Йәрлик даириләр: аһалиләрниң 40% ни қайта тәрбийиләш һәққидә уқтуруш бар

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.10.03
heyt-namaz-heytgah-saqchi.jpg Һейтгаһ җамәсигә һейт намизи өтүш үчүн маңған уйғурлар вә чарлаватқан хитай сақчилири. 2017-Йили 26-июн, қәшқәр.
AFP

Уйғур районидики йепиқ тәрбийиләш мәркәзлири һәққидә әһвал ениқлашлиримиз давамида бир қисим йәрлик даириләр аһалиләрниң 40% ни қайта тәрбийиләш һәққидә уқтуруш барлиқини тилға алди. Қарақаш наһийисиниң ақсарай йеза баш юлғун кәнт аманлиқ мудири өзлиригә юқиридин чүшүрүлгән аһалиләрни қайта тәрбийиләш вәзиписиниң 40% икәнликини, өзлириниң һазирға қәдәр бу вәзипини 15% орунлиғанлиқини билдүрсә, қара җилға кәнт секретари, өзиниң бу вәзипини әмдила 4% орунлиғанлиқини билдүрди. Пәйзиват шаптул сақчиханисиниң хадими қайта тәрбийиләшниң сан вәзиписи һәққидә мәлумати йоқлуқини, әмма тутқун қилинғанларниң 80% ни җазалаш һәққидә уқтуруш барлиқини баян қилди.

Хитай даирилири бу йил киргәндин буян һәрқайси җайларда ечилған йепиқ тәрбийиләш мәркәзлирини кәң көләмдә кеңәйткән, бәзи җайларда һәр икки аилидин бир кишини қамаққа алған, бәзи мәһәллиләрдә өй бастуруп адәм тутқан, бәзи аилиләрдин әр-аял яки қериндашлар болуп 5-6 дин кишини тутқун қилған болсиму, әмма бу дағдуғилиқ вә кәң-көләмлик һәрикитини һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ бир ашкара һөҗҗәт яки ахбарат тарқатмиди. Әксичә, бир тәрәптин хәлқараға уйғур райони вәзийитиниң тинч вә иттипақлиқини тәшвиқ қилса, йәнә бир тәрәптин, бу вәзийәтни ашкарилиған хәвәр вә пакитларни инкар қилмақта. Һәтта даириләр кишиләрниң бешиға қара халта кийдүрүлүп әкилиниватқан, бу йепиқ тәрбийиләш мәркәзлирини, “кәспий иқтидар йетилдүрүш мәркизи”, “пуқралар мәктипи” дегәндәк намлар билән орунниң әсли маһийитини йошурмақта. Биз йепиқ мәркәзләр һәққидики ениқлашлиримиз давамида, иҗраатни елип бериватқан даириләрниң, рәсмий һөҗҗәт вә уқтурушлири һәққидә мәлумат елишқа тириштуқ. Йәрлик даириләр, бу һәқтә өзлириниң рәсмий қизил башлиқ бир һөҗҗәтни көрмигәнликини, әмма йеза вә наһийәдә ечилған йиғинларда, ағзаки уқтуруш арқилиқ өзлиригә аһалиләрниң 40% ни қайта тәрбийиләш һәққидә вәзипә чүшүрүлгәнликини ашкарилиди.

Мәлум болушичә қарақаш наһийә ақсарай йеза баш юлғун кәнтидә һазирға қәдәр 82 киши тәрбийиләш мәркизигә әвәтилгән, 61 киши қамаққа һөкүм қилинған. Кәнт секретари бу һәқтики сөһбитимиз давамида, өзлириниң қайта тәрбийиләш вәзиписини, юқири дәриҗилик орунлар күткән дәриҗигә елип баралмиған болсиму, әмма башқа кәнтләргә нисбәтән, вәзиписини яхши орунлиғанлиқини, йәни аһалиләр нопусиниң 15% ни тәрбийиләш мәркизи вә түрмигә йолға салғанлиқини баян қилди.

Ақсарайниң қара җиға кәнт секретариниң баянлиридин мәлум болушичә, қара җилғиндин һазирға қәдәр 84 киши тутулған вә кесилгән; кәнтниң нопуси 1956 болуп, мәзкур вәзипини орунлишиниң 4% гиму йәтмигәнликини тилға алған кәнт секретари, өзиниң нөвәттә бу җәһәттә беши қетиватқанлиқини ипадилиди.

Пәйзиватниң шаптул сақчихана хадими, өзиниң қанчилик адәм тутуш һәққидә бир һөҗҗәт яки уқтуруш тапшурувалмиғанлиқи, әмма әсәбийлик аламити бар бирму кишиниң тутқунниң сиртида қалмаслиқ, тутулғанларниң 80% ни чоқум җазалаш һәққидә бир сақчи саһәсиниң йиғинида мәхсус хәвәрләндүрүлгәнликини ашкарилиди. Бу сақчи хадими йәнә өзи тәвә кәнттин һазирға 46 кишини тутқанлиқи, буниң 33 ниң кесилгәнлики, 13 ниң болса қайта тәрбийәдә икәнликини мәлум қилди.

Юқирида, уйғур райониниң бәзи җайлирида аһалиниң 40% ни қайта тәрбийиләш һәққидә уқтуруш чүшүрүлгәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.