Таҗикистан билән хитай икки тәрәп чегра сизиқини ахирқи қетим бекитти
2008-09-21
Таҗикистан билән хитай арисидики узундин буян давамлашқан чегра мәсилисини ахирлаштуридиған ахирқи чегра абидисиниң йопуқини ечиш мурасими шәнбә күни, таҗикистан билән уйғур ели арисидики қара су еғизида өткүзүлди.
Җорҗитавн университетида өткүзүлгән муһакимә йиғинида уйғур мәсилилири кәң музакирә қилинди
2008-09-21
18 - Сентәбирдин 21 - Сентәбиргичә давамлашқан америка пайтәхти вашингтондики җорҗитавн университетида өткүзүлгән мәркизий явро - Асия җәмийитиниң хәлқаралиқ муһакимә йиғининиң шәнбә күнидики мәхсус тарих муһакимә тармиқида "уйғур ели вә уйғурларниң заманиви тарихшунаслиқи һәмдә хитай тилидин башқа мәнбәләр" мавзу астида үч мутәхәссис мәхсус уйғур һазирқи заман тарихи, уйғурчә вәхпә қол язма һөҗҗәтлири һәмдә уйғур тарихий мәнбәлирини қандақ ишлитиш вә униң муһимлиқи һәққидә илмий доклат бәрди.
Уйғур районида сәнлу сүт парашокидин зәһәрләнгән балилардин 86 си байқалған
2008-09-18
Зәһәрлик сүт парашок вәқәси бир һәптидин бери хитай җәмийитини алақзадә қилмақта. Бүгүн хитай вә хәлқара мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, хитайдики сүт парашок завутлириниң %20 и зәһәр тәркиплик мәһсулат ишләпчиқарған вә базарға салған.
Поскам наһийиси мәктәп балилирини 3 хил күчләргә қарши һәрикәткә чақирған
2008-09-18
Поскам наһийилик маарип идарисиниң тор бетидин ашкарилинишичә, бу наһийә 9 - Айниң 5 - Күни мәктәпләрни үч хил күчләргә қарши һәрикәткә чақирған, чақириқ мәзкур тор бәттики бир уқтурушта баян қилинған.
Уйғурлар истанбулда 2500 кишилик иптарға қатнашти
2008-09-17
Түркийиниң истанбул шәһириниң зәйтунбурну район башлиқи 15 - Сентәбир күни шәрқи түркистанлиқларға иптар зияпити бәргән. Иптарға зәйтинбурнида яшаватқан уйғурлар вә қазақлар болуп 2500 киши қатнашқан.
















