Доктор халмурат ғопур “сиясий мәсилә” сәвәбидин тәкшүрүлмәктә
2018.01.08
Уйғурлар диярида барғансери юқури пәллигә чиқиватқан сиясий тәқиб вә тутқунда уйғурларниң әң мунәввәр зиялийлири, содигәрлири вә башқа саһәләрдики сәрхиллириниң тутқун нишани болуватқанлиқи мәлум.
Йеқинда шинҗаң уйғур аптоном районлуқ йемәклик вә дора мәһсулатлирини тәкшүрүш вә назарәт қилиш идарисиниң башлиқи, доктор халмурат ғопурниң “еғир сиясий мәсилә” сәвәбидин намәлум җайда тәкшүрүлүватқанлиқи дәлилләнди.
Мәлум болушичә, халмурат ғопур 1993-йили русийәниң сант петирбург теббий университетида докторлуқ унвани алғандин кейин үрүмчигә қайтип келип теббий саһәдә хизмәт қилған. 1996-Йили аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисиниң мудири, 1998-йилидин башлап шинҗаң теббий университетиниң муавин мәктәп мудири вә мудири болуп ишлигән. 2017-Йили 3-айда уйғур аптоном районлуқ йемәклик вә дора мәһсулатлирини тәкшүрүш вә назарәт қилиш идарисиниң башлиқлиқиға йөткәлгән.
Халмурат ғопур 1990-йиллири хитайда “мәмликәт бойичә он мунәввәр яш” ниң бири болуп баһаланған шуниңдәк уйғур миллий тебабитини ғәрбчә давалаш билән бирләштүрүп нәпәс йоллири кесәллирини давалаштики нәтиҗилири сәвәбидин хәлқ аммиси вә һөкүмәт тармақлириниң бирдәк етирап қилишиға еришкән сәрхил зиялийлардин болуп қалған иди. Ундақ болса, бу қетим униң “тәкшүрүш” кә елип кетилишидә қандақ сәвәбләр болуши мумкин?
Норвегийәдә олтурушлуқ зумрәт турсун халмурат ғопурниң йеқинқи әһвалидин яхши хәвәрдар кишиләрниң бири. У бу һәқтә өзиниң билидиғанлирини сөзләп бәрди һәмдә бу ишларни бирәр ай илгири вәтәндики тонушлиридин аңлиғанлиқини ейтти. Униң ейтишичә, хитай бихәтәрлик хадимлири халмурат ғопурни “компютерда миллий ашқунлуққа даир мәзмундики язмиларни сақлиған” дегән баһанидә қолға алған.
Халмурат ғопурниң тутқун қилинишиға мунасивәтлик башқичә мәлуматлар хитай сиясий-қанун университетиниң профессори, “ву фатйән” тәхәллусидики язмилири билән тонулған хитай қануншунаси ву дәнхоңниң “чоңқур йошурунған икки йүзлимичиләрдин һошяр болайли!” сәрләвһилик тор язмисида учрайду. Хитайдики әң чоң тор бекәтлиридин болған сина торида 2017-йили язда елан қилинған бу мақалида ейтилишичә, халмурат ғопур шинҗаң теббий университетиниң мудири болған мәзгилдә мәктәп парткоминиң секретари ли биң билән йириклишип қалған. Ли биң шинҗаң тииббий университетида байриқи рошән һалда “миллий бөлгүнчилик” кә вә “үч хил күчләр” гә қарши қәтий күрәш қилған. Әмма халмурат ғопур көп қетим бу һәқтики тәдбирләргә қарши чиққан. Болупму 2009-йилидики “5-июл вәқәси” вәқәсидин кейин мәктәп қорусида бир қисим уйғур оқуғучиларниң исламий кийимләрни кийиши байқалғанда ли биң бу һадисиләрни қәтий чәкләшни оттуриға қойған, әмма мәктәп мудири халмурат ғопур “бундақ кийиниш уйғурларниң өрп-адити шундақла диний етиқад әркинлики” дәп бу тәклипни рәт қилған.
Мақалида көрситилишичә, аридин узун өтмәй хитай секретар ли биң үч милйон сомдин артуқ пара йегәнлики ашкарилинип, он йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Әмма мақалә аптори бу һадисини “халмурат ғопур өзиниң юғури дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири билән болған йеқин мунасивитидин пайдилинип ли биңни ориға иттиривәткән” дегән тәрздә баян қилған. Мақалидә йәнә ли биңниң һәр вақит юқири дәриҗилик һөкүмәт тармақлириниң “муқимлиқ” тәдбирлирини еғишмастин иҗра қилип кәлгәнлики, униң байриқи рошән һалда “үч хил күчләр” гә қарши турғанлиқини узундин узун мисаллар арқилиқ чүшәндүргән. Шуниң билән биргә халмурат ғопурдәк “икки йүзлимичи” рәһбирий кадирларниң “принсипқа хилап һалда көплигән лаяқәтсиз аз санлиқ милләт оқуғучилирини теббий университет дохтурханисиға хизмәткә қобул қилғанлиқи”, шу арқилиқ өзиниң “қара нийәтлик суйиқәсти” гә адәм топлиғанлиқини әйиблигән.
Биз бу һәқтики әһвалларниң тәпсилатини игиләп беқиш үчүн алди билән халмурат ғопур ахирқи қетим рәһбирий вәзипидә болған шинҗаң уйғур аптоном районлуқ йемәклик вә дора мәһсулатлирини тәкшүрүш вә назарәт қилиш идариси билән алақиләштуқ. Идариниң хитай кадирлиридин бири бу һәқтики соалларға җаваб берип, өзиниң бу һәқтики әһваллардин хәвәрсиз икәнликини ейтти. Әмма халмурат ғопурниң һазир немә хизмәт қиливатқанлиқи һәққидә соал сориғинимизда униң “дәм елиш” та икәнликини ейтти. Халмурат ғопурниң хизмәттә “миллий мәсилиләр” ни қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқини сориғинимизда бундақ соалларға пәқәт тәшкилат бөлүмидикиләрниң җаваб берәләйдиғанлиқини ейтти.
Шуниңдин кейин биз халмурат ғопур узун мәзгил мәктәп мудири болуп ишлигән шинҗаң теббий университет билән алақиләштуқ. Мәзкур университетниң кадирлар бөлүмидики бир хитай кадир бу һәқтики соалларға җаваб берип, “халмурат ғопур қолға елинған,” дегән учурниң анчә тоғра болмиғанлиқини, өзиниң “қолға алди” дәп хәвәр аңлимиғанлиқини тәкитлиди у, халмуратниң қолға елинмиғанлиқини, бәлки “партийә интизамиға хилаплиқ қилған” лиқ мәсилиси үчүн үчүн алақидар қанун орунлириниң һазир уни тәкшүрүватқанлиқини алға сүрди. Биз халмурат ғопурға “сиясий җәһәттә мәркәз билән бирдәкликни сақлимиған” дегән әйибләш артилғанлиқи һәққидә гәп-сөз болуватқанлиқини ейтқинимизда, у өзиниң бу җәһәттики тәкшүрүш хизмитигә қатнашмиғанлиқини, шуңа буниңға бирнәрсә дейәлмәйдиғанлиқини ейтти. Биз униңдин “мәктәп парткоминиң сабиқ секретари ли биң билән халмурат оттурисидики зиддийәт бу қетимқи тәқибгә сәвәб болғанму?” дәп сориғинимизда, у өзиниң мундақ қаримайдиғанлиқини, бәлки халмурат ғопурниң мәсилиси “партийәлик бир рәһбирий кадирниң партийә интизамиға хилаплиқ қилиш икәнлики” әни, шуниңдәк униң партийә қаидисигә хилап иш қилғанлиқини тәкитлиди. У йәнә халмурат ғопурниң “дөләтниң образиға нуқсан йәткүзүш” характеридики, шуниңдәк дөләтниң милләтләр сияситигә, “милләтләр иттипақлиқи” ға қарши мәзмундики гәп сөзләрни вә язмиларни тарқатқанлиқини, бундақ адәмниң ким билән зиддийити болуш-болмаслиқидин қәтийнәзәр, партийә интизами бойичә тегишлик җазаға учрайдиғанлиқини қәйт қилип өтти.
Ахирида халмурат ғопурниң “сиясий” мәсилиси һәққидә конкретрақ қандақ мәсилә барлиқини сориғинимизда, у алақидар қанун органлири ахирқи хуласини чиқириштин бурун бу һәқтә пикир қилишқа болмайдиғанлиқини, бу һәқтики әһвалниң тәпсилати тәкшүрүш ахирлашқанда җәмийәткә ашкарилинидиғанлиқини тилға алди.
Мәлум болушичә, халмурат ғопурни хитай сақчи даирилириниң елип кәткәнлики һазир уйғур диярида көп қисим кишиләр билидиған ишлар болсиму, кишиләрниң бу һәқтә сөз қилиши қаттиқ чәкләнмәктә икән. Бу саһә билән тонушлуқ паалийәтчиләр бу һәқтә сөз қилип, “хитай һөкүмитиниң нөвәттә қиливатқанлири әмәлийәттә 1930-йиллири уйғурлар дияриға ‛йәрлик падишаһ‚ болувалған җаллат шең шисәйниң қилмишлирини әйнән тәкрарлаштин башқа нәрсә әмәс,” дейишмәктә.