Д у қ рәһбәрлири “түрк оҗақлири” тәшкилати билән достанә мунасивәт орнатмақта

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.12.25
duq-heyiti-turk-ojaqliri.jpg Д у қ ниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин “түрк оҗақлири” ни зиярәт қилди. 2017-Йили 22-декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

22-Декабир күни д у қ ниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин “түрк оҗақлири” ни зиярәт қилди. Зиярәттә җәрянида өмәр қанат әпәнди д у қ ниң йеқинда өткүзүлгән йеңи сайлими, кәлгүси хизмәт пиланлири шуниңдәк “түрк оҗақлири” ниң уйғур тәшкилатлириға қилған ярдәмлиригә рәһмәт ейтти. Шуниң билән билән бирликтә йәнә д у қ ниң бундин кейин “түрк оҗақлири” тәшкилати билән елип бармақчи болған һәмкарлиқлири һәққидә пикир баян қилди.

Көрүшүш җәрянида д у қ ниң муавин рәиси әркин әкрәм әпәнди сөз қилип, хитайниң һазирқи вәзийити, болупму уйғур дияриниң йеқинқи әһвали тоғрисида мәлумат бәрди.

“түрк оҗақлири” ниң рәиси, профессор мәһмәт өз әпәнди тәшкилатиниң дунядики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири икәнликини, өзиниң алди билән д у қ ниң йеңи рәһбәрлик һәйитини тәбрикләйдиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “мән алди билән д у қ ниң йеңи рәһбәрлик һәйитини тәбрикләймән, йеңи вәзипәңләрдә мувәппәқийәтлик болушуңларни тиләймән. Шәрқий түркистан мәсилиси бурундин тартипла бизниңму мәсилимиз. Биз бир аммиви тәшкилат болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистан мәсилисини түрк җамаәтчиликигә аңлитишқа тиришиватимиз. Хәлқарадиму күчимизниң йетишичә бу мәсилигә көңүл бөлүшкә тиришиватимиз.”

Профессор мәһмәт өз әпәнди сөзини давамлаштуруп мундақ деди: “шәрқий түркистан мәсилиси уйғурларниң тили, дини вә миллий кимликини қоғдап қелиш мәсилисидур. Биз түркийә һөкүмитидин, хитай дөлити билән болған мунасивәттә шәрқий түркистан мәсилисини күн тәртипкә елип келишини күтимиз. Хитайниң һазир уйғурларға елип бериватқан миллий зулум сияситини қобул қилғили болмайду. Биз бу мәсилиләрни түркийә һөкүмитигә йәткүздуқ вә давамлиқ һалда уларға йәткүзүшкә тиришимиз. Мән 2018-йилиниң уйғурларға хәйрлик болушини тиләймән.”

Учришиш ахирлашқандин кейин биз д у қ ниң муавин рәиси, доктор әркин әкрәм әпәнди вә д у қ ниң иҗраийә рәиси өмәр қанат әпәндиләр билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ. Доктор әркин әкрәм әпәнди, “түрк оҗақлири” тәшкилатиниң 1912-йили қурулған, түркий милләтләрниң мәсилилиригә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан бир тәшкилат икәнликини шундақла униң түркийәдә күчлүк аммиви асасқа игә икәнликини билдүрди. У йәнә бу тәшкилатниң бу әвзәлликлиридин пайдилиниш вә униң билән йеқин мунасивәт өрнитишниң уйғур дәвасини күчәйтиштә муһим рол ойнайдиғанлиқини баян қилди.

Америкадики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң директори, д у қ ниң иҗраийә комутетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди зияритимизни қобул қилип учришишниң интайин мувәппәқийәтлик болғанлиқини илгири сүрди. У, бу қетим мәзкур тәшкилатниң рәһбәрлири билән учришип улардин бундин кейин һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида вәдә алғанлиқини тилға алди.

“түрк оҗақлири” тәшкилати 105 йиллиқ тарихқа игә тәркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатларниң бири болуп, илгири муһәммәдимин буғра, әйса йүсүп алиптекин, мәмәт риза бекин қатарлиқ муһаҗирәттики уйғур рәһбәрлириму мәзкур тәшкилат билән йеқин мунасивәттә болған шундақла шәрқий түркистан дәвасида бу тәшкилатниң қоллап-қуввәтлишигә еришкән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.