Уйғурлар истанбулда 2500 кишилик иптарға қатнашти

2008-09-17

Түркийиниң истанбул шәһириниң зәйтунбурну район башлиқи 15 ‏ - Сентәбир күни шәрқи түркистанлиқларға иптар зияпити бәргән. Иптарға зәйтинбурнида яшаватқан уйғурлар вә қазақлар болуп 2500 киши қатнашқан.


 Район башлиқи зияпәттә қилған сөзидә бу иптар зияпити арқилиқ шәрқи түркистан хәлқиниң рамизан ейини тәбрикләйдиғанлиқини билдүргән.
 
 Түркийә муһаҗирәттики шәрқи түркистанлиқларниң муһим паалийәт мәркәзлиридин бири: зәйтунбурну болса, истанбулдики шәрқи түркистанлиқлар мәркәзлик олтурақлашқан җай. Түркийидә нөвәттә, шәрқи түркистан вәхпи, шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқи түркистан көчмәнләр җәмийити, қәйсәри шәрқи түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити вә шәрқи түркистан яшлар тәшкилати қатарлиқ актип паалийәт елип бериватқан тәшкилатлар мәвҗут. Хитай мутәхәссислири түркийини шәрқи түркистанчиларниң идеологийә базиси дәп қарайду.

Уйғур районида, уйғурларниң роза тутуши һәр хил чәклимигә учраватқан, уйғур ашханилири роза мәзгилидә мәҗбурий ачтуруливатқан бу мәзгилдә, истанбул зәйтунбурну район башлиқиниң мәхсус шәрқи түркистанлиқларға иптар зияпити бериши диққәт тартмақта.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org