Корлидики бир “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” ниң “тәрбийәләш мәркизи” һәққидә көргән-аңлиғанлири (4)

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.12.27
yepiq-terbiyelesh-korla-turme.jpg Икки нәпәр хитай сақчисиниң “тәрбийәләш мәркизи” ниң алдида турған көрүнүши. 2017-Йили 2-ноябир, корла.
AP Photo/Ng Han Guan

 

Корлада “йепиқ тәрбийә мәркизи” гә априлған, әмма саламәтлик тәкшүришидин өтәлмигәнлики үчүн аилисигә қайтурулған “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” өзиниң йезилиқ сақчиханида сорақ қилиниш давамида қейин-қистаққа шаһит болғанлиқини ашкарилиди. Униң дейишичә, у сорақханини сүпүриватқан мәзгилдә төмүр орундуққа бағланған бир гумандарниң қолида койза зәхмисидин қан чиқиватқанлиқини көргән. Гумандар ағриқ азабини пәсәйтиш үчүн у сүпүриватқан тамака қалдуқидики булутни койза билән қоли арисиға қистурушни тәләп қилған. Гумандар бу тәлипи сәвәблик сақчиларниң тил вә һақаритигә учриған. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.


Учурлардин мәлум болишичә, нөвәттә уйғур районида зор санда киши йепиқ тәрбийәләш мәркизигә қамалмақта. Буларниң әнә шу тәрбийәләш мәркәзлиридә вә әнә шу мәркәзләргә апирилиштин бурун сақчиханиларда бешидин немиләрни кәчүриватқанлиқи даириләр тәрипидин изчил һалда сир тутулмақта. Корлидики милләтләр иттипақлиқи үлгиси наман бавудунниң баян қилишичә, сақчилар, тәрбийәләш ойекитлирини бекитишниң алдида уларға гунаһ артиш, төһмәт чаплаш, тәһдитлик сорақ қилиштин башқа йәнә бәзидә қейин-қистақ җазасини қоллиниду. 

Корланиң ават йеза 6 ‏-кәнт әзаси, 25 яшлиқ мутәллип абдувәли, мушу айниң дәсләпки һәптиси, йезилиқ сақчихана хадимлири тәрипидин қейин қистаққа елинған. Сақчилар төмүр орундуққа бағланған мутәллип абдувәлиниң қолиға койзини қоли қаниғидәк дәриҗидә чиң салған. Мутәллип койзини бошутушни тәләп қилғанда рәт қилинған. У сорақханини сүпүриватқан милләтләр иттипақлиқи үлгисидин койза билән қоли арисиға йәрдики тамака қалдуқиниң булутини қистуруп қоюшни тәләп қилғанда сақчиларниң тил вә һақаритигә учриған. Мәлум болушичә, мәзкур сақчиханиниң йәр асти өйи зал вә сорақханидин ибарәт икки ханидин тәркип тапқан. Сорақ қилинишни күтүп залда бирқанчә кечини таң атқузидиған гумандарларниң орнида мидирлимай туруши яки олтуруши тәләп қилиниду; һаҗәтханиға бериш қетим саниму чеклиниду; бу түзүмгә хилаплиқ қилғанлар сақчиларниң тил вә тәнқидигә учрайду. Сақчиханида сорақ қилинишни күтиватқанлар арисида яшанғанлар, вә кесәлләрму бар болуп, уларниң бу түзүмгә бойсуниши еғир бир қейин-қистақ азабини һес қилдуриду. 

Мушу айниң 2 ‏-вә 3 ‏-күнлири мәзкур сақчиханида қийин-қистаққа елинған мутәллип абдувәлиниң, аталмиш гунаһи, қандақ бир сәвәб яки баһанә билән тутулғанлиқи мәзкур “милләтләр иттипақлиқи үлгиси”, шаһид наман бавудунға мәлум әмәс. Бу шаһидниң йәнә баян қилишичә, бу нуқтилар бәлким йепиқ тәрбийә мәркизидики мутләқ көп сандики кишиләр өзиниң немә үчүн тутулғанлиқини билмигәнгә охшаш, гумандар мутәллип абдувәлиниң өзигиму мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.