Уйғурлар “11‏-сентәбир вәқәси” ниң 16 йиллиқ хатирисидә немиләрни сәмимизгә салиду

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.09.11
911-11-sentebir-xatirilesh.jpg Мәрһумә гөһәрниң ата-аниси вә уруқ-туғқанлири невйорктики нөл нуқтида 11-сентәбир паҗиәсиниң 10 йиллиқини хатирилиди. 2011-Йили 11-сентәбир.
RFA

Бүгүн 11-сентәбир, дүшәнбә. Һәр йили бу вақитта америкилиқлар шу қетимлиқ террорлуқ һуҗумида һаятидин айрилған миңлиған бигунаһ кишиләрни әсләйду, уларни хатириләйду. Бүгүн әтигән ню-йорк шәһири, пенсилванийә штати вә вашингтон алаһидә районида мурасим өткүзүлүп, 2001‏-йили йүз бәргән “11сентәбир вәқәси” ниң 16 йиллиқини хатириләнди. Мурасимға террорлуқ һуҗумида һаятидин айрилған 3000 йеқин қурбанларниң аилә тавабиатлири, уруқ-туғқанлири, дост-ярәнлири, вәқәдә һаят қалғанлар вә башқилар иштирак қилди.Дуня сода мәркизи, бәшбурҗәклик бина вә шәнкисвелдики “11‏-сентәбир” хатирә мунарлириниң алдида өткүзүлгән мурасимларда бурунқиға охшаш қурбанларниң исми бир-бирләп оқуп өтүлди. Бәш бурҗәклик бинадики хатириләш мурасимиға президент трамп, шәнкисвелдики хатириләш мурасимиға муавин президент пенс иштирак қилди.

Бүгүн ню-йоркта террористлар тәрипидин қачурулған айропилан соқулуп уч миңларчә бигунаһ инсан билән тәң йоқ қилинған дуня сода мәркизи бинасиниң орниға ясиливатқан “11-сентәбир дөләт музейи” да, шу қетимлиқ террорлуқ һуҗумда зиянкәшликкә учриған бигунаһ инсанниң исимлири бирму бир оқуп өтүлди. Вәқәдә һаятидин айрилған қурбанларға вә шундақла уларниң аилә-тавабиатлириға чоңқур тәзийә билдүрүлди. Дуняни зил-зилиға салған бу террорлуқ һуҗумида һаятидин айрилған қурбанлар ичидә дуня сода мәркизиниң 96-қәвитидә ишләйдиған гөһәр сейит муһәммәт исимлик бир өзбекистанлиқ уйғур қизиму бар иди.

16 Йилдин буян ню-йорктики қош кезәк бина чүшүп кәткән нөл нуқтида охшаш җайда охшаш вақитта гөһәрниң аниси пәридә һәдә бу террорлуқ һуҗуминиң биваситә қурбанлири ичидики бирдин бир уйғур қизи болған гөһәрни әсләп узун дуалар қилди. Көз яшлирини техи тохтатмиған бу сәбрлик ана зияритимизни қобул қилип, бүгүн йәнә охшаш йүрәк париси гөһәргә вә зулум чекиватқан биһудә өлтүрүлүватқан уйғурларға вә барлиқ бигунаһ инсанларға узун узун дуа қилғанлиқини билдүрүп, “бу террорлуқ паҗиәси йүз бәргили 16 йил болди, қизим кәтти, бизгә охшаш нурғун аилиләр бу вәқәниң қалдурған азабини чекиватиду, шундақла һазирғичә, шәрқий түркистан вәтинимиздә, мисирда, сүрийәдә, дуняниң һәммә йәрлиридә бундақ паҗиәләр түгимиди. яш-яш балилиримиз, бигунаһ инсанлар қурбан болуватиду. Бүгүн қизимнила әмәс, шуларни ойлидим, қандақму ойлимай туралаймән, хатирҗәмлик һәммигә керәк, бундақ паҗиәләрниң әмди йүз бәрмәслики үчүн дуа қилдим,” деди.

Он биринчи сентәбир қурбанлири тизимигә елинған гөһәр сейит муһәммәт бу вәқәдики бирдин бир уйғур болуш сүпити билән, уйғурларниңму террорлуқниң қурбани икәнликиниң символи болуп қалди. Буниңдин сирт чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә көзәткүчиләр уйғурларниң бу вәқәниң биваситә қурбани болғандин сирт васитилик қурбани икәнликини илгири сүрүп кәлмәктә.

Америкидики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәшкилати бүгүн бу мунасивәт билән баянат елан қилип, “11-сентәбир вәқәси” дә қурбан болғанларниң аилә тавабиатлиридин һал сориди. Мәзкур тәшкилат баянатида, америка хәлқиниң әркинлик, кишилик һоқуқ вә демократийә ғайисини қоллайдиғанлиқини билдүрди. “хитай һөкүмитиниң уйғурларниң ислами етиқади билән һөкүмәтниң сияситигә қарши пикирләрни суйиистемал қилип, өзиниң шәрқий түркистандики террорлуққа қарши қолланған тәдбирлирини ақлаватқанлиқи” ни илгири сүрди.

Он биринчи сентәбир хатирә күнидә зияритимизни қобул қилған мәркизи вашингтондики “уйғур кишилик һоқуқ программиси” ниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим, уйғурлар, бу дуняни зилзилигә салған террорлуқ вәқәсиниң биваситә вә васитилик қурбани дәп қайта-қайта тәкитлиди вә бүгүнкидәк “11-сентәбир террорлуқ вәқәси” ни хатириләватқан муһим пәйттә, уйғурларниң кишилик һоқуқни қоғдашни мәқсәт қилған бир орган болуш сүпити билән хитайни уйғурлар үстидин елип бериватқан адаләтсизликлиригә хатимә беришкә чақиришни мәқсәт қилидиғанлиқини тәкитлиди.

“11-сентәбир вәқәси” америка тарихидикила әмәс, пүткүл дуня тарихидики бир зор бурулуш нуқтиси болуп қалған иди. Бу вәқә билән тәң, америка хәлқарани террорлуққа қарши ортақ күрәш қилишқа чақирған. Уйғур көзәткүчиләр болса “11-сентәбир вәқәси” америка туприқида йүз бәргән болсиму, бирақ уйғурларму мана мушу вәқә сәвәбидин әң еғир қурбан бәргүчиләргә айланғанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим илгири елан қилған баянатлирида хитай һөкүмитиниң “11-сентәбир вәқәси” ни уйғурларниң тинч сиясий һәрикитини вә иҗтимаий вә мәдәнийәт көз қариши охшимиған кишиләрни бастуруштики әң яхши пурсәт дәп билип, сиясий көз қарши охшимиған уйғурларни бастурғанлиқини көрсәткән. Дуня уйғур қурултийи вә башқа уйғур тәшкилатлири хитайни хәлқара терроризмға қарши күрәшни баһанә қилип, нәччә миңлиған уйғур мусулманлирини түрмиләргә ташлиғанлиқи вә зәрбә бәргәнликини әйибләп кәлгәндин сирт, хәлқара хәвәр вә анализлирида шундақла кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларниң доклат вә баянатлиридиму хитайниң демократийә вә әркинлик өктичиликини “террорлуқ” вә “бөлгүнчилик” дегән нам астида җазалаватқанлиқини, 2013 вә 2014-йиллири арисида террорлуқ, зораванлиқ васитиси қолланмиған 592 нәпәр уйғурниң юқириқидәк җинайәтләр билән сотқа тартилип, җазаланғанлиқи билдүрүлгән иди.

Бүгүн “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәшкилати елан қилған баянатида хитай һөкүмитиниң уйғур елини әң қаттиқ назарәт астида башқуруватқан бир сақчи дөлитигә айландуруп қойғандин башқа 2016-йили 1-айдин башлап иҗра қилип келиватқан “террорлуққа қарши қануни” вә аптоном районниң уни иҗра қилиш чарилири арқилиқ тинч йоллар арқилиқ хитай сияситигә қарши чиққучиларниму террорлуқ билән әйибләп бастурушни йәниму еғирлаштурғанлиқини қәйт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.