Җорҗитавн университетида өткүзүлгән муһакимә йиғинида уйғур мәсилилири кәң музакирә қилинди

2008-09-21

18 - Сентәбирдин 21 - Сентәбиргичә давамлашқан америка пайтәхти вашингтондики җорҗитавн университетида өткүзүлгән мәркизий явро - Асия җәмийитиниң хәлқаралиқ муһакимә йиғининиң шәнбә күнидики мәхсус тарих муһакимә тармиқида "уйғур ели вә уйғурларниң заманиви тарихшунаслиқи һәмдә хитай тилидин башқа мәнбәләр" мавзу астида үч мутәхәссис мәхсус уйғур һазирқи заман тарихи, уйғурчә вәхпә қол язма һөҗҗәтлири һәмдә уйғур тарихий мәнбәлирини қандақ ишлитиш вә униң муһимлиқи һәққидә илмий доклат бәрди.


 Мәзкур йиғинниң йәкшәнбә күнидики сиясәтшунаслиқ мәсилилиригә аит қисмида йәнә төт нәпәр мутәхәссис уйғурларниң қош тиллиқ маарип әһвали вә униң өтмүши, уйғур миллий тибабәт чүшәнчилири, 21 - Әсирдики уйғурларниң мәдәнийәт кимлик тәрәққияти һәмдә хитай ишләпчиқириш армийисиниң тәрәққият мусапилири вә характери қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләр һәққидә өз доклатлирини оқуп өтти.

Мәркизий явро - Асия җәмийитиниң бу қетимқи йиғинда уйғурлар һәққидә мәхсус он парчә мақалә оқулған болуп, тема даириси наһайити кәң, иҗтимаий пәнләрниң һәр саһәсигә мәнсуп мәсилиләр музакирә қилинидиған,дәриҗиси бир қәдәр юқири һесаблинидиған мәзкур муһакимә йиғинда уйғур темиси үчүн мәхсус икки доклат бериш соруни уюштурулуши көрүнәрлик йеңилиқ болуп һесаблиниду.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org