Америка-хитай иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитети 2017 ‏-йиллиқ доклатини елан қилди

Мухбиримиз ирадә
2017.11.24
amerika-xitay-dokilat-305.png .Ақсарай ахбарат комититиниң башлиқи майк роҗирз әпәнди хитай тәһтиди тоғрисида баянат қилмақта
AFP

Америка-хитай иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитети 2000‏-йили хитай-америка сода вә иқтисад мунасивитиниң америка дөләт бихәтәрликигә көрситидиған тәсирини көзитиш мәқситидә қурулған болуп, у америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң ортақ башқурушидики бир орган. Бу орган һәр йили бир қетим йиллиқ доклат елан қилидиған болуп, униң 2017 ‏-йиллиқ доклати 15 ‏-ноябир чаршәнбә күни елан қилинди. Бу органниң йиллиқ доклатиниң асасий хизмәт нишанини чүшиниш үчүн алди билән бу доклатниң кириш сөз қисмида йәр алған төвәндики җүмлиләргә қарап бақайли. Униңда мундақ дәп йезилған: “хитайниң рәһбәрлири кейинки бәш йиллиқ пиланида немиләрни алдинқи орунға қойиду? улар бу нишанлирини әмәлгә ашуруш үчүн немиләрни қилиду? хитайниң пиланлири америка үчүн иқтисадий, һәрбий вә гио-политика җәһәттин немиләрни ипадә қилиду? хитайни өткән он йилдин бери көзитип келиватқан бир орган болуш сүпитимиз билән биз төвәндики бир қанчә еқимни көзәттуқ. Биз бу еқимларни бундин кейинму давам қилиду, дәп қараймиз.”

657 Бәттин тәркиб тапқан доклат төвәндики баплар бойичә йезип чиқилған: иқтисадий вә тиҗарий мунасивәтләр, хитайниң америкиға салған мәблиғи, америкиниң хитай истемалчилар базиридики әһвали, хәвпсизлик вә ташқи ишлар, хитайниң һәрбий тәрәққияти, хитайниң деңиз йолидики паалийәтлири, хитай вә шәрқий җәнубий асия, хитай вә шәрқий шималий асия, хитай вә тәйвән, хитай вә хоңкоң, хитайниң дөләт ичидики учур қамали вә хәлқара ахбараттики тәсири, хитайниң юқири учур техника тәрәққияти вә юқири техникилиқ һәрбий қораллар үстидики издиниши. 

Америка билән хитай дунядики әң чоң иқтисадий шерик болғанлиқтин, икки дөләт оттурисидики тиҗарәткә алақидар мәсилиләр америка әң көңүл бөлидиған мәсилидур. Шуңа пул қиммитиниң сүний контрол қилиниши, америка шеркәтлириниң чәклимигә учриши, хитайниң өз дөлити шеркәтлирини маддий җәһәттин қоллаш арқилиқ һәқсиз риқабәт яритиватқанлиқидәк мәсилиләр узундин буян икки дөләт арисидики тиҗарәттә тилға елинип кәлгән. Бу нөвәтлик доклаттиму бу мәсилиләр америкиниң хитай билән болған тиҗаритидики әң чоң тосалғулар сүпитидә көрситилди.

Доклатта баян қилинишичә, хитай һөкүмити әркин содини ишқа ашуридиғанлиқи һәққидә бәргән вәдисиниң әксичә, тиҗарәтни башқурушни барғансери күчәйгән. Өз карханилирини очуқ-ашкара һалда иқтисадий җәһәттин қоллаш арқилиқ, һәқсиз риқабәт пәйда қилған. Доклатта мундақ дейилгән: “хитай базириға киришни арзу қилған америка шеркәтлири өзи техникилирини тапшуруш, хитай һөкүмитиниң өз шеркәтлириниң мәнпәәтини чиқиш қилған асаста чиқарған буйруқлириға әмәл қилиштәк бәдәлләрни төләшкә мәҗбурланди. Хитай иқтисадиниң зор қисмини тәшкил қилидиған юқири-пән техника вә малийә мулазимәт системилири болса чәтәл шеркәтлиригә чәкләнгән. Әмма буниң әксичә, хитай шеркәтлири һөкүмәтниң ярдими арқилиқ дуня базирида қиммәтлик мүлүкләрни сетивелиш, йерим өткүзгүч, машина адәм вә сүний әқил қатарлиқ санаәт саһәлирини сетивелиш имканиға еришмәктә. Чәтәл шеркәтлиригә хитайда бундақ имканлар йоқ.”

Хитайниң дунядики иқтисадий тәсири билән бирликтә сиясий тәсир күчини ашуруш үчүн елип бериватқан паалийәтлириму америкиниң диққитини қозғап кәлгән йәнә бир муһим мәсилә болуп, бу қетимлиқ доклатта илгирикиләрдин пәрқлиқ һалда тилға елинған бир тема болса хитайниң “бир бәлвағ, бир йол қурулуши” истратегийиси болуп, у “ши җинпиң хитайниң дуня сәһнисидики тәсир даирисини кеңәйтиш үчүн оттуриға қойған бир истратегийиси” дәп көрситилгән һәм төвәндикиләр баян қилинған: “ши җинпиң хитайниң дуня сәһнисидики мәвҗутлуқини зорайтиш үчүн әң көп күч чиқарған хитай рәһбири. Униң мәқсити хитайниң тәсир даирисини кеңәйтип, шәрқий деңиз вә җәнубий деңиз һәм шундақла явропа-африқидики контролини ашуруш. Хитайниң бу мәқситини ишқа ашуруштики һийлиси яки ‛наз-кәрәшмилик һуҗуми‚ болса мана бу ‛бир бәлвағ бир йол истратегийиси‚ дә өз ипадисини тапқан. Бу қурулуш 60 тин артуқ дөләтни хитайниң иқтисадий вә истратегийилик орбитиға әкиришни мәқсәт қилған. Бу қурулуш рамкиси ичидә һазир давам қиливатқан вә кәлгүсидә әмәлийләштүрүлидиған иш пиланлириниң қиммитиниң 900 милярд долларға йетип баридиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Қаримаққа, бу пилан худди явро-асия вә униң нерисиға асасий қурулуш, қатнаш-транспорт қулайлиқи вә иқтисадий тәрәққият елип келиштәк көрүнсиму, әмма униң охшаш вақитта еғизға елинмиған бир қанчә истратегийилик нишани бар. Улар болса, хитай үчүн дуняда муһим истратегийилик кириш еғизлирини яритиш, болупму порт қурулушлири арқилиқ бу кириш еғизлирини бәрпа қилиш, техиму көп нефит туруба йоллири тори вә енергийә иш қурулушлири билән хитайниң енергийә еһтияҗини капаләткә игә қилиш, дини әсәбийлик вә террорлуққа қарши туруп ички вә район характерлик бихәтәрлики вә муқимлиқини қоғдаш, башқа дөләтләр үстидики тәсир күчи вә бесимини ашуруш вә бу арқилиқ америкиниң башқа дөләтләр үстидики тәсир күчигә риқабәт пәйда қилиш қатарлиқлардин ибарәт.”

Америкидики калифорнийә университети панома институти оқутқучиси доктор дру гләдней әпәнди сөзидә, америка һөкүмити һазирғичә “бир бәлвағ бир йол истратегийиси” гә техи ениқ бир позитсийә билдүрмәй кәлгәнликини әмма америкиниң бу позитсийисини өзгәртиши керәкликини ейтти. 

Дру әпәнди мундақ дәйду: “америка һөкүмити һазирғичә шималий корейә мәсилиси қатарлиқ башқа мәсилиләрни муһим орунға қойған болғачқа бир бәлвағ бир йол истратегийисигә техи ениқ бир позитсийә билдүрмигән. Бундақ болушидики сәвәбләрниң йәнә бири, америкиниң бу қурулушқа селиниватқан мәбләғләрдин гуман қилиду. Болупму бу қурулуш рамкисидики хитай, русийә қатарлиқ дөләтләр һөкүмәтлиридики чириклик мәсилиси, хитай һөкүмитиниң диктатор һакимийәтләр билән һәмкарлишиши вә уларниң експилататсийә сиясәтлиригә янтаяқ болуши, бу қурулушқа селинған мәбләғләрниң қандақ кишиләрниң қолиға чүшидиғанлиқиға болған гуманлири америкиниң бу қурулушқа еһтиятчанлиқ билән муамилә қилишидики сәвәб дәп қараймән. Әмма мән америкиниң бу қурулуштин узақ турувелишини бир чарә дәп қаримаймән. Мәнчә америка бир бәлвағ бир йол истратегийисини йеқиндин көзитиши, униңға арилишиши вә қандақ қилғанда бу қурулушни өзигә пайдилиқ тәрәпкә айландурғили болиду дегәнни ойлиши керәк”. 

Америка-хитай иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитетиниң доклатида тилға елинған йәнә бир муһим мәсилә, хитай һөкүмитиниң дөләт ичи вә сиртидики ахбаратқа тәсир көрситиш мәсилиси. Униңда ейтилишичә, хитай хәлқарадики тәсир күчини зорайтиш үчүн өз ичидики ахбарат-учурларни, интернетни, чәтәллик мухбирларниң нормал хизмәт қилишини тарихтики һәрқандақ бир вақиттикидин бәк қаттиқ контрол қилғанниң әксичә, хәлқара ахбаратларда хитайниң тәсирини ашурушқа урунған. Түрлүк усуллар арқилиқ хәлқара ахбарат васитилирини хитайни иҗабий көрситидиған қилиш үчүн һәрикәт қилған. 

Һәрбий җәһәттә болса хитай үзлүксиз һалда һәрбий расхотини өстүрүп, юқири техникилиқ һәрбий қоралларға мәбләғ салған. Бундин сирт, хитай хәлқаралашқан һәрбий қошунға игә болуш йолида тунҗи зор қәдимини атқан вә бу йил җибудида тунҗи хәлқара һәрбий базисини қурған.

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди хитайниң пакистандики гвадар портини ечиштики ахирқи мәқситиниң у йәрни бир һәрбий базиға айландуруш икәнликини билдүрүп, буниму америка үчүн бир риқабәт, деди. 

Доклатта, хитайниң шәрқий деңиз, җәнубий деңиздики игилик һоқуқ давасидики позитсийиси, униң американиң райондики шериклиригә қарши һәрикәтлири вә тәйвән мәсилиси қатарлиқлар америка-хитай арисида биваситә сүркилиш чиқишиға сәвәб болуши мумкин болған баш амиллар қатарида көрситилгән. Униңда ейтилишичә, гәрчә хитай һазирғичә райондики мәсилилиридә амал бар уруштин сақлинип, әң аз чиқим билән давада ғәлибә қилиш усулини қоллинип кәлгән болсиму, хитайда һазирқидәк милләтчилик идийиси қаттиқ күчләнгән бир шараитта хитай армийисиниң туюқсиз һәрвақиттикидин “қаттиқрақ” инкас қайтуруп қелиш еһтималлиқи мәвҗут болғачқа америка бундақ бир еһтималлиққа һәрвақит тәйяр туруши керәк икән. Мәзкур комитет хитайниң тинч окян районидики җәнубий корейә вә японийә қатарлиқ дөләтләргә мәҗбурлаш, зорлаш характерлик васитиләрни қоллинишиға қарши, америкиниң чоқум райондики шериклирини қоғдиши керәкликини әскәрткән. 

Дру гләдней әпәндиму президент трамп һөкүмитиниң асия-тенч окянсиз америкиниң гүллинәлмәйдиғанлиқини тонуп йәткәнликини билдүрди. У сөзидә: “президент трамп гәрчә сайламда хәлққә өзиниң “пәқәтла америка” дәйдиған сиясәтни йүргүзүп, дуня билән кари болмайдиғанлиқини илгири сүрүп туруп сайламда утуп ақ сарайға киргән болсиму, әмма йеқиндин буян бу һөкүмәт америка әгәр иқтисадий җәһәттин гүллинимән дәйдикән чоқум асия-тенч окянда күчлүк бир шәкилдә мәвҗут болуп туруши керәкликини тонуп йәткәндәк қилиду. Бу көз қарашниң алдинқи орунға чиққанлиқи көрүнүп турмақта. Мәнчә бу хитайниң райондики кеңәймичиликидин әндишә һес қиливатқан һиндистан вә шундақла шәрқий җәнубий асиядики дөләтләрниң әндишилирини азрақ болсиму пәсәйтти” деди. 

Америка-хитай иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитети америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисигә сунған тәклипидә хитайниң зорийиватқан һәрбий тәрәққияти вә шәрқий вә җәнубий деңиздики кеңәймичилик позитсийисигә қарши америка дөләт мәҗлисиниң чоқум һәр йили америка армийисигә керәклик мәбләғ аҗритип, америкиниң асия-тенч окян районидики тәртипни сақлиши вә у җайда мәвҗут болуп турушиға капаләтлик қилиши керәк, дегән. Бундин башқа йәнә, америка һөкүмитини хитайниң һинди тинч окян районидики мәҗбурлаш, зорлаш түсини алған һәрикәтлиригә тақабил туруш үчүн йеңи бир истратегийә бәлгиләп, дипломатик, учур, һәрбий, иқтисадий, малийә, истихбарат вә қануний қаналларни ишқа селиши керәк. Мәзкур комитет йәнә, америкиниң хитайниң зорийиватқан һәрбий күчи, юқири техникилиқ қораллиқ, биохимийә, учур пән-техникиси қатарлиқлардин һәрвақит үстүн туридиған һаләтни сақлап қелиши керәклики вә буниң үчүн керәклик расхот айрилиши керәкликини билдүргән. Униңда йәнә америкиниң хитайда болупму хоңкоң алаһидә районида пикир әркинлики вә демократийини сақлап қелиш үчүн давамлиқ хоңкоңни қоллиши керәкликини вә бу мәйданини очуқ тилға елиши керәкликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.