Хитай көчмәнлириниң уйғур дияридики “муқимлиқ тәдбирлири” гә болған инкаслири

Мухбиримиз меһрибан
2017.10.03
urumchi-qoralliq-saqchi-20130630.jpg Үрүмчидә уйғурлар топлишип яшаватқан районларниң кочилириға қоюлған қораллиқ сақчилар. 2013-Йили 30-июн, үрүмчи.
AFP

Хитайниң 1-өктәбирдики дөләт байрими мәзгилидә уйғур диярида барғанчә күчийиватқан “муқимлиқ тәдбирлири” гә қарита райондики пуқраларниң инкасини билиш үчүн қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлардин әһвал игиләшкә тириштуқ.

Хотәндики хуайи меһманханисидин телефонимизни алған хитай аял мулазимәтчи хадим хотәндә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири йолға қоюлғанлиқини билдүрди.

Аял мулазимәтчи хадим: бу йәрниң аманлиқ тәдбирлири интайин яхши.

Мухбир: аңлишимизчә у йәрдики қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири силәрниң тиҗаритиңларға тәсир йәткүзүпту, силәр бу вәзийәтни қобул қилаламсиләр?
Аял мулазимәтчи: конкрет әһвалларни мәнму сизгә ейталмаймән, әмма һазир көп мәсилә йоқ, бизму бу әһвалға көнүп қалдуқ.

Мухбир: һазирқи қаттиқ тәкшүрүш силәрниң тиҗаритиңларға пассип тәсир көрсәтмидиму?
Аял мулазимәтчи: яқ, яқ, һечқандақ пассип тәсир көрсәтмиди.

Мухбир: аңлишимизчә, һәр 200 метирда сақчи мунари бар икән. Сақчиларму көп икән.
Аял мулазимәтчи: шундақ, у сақчи қаравулханиси. Меһманханимизниң удулидила бир сақчи қаравулханиси бар, қаравулханида 24 саәт сақчилар нөвәтчилик қилиду. Һәрбир кочида сақчи аптомобиллири чарлап йүриду.

Мухбир: сизниңчә һазирқи вәзийәттә мушундақ тәдбир қоллиниш лазимму?
Аял мулазимәтчи: мениң қаришимму? мән бу йәрлик, мениңчә, бу йәрниң аманлиқ әһвали һазир интайин яхши. Көп мәсилә йоқ.

Мухбир: сизниңчә пуқралар буни қобул қилаламду?
Аял мулазимәтчи: мени сорисиңиз, мән қобул қилалаймән, әмма пәқәт мән өзүмгила вәкиллик қилалаймән.

Мухбир: сизниңчә, һөкүмәт мушундақ қаттиқ тәдбир қоллиниши керәкму?
Аял мулазимәтчи: мән бундақ қилиши керәк демидим, мән пәқәт уларниң бундақ қилишида уларниң өзлириниң мәлум асаси бар дәп билимән. Мән бир аддий пуқра, мән немиму дейәләймән?!

Мухбир: илгирикигә селиштурғанда, һазир қандақ пәрқ бар дәп қарайсиз?
Аял мулазимәтчи: мени десиңиз, мән бу ишлар бизгә тәсир қилмайду, дәп қараймән. Мениң демәкчи болғиним, мән шәхсән қобул қилалаймән, әмма улар (уйғурларни демәкчи) буниңға қандақ қарайду, буни мән билмәймән.

Қәшқәр конашәһәрлик наһийәлик меһманханидин телефонимизни алған хитай мулазимәтчилири һөкүмәтниң районда йолға қоюватқан муқимлиқ тәдбирлирини қобул қилалайдиғанлиқини вә бу вәзийәттин рази икәнликини билдүрди.

Телефонимизни дәсләп бир аял мулазим алди, униңдин нөвәттики қаттиқ муқимлиқ тәдбирлиригә инкасини сориғинимизда у бу хил қаттиқ тәдбирләрни қобул қалалайдиғанлиқини билдүрди.

Мухбир: мән нөвәттә йолға қоюлуватқан қаттиқ муқимлиқ тәдбирлиригә қарита хитайларниң инкасини билмәкчи идим.
Хитай мулазимәтчи аял: биз һәммимиз бу әһвалға көнүп кәттуқ, бу хил вәзийәттин қорқуш туйғусиму йоқ биздә. Бу хил вәзийәтни биз қобул қилалаймиз.

Мухбир: ундақта сизниң қаришиңиз қандақ? сиз бундақ қаттиқ тәдбир елишни тоғра дәп қарамсиз яки хата болди дәп қараватамсиз?сизниңчә һазирқи сиясәт қаттиқ болуп кәтмидиму?
Хитай мулазимәтчи аял: сиясәттә қаттиқ тәдбирләрниң қоллиниши бизни қоғдаш үчүн болуватиду.

Мухбир: сиз мушундақ қилиш тоғра дәп қарайдикәнсиз. Ундақта, сақчилар йоқ болса қандақ қилисиләр?сиз бу хил қаттиқ башқуруш уларни(уйғурларни) рәнҗитиду дәп қаримамсиз? силәр бу хил наразилиқ кәйпиятидин әнсиримәмсиләр? сизниңчә техиму көп сақчилар силәрни қоғдиши керәкму?

Әмма телефонда дәсләпки соаллиримизға җаваб бәргән бу аял мулазимәтчи бу соалларға җаваб бәрмиди. Шу чағда аял мулазимәтчи билән сөзлишиватқан мәйданда хитай миллитидин болған йәнә бир әр кишиниң униңға телефонни қоюветиш һәққидә дегән гәплири аңланди.

Намәлум әр: гәп қилма, телефонни үзүвәт!

Аял мулазимәтчи сөзлишиватқан телефонни әр кишигә бәргәндин кейин, хитай әр хизмәтчиси райондики “муқимлиқ тәдбирлири” гә қандақ қарайдиғанлиқи һәққидики соаллиримизға район вәзийитиниң наһайити яхши икәнликини тәкитләп, еһтиятчанлиқ билән җаваб бәрди.

Мухбир: сиз хәнзу миллитидин болған бир пуқралиқ салаһийитиңиз билән һазир шинҗаңда йүргүзүлүватқан алаһидә сиясәткә қандақ қарайсиз?
Хитай хадим: наһайити яхши дәп қараймән.

Мухбир: игилишимизчә, ичкири өлкиләрдин пәрқлиқ һалда районда сақчилар интайин җиқ икән, болупму районда уйғурларға қаритилған башқуруш интайин чиң икән. Сиз бир хәнзу болуш сүпитиңиз билән буниңға нисбәтән қандақ кәйпиятта болуватисиз?
Хитай хадим: кәйпиятим интайин яхши.

Мухбир: сақчила интайин көпкән. Аңлишимизчә, һәр 200 метирда бирдин сақчи қаравулханиси бар дәйду. Бундақ әһвалда қандақ туйғуда болуватисиз?
Хитай хадим: чегра райондики сиясәттә бу! нормал әһвал дәп қараймән.

Мухбир: сиз бу хил қаттиқ башқурушни нормал дәп қарамсиз?
Хитай хадим: наһайити нормал дәп қараймән. Мениңчә, бу тәдбирләр болиду.

Сөһбәт җәрянида бу хитай хадим телефонниң америкадин кәлгәнликини вә өзиниң “әркин асия радийоси” ниң мухбири билән параңлишиватқанлиқини билгәндин кейин, позитсийәсини кәскинлик билән өзгәртти. Шуниң билән бир вақитта у йәнә наһайити қәтийлик билән башқа дөләт мухбирлириниң хитайниң ички ишлириға арилашмаслиқини агаһландурди.

Мухбир: бизгә райондики башқурушниң қаттиқлиқи һәққидә учурлар кәлгән, шуңа әһвал игиләп бақай дегән идим.
Хитай хадим: сиз қәйәрниң адими? сиз қайси тармақта ишләйсиз?

Мухбир: мән америкидики “әркин асия радийоси” ниң мухбири.
Хитай хадим: сизниң бизниң ишлиримизға арилишиш һәққиңиз йоқ.

Мухбир: бу ички ишларға арилишиш әмәс. Биз пәқәт хитай пуқралириниң бу хил сиясәткә қарита инкасини игиләп бақмақчи. Йәни демәкчи болғиним, районда тиҗарәт қиливатқан хитай карханичилири, меһманхана-ресторан хоҗайинлириниң һазир йүргүзүлүватқан бу юқири бесимлиқ сиясәткә қарита инкасини билип бақай дегән идим.
Хитай хадим: булар тоғрилиқ учур беришкә болмайду.

Мухбир: немишқа? сәвәбини билсәм боламду?
Хитай хадим: буларни саңа десәм болмайду. Бу ички қисимдики әһваллар.

Мухбир: әмма уйғурлар буниңдин нарази икән, хәнзуларниң бу һәқтики қаришини билсәм дәймән.
Хитай хадим: бу түзүмдин ким раһәтсиз икән?

Мухбир: уйғурларниң интайин нарази икәнлики мәлум.
Хитай хадим: улар наразилиқини саңа ейттиму? у ким икән?

Мухбир: шундақ, улар инкас қилди, бир мухбир болуш салаһийитим билән сизниң қаришиңизни билип бақай дәймән.
Хитай хадим: бу әһвалларни ашкарилашқа болмайду, сәвәбини саңа десәм техиму болмайду.

Мухбир: ундақта, шәхсән өзиңизниң қариши қандақ? сиз бу хил қаттиқ башқуруш тәдбирлиридин қорқуш һес қилмамсиз?
Хитай хадим: мениң кәйпиятим бәкла яхши.

Мухбир: чүнки сақчилар сизни қоғдайду, шундақму?
Хитай хадим: башқиларниму қоғдайду, уйғурларму хитай пуқраси.

Мухбир: әмма уйғурлар меһманханиларда яталмайдикән, уйғурлар қәйәргила барса тәкшүрүштин өтидикән шундақла бу тәкшүрүш бәкла қаттиқ икән. Инкасларда улар өзлириниң 2-дәриҗилик пуқра муамилисигә учраватқанлиқидин шикайәт қипту.
Хитай хадим: бундақ әһвал йоқ. Биз хәнзуларму охшашла қаттиқ тәкшүрүштин өтимиз.

Мухбир: силәр хәнзуларму тәкшүрүштин өтидикәнсиләр. Силәр бу әһваллардин аваричилик һес қилмамсиләр?
Хитай хадим: яқ, аваричилик һес қилмаймиз, чегра районда йолға қоюлған сиясәт болғачқа чүшинишкә болиду.

Мухбир: йәни һөкүмәтниң районда йолға қоюватқан бу хил қаттиқ қол сиясәтлирини қобул қилишқа болиду, дәп қарайсиз, шундақму? мән шундақ хәвәр бәрсәм боламду?
Хитай хадим: тоғра, шундақ демәкчимән.

Һалбуки бу йил 9- айниң бешида қәшқәрниң қағилиқ наһийәсидин зияритимизни қобул қилған бир хитай содигәр нөвәттә уйғур диярида йолға қоюлуватқан бу хил “муқимлиқ тәдбирлири” ни уйғурларға қаритилған “радикал бастуруш сиясити” дәп әйиблигән иди.

У әйни вақиттики зияритимиз җәрянида мундақ дегән иди: “мән шинҗаңдики бихәтәрлик тәдбирлири зиядә мукәммәл вә қаттиқ дәп қараймән. Һазир йәрликниң сиясити һәммидә муқимлиқни тәкитләш, муқимлиқ хизмитини чиң тутуш. Улар үчүн иқтисадий қурулуш мәсилә әмәс. Мениңчә, даириләр һазир бу җайда муқимлиқни сақлашни зиядә тәкитлигәнлики сәвәблик зиддийәт барғанчә өткүрләшкән бир вәзийәтни өзи пәйда қиливатиду. Һәммә җайда көзитиш әслиһәлири йәни камералири бар. Бизниң ширкитимизниң қилидиған ишиму алақә үскүнилири, көзитиш камераси вә бихәтәрлик әсваблирини орнитиш.”

Әйни чағда бу хитай содигәр йәнә һөкүмәт даирилириниң уларға охшаш хитай тиҗарәтчилириниң район вәзийити һәққидики наразилиқ тәләплирини қобул қилмайватқанлиқидин шикайәт қилған иди.

Хитай содигәр өз наразилиқини билдүрүп мундақ дегән иди: “һәй, немисини дәйсиз. Һазир йәрликниң сиясити һәммидә муқимлиқни тәкитләш, муқимлиқ хизмитини чиң тутуш. Улар үчүн иқтисадий қурулуш мәсилә әмәс. Уйғурлар тәқиб астиға елинип, халиған җайларға берип ишләш әркинликидинму мәһрум қилинмақта. Бу хил қаттиқ сиясәт бизгә охшаш тиҗарәт қиливатқан, ширкәт ечиватқан хитайларниң уйғурларни яллап ишлитишигә қийинчилиқ шәкилләндүрүватиду. Биз һазир тиҗарәттә еғир зиян тартиватимиз.”

Бу хитай тиҗарәтчи уйғур дияридики қаттиқ бастуруш вәзийитигә қарита әндишисини билдүрүп: “мән шинҗаңға кәлгинимгә 10 йил болай деди. Дәсләп кәлгән чағларни сеғиниш ичидә әсләймән. У чағларда уйғурлар билән хәнзулар азадә параңлишаттуқ, психик җәһәттиму тосалғулар йоқ иди. Һазир башқилар (уйғурларни демәкчи) сән билән сөзлишишкә җүрәт қилалмайду, раст гепини қилмайду! мениңчә, бу хил әһвал йәрлик уйғурларда вәһимә вә қорқунч туйғуси қозғайду. Һес қилишимчә, наразилиқ кәйпияти күчлүк, дүшмәнлик нәзирини уларниң көзидин көрүш мумкин, әмма, улар сизгә буни ейтмайду. Һазир уйғурлардики наразилиқ кәйпияти барғанчә күчийиватиду, бу мени әнсиритиду.” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.