Паалийәтчиләр: “халмурат ғопурниң қисмити уйғурларниң тәқдиридин бир бешарәттур!”

Мухбиримиз әзиз
2018.01.10
Xalmurat-ghopur-2016.JPG Халмурат ғопур бейҗиңдики мәркизий хәлқ телевизийә истансисиниң зияритидә. 2016-Йили авғуст.
CCTV

Йеқинда уйғур диярида көзгә көрүнгән уйғур рәһбирий кадирларниң бири шуниңдәк шөһрәт қазанған теббий илим тәтқиқатчиси халмурат ғопурниң намәлум “сиясий сәвәб” ләр түпәйлидин тәкшүрүшкә елип кетилгәнлики мәлум болди. Муһаҗирәттики бир қисим паалийәтчиләр бу һәқтә пикир қилип, буниң ноқул бир шәхскә қаритилған һәрикәт әмәсликини, бәлки уйғур миллити нөвәттә дуч келиватқан омумий қисмәтниң бешарити икәнликини алға сүрди.

1990-Йилларниң ахирлиридин башлап “доктор халмурат ғопур” дегән исим уйғур дияридики чоң-кичик һәммәйләнгә тонушлуқ бир намға айланди. Болупму униң 1993-йили русийәдики сант-петрбург теббий университетидин докторлуқ унвани елип үрүмчигә қайтип келиши уйғур дияридин чәтәлләргә чиқип алий билим юртлирида оқуш һәмдә юртиға қайтип келип өз хәлқигә хизмәт қилишниң әң ярқин үлгиси сүпитидә радио, телевизийә вә гезит-журналларда көпләп тонуштурулди.

Аридин узун өтмәй доктор халмурат ғопур рәһбирий кадирлиқ орниға қоюлуп, дәсләп аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисиниң мудири, кейинчә “шинҗаң теббий университети” ниң мудири болди. 2017-Йилиниң бешида болса ш у а р йемәклик вә дора мәһсулатлирини тәкшүрүш-назарәт қилиш идарисиниң башлиқи болуп йөткилип, назир дәриҗилик рәһбирий кадир болди. Әмма аридин узун өтмәй униң намәлум “сиясий сәвәб” билән тәкшүрүлүватқанлиқи мәлум болди. 

“шинҗаң теббий университети” ниң кадирлар бөлүмидики хитай кадирлардин бири бу һәқтики соалларға җаваб берип, халмурат ғопурниң партийә интизамиға хилаплиқ қилғанлиқи ениқланса униң җәзмән биртәрәп қилинидиғанлиқини, әмма бу һәқтики тәкшүрүшниң хуласиси мәлум болғучә бу ишларниң сирттин мәхпий тутулидиғанлиқини билдүрди.

У сөзиниң ахирида партийә әзаси болғанлар ичидә һечкимниң алаһидә болувелишиға йол қоюлмайдиғанлиқини, рәһбирий вәзиписи қанчилик юқири болушидин қәтийнәзәр партийә интизамиға хилаплиқ қилған һәрқандақ кишиниң тегишлик җазаға учрайдиғанлиқини тәкитлиди. 

Халмурат ғопурниң намәлум җайда “сиясий тәкшүрүш” кә елип кетилгәнлики уйғур дияриниң ичи вә сиртидиму бәлгилик тәсир қозғиди. Йеқинда уйғур дияридин америкиға кәлгән атақлиқ шаир, режиссор таһир һамут әйни вақитта халмурат ғопур үрүмчигә қайтип кәлгәндики әһвалларни әслигәч, бу вәқәниң уйғур дияридики яшларға бир зор илһам болғанлиқини тилға алди. 

Халмурат ғопур әйни вақитта хизмәт қилған аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисиниң сабиқ дохтури, һазир америкиниң вашингтон шәһиридики вашингтон дохтурханисида хизмәт қиливатқан җүрәт обул әпәнди өз вақтида халмурат билән бирнәччә йил биллә хизмәт қилған. У әйни вақиттики әһвалларни әсләп, халмурат ғопур аптоном районлуқ уйғур тебабити дохтурханисиға йеңидин хизмәткә чүшкән вақитларда буниң һөкүмәт ахбаратида зор бир тәшвиқат темиси болғанлиқини билдүрди. 

Таһир һамут өзиниң 2017-йили язда, йәни үрүмчидики вақитлирида бир достидин халмурат ғопурни хитай даирилириниң елип кәткәнлики һәққидә учур алғанлиқини тилға алиду. Башқа уйғурларға охшаш йиллардин буян һәм һөкүмәткә һәм уйғур хәлқигә иҗабий тәсир берип келиватқан бундақ бир юқири салаһийәтлик уйғур кадирни сақчиларниң елип кәткәнлики таһирниму әйни вақитта бәкла һәйран қалдурған. Буниң сәвәблири һәққидә болса охшаш болмиған гәп-сөзләр тарқалған. 

Сиясий саһә билән һечқандақ бағлиниши болмиған теббий саһәдики һәммигә тонушлуқ бир шәхсниң бирдинла “сиясий сәвәб” билән тәкшүрүлүшкә елип кетилиши һәққидә дохтур җүрәт обул башқичә қарашта. Униң пикричә, халмурат ғопурниң йеңи хизмәткә киргән вақитлири болсун яки һазирқи рәһбирий кадирлиқ салаһийити болсун бирдәк хитай һөкүмитиниң уйғур районидики сиясәт еһтияҗи билән зич мунасивәтлик. Халмурат ғопурниң бу қетим “моллақ етиши” ни болса “лазими қалмиған аяқни ташливәткән” ликкә охшитиш мумкин икән.

Бу җәһәттә таһир һамутниң қариши җурәтниңкигә охшап кетиду. У халмурат ғопурдәк уйғур кадирларға берилгән һәрқандақ әмәл-мәнсәпниң мустәмликә түзүми астида һечқачан капаләткә игә әмәсликини, бу қетим халмурат дуч кәлгән қисмәтниң маһийәттә хитай һөкүмити өткән әллик йил мабәйнидә йерим-ялиңач шәкилдә иҗра қиливатқан миллий зулумниң ниқабини йиртип ташлиғанлиққа баравәр икәнликини қәйт қилди.

Җүрәт өзиниң көргән-билгәнлиригә асасән халмурат ғопурниң рәһбирий орунға өстүрүлгәндин кейин “оттура йол” шәклини қоллинип, имканийити яр бәргән даиридә уйғурлар үчүн аздур-көптур бир иш қилиш үмидидә болғанлиқини алға сүриду. Әмма униң қаришичә, халмурат ғопурниң шунчә еһтиятчанлиқ билән иш көрүпму һуҗум обекти болуштин хали болалмаслиқи теги-тәктидин алғанда хитай һөкүмитиниң һечқандақ уйғурға ишәнмәйдиғанлиқини, шуниңдәк уйғурларниң нөвәттә омумйүзлүк һалда “дүшмән” дәп қариливатқанлиқини көрситидикән.

Мәлум болушичә, халмурат ғопур һәққидики “сиясий тәкшүрүш” ниң ахирқи нәтиҗиси намәлум болсиму, һазир бу тоғрилиқ охшаш болмиған гәп-сөзләр оттуриға чиқмақта икән. Уйғур дияридики вәзийәт билән тонушлуқ кишиләр бу һәқтә тохтилип, “сиясий җәһәттин хаталашқан уйғур рәһбирий кадирларниң әһвали омумән еғир ақивәтләр билән хуласилинип кәлгән,” дейишмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.