, 2012-йили 5-айда японийәниң токйо шәһиридә, 2013-йили шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә, 2014-йили 5-айда германийәниң мюнхен шәһиридә, 11-айда җәнвәдә, 2015-йили 4-айда вашингтонда, 2016-йили 4-айда берлин шәһиридә охшаш болмиған темилар бойичә өткүзүп, д у қ ни мәркәз қилған уйғур миллий һәрикитини хәлқара қанунларға мас һалда күчләндүрүш, уйғур рәһбәрлири вә сиясий паалийәтчиләрниң маһирлиқини юқири көтүрүш җәһәтләрдә зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиму бу хусуста зияритимизни қобул қилип, бу программида яшларни нишан қилишниң әһмийитигә болған қарашлирини баян қилип өтти.

Д у қ ниң 10-январ қурултай тор бетидә бу һәқтә елан қилған уқтурушида, бу қетимқи курсниң асаслиқ мәзмунлири б д т, явропа иттипақиниң қурулмиси вә бу орунларда үнүмлүк паалийәт елип беришниң йоллири, дипломатийә билимлири, хәлқара қанун вә хитайниң йеңидин елан қилған "террорлуққа қарши туруш қануни”, “чәтәл тәшкилатлирини башқуруш қануни”, “интернет қануни”... Қатарлиқларниң маһийити, миллий парламент вә һөкүмәтләргә тәсир қилиш һәмдә хәлқара тәшкилатлар билән үнүмлүк һәмкарлишиш тактикилири... Қатарлиқларни өз ичигә алиду, дәп баян қилинған.

Д у қ ниң бу программисиға қатнишишни халайдиған уйғур яшлири д у қ тор бетидики илтимас қилиш җәдвилини толдуруп, 2-айниң 10-күнидин бурун д у қ баш катиплиқиға йоллиса болидикән.

Курсқа қатнашқучилар тоғрисидики шәрт вә бәлгилимиләрдә мундақ дейилгән:

  1. Курсқа қатнашқучиларниң омуми сани 25-30 нәпәр.
  2. Курсқа илтимас қилғучиларниң яш чәклимиси 18-36 арисида болуш тәләп қилиниду.
  3. Пәвқуладдә әһвалға алаһидә муамилә қилиниду. Йәни йеши 36 дин юқири болуп, курсқа қатнишишни арзу қилғанлар болса, илтимаси көздин көчүрүлүп, мәлум нисбәттә етибар билән муамилә қилиниду.
  4. Һәр бир дөләттин илтимас қилған яшлардин 2-3 нәпири таллиниду.

Бу қетимқи курсқа қатнишиш салаһийитигә еришкәнләрниң йиғинға қатнишиш йол кираси, йиғин җәрянидики ятақ, тамақ чиқимлирини д у қ үстигә алидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.