Го венгүйниң уйғурлар һәққидә қилған сөзи диққәт қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2017.10.06
go-wenguy-guo-wengui.jpg Хитай содигәр го венгүй. (Тартилған вақти вә орни ениқ әмәс)
Өзи тәминлигән

Һазир америкида сиясий панаһлиқ тиләш басқучида туруватқан хитай милярдери го венгүй йеқинқи бир қанчә айдин бери иҗтимаий таратқулар арқилиқ сөз қилип, хитайдики чоң әмәлдарларниң чирикликигә аит мәхпий ишларни ашкарилиған һәмдә өзидә муһим материяллар барлиқини илгири сүрүп кәлгән иди.

Америкида диққәт қозғашқа башлиған бу шәхс түнүгүн тунҗи қетим “дөләтлик ахбарат кулуби” да мухбирларниң алдиға чиқип сөз қилғанда йәнә бу нуқтини әскәртип, өзидә хитай һөкүмитигә аит нурғун муһим материяллар барлиқини, өзидики бу материяллар раст болғанлиқи үчүн хитай һөкүмитиниң өзидин әнсирәп, уни тутқун қилишқа көп қетим урунғанлиқини билдүрди. 

Бу мухбирларни күтүвелиш йиғиниға хәлқаралиқ ахбарат органлириниң мухбирлири вә һәрқайси тәшкилатлар вәкиллири қатарида вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң башлиқи өмәр қанат әпәндимму қатнашқан болуп, у, го венгүйдин уйғур елидә йүз бериватқан әһвалларға қандақ қарайдиғанлиқини сориған. Го венгүй буниңға җаваб берип: “мән уйғурлар һәққидә нурғун ишларни билимән. У йәрдики ишларниң һәқиқий маһийитини билимән. Чүнки хитайда дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң муавин министири болған һәм шундақла шинҗаң ишлириға мәсул болған ма җийән мениң йеқин достум иди. У маңа шинҗаң тоғрулуқ нурғун учурларни ейтип бәргән. Қисқиси, у йәрдики әмәлийәт чәтәл ахбаратлирида ашкарилиниватқандин вә пәрәз қилинғандин көп еғир,” дегән. 

Го венгүй юқирида тилға алған ма җийән 2006-йилидин буян хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң муавин министири болуп вәзипә өтигән иди. Җув йоңкаң билән болған йеқинлиқи билән тонулған ма җйән хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң “чирикликкә қарши туруш” дәп ативалған һәрикити давамида йиқилған әмәлдарларниң бири. У, өткән йили 12-айда тәптиш органлириға тапшуруп берилгән. Ундақта, го венгүй уйғурлар һәққидә немиләрни билиши мумкин? америка марийланд иштатидики фростбург университетиниң профессори доктор ма хәййүн әпәндиниң қаришичә, го венгүй хитай һөкүмити “террорлуқ вәқәси” дәп атаватқан вәқәләрниң һәқиқий маһийитини билиши мумкин. Ма хәййүн әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “әгәр го венгүй ма җийәнни тилға алған болса, у һалда у хитай һөкүмити ‛террорчи‚ дәп өлтүргәнләргә аит учурларни билиши мумкин. Чүнки хитай һөкүмити террорчи дәп өлтүргән уйғурларниң биз һазирғичә һечқандақ учурини билмәймиз. Мәсилән, байдики көмүр кан вәқәсини елип ейтсақ, хитай һөкүмити нурғун кишиләрни бир өңкүргә солапла уларни ‛террорчи‚ дәп өлтүрүвәтти. Әмма өлтүрүлгәнләрниң кимликини, уларниң йешини, җинсини ашкарилимиди. Һечким уларниң һәқиқәтән ‛террорчи‚ яки әмәсликини билмәйду. Мәнчә, го венгүй америка һөкүмитигә хитай һөкүмити ‛террорлуқ вәқәси‚ дәп илгири сүргән вәқәләрниң һәқиқий маһийитини ашкарилиши мумкин.” 

Дәрвәқә, го венгүй мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған сөзидә өзиниң уйғур елигә аит муһим һәқиқәтләрни ашкарилайдиғанлиқини ейтқан. У мундақ дегән: “мән алдимиздики күнләрдә шинҗаң вә тибәткә мунасивәтлик билидиған әһваллиримни америка һөкүмитигә йәткүзүп, америка һөкүмитиниң шинҗаң вә тибәткә болған чүшәнчисини ашуруп, хитай һөкүмитиниң ялғанчилиқлирини ашкарилаймән. Буни ашкарилаш бәк муһим, чүнки уларниң бу районларда қиливатқини инсанлиққа хилап. Буни чоқум ашкарилишим керәк. Шундақ болғандила бу әһвалларни америка тәрәп чүшинип, һәрикәткә өтиду,” дегән. 

Ма хәййүн әпәндиниң қаришичә, го венгүй әгәр һәқиқәтән у йәрдики террорлуқниң маһийитини ашкарилиса, буниң америка һөкүмитиниң хитай билән террорлуқ мәсилисидә ортақлашмаслиқи үчүн пайдилиқлиқини ейтти. Ма хәййүн әпәнди мундақ деди: “һазир мениң билишимчә, америка һөкүмитини хитай билән террорлуқ мәсилисидә һәмкарлишшқа үндәп мәхсус лобичилиқ қиливатқан гуруппилар бар. Әмма америка һөкүмити узундин буян хитай билән террорлуқта һәмкарлишишта диққәт қилип кәлгән болсиму, бәзи хусусий һәмкарлишишларму йоқ әмәс. Шуңа әгәр го венгүй уйғур елидики вәқәләрниң маһийитини ашкарилап берәлисә, бу һалда трамп һөкүмитиниң хитай билән террорлуқ мәсилисидә һәмкарлишишиға зор риқабәт пәйда қилиду. У һалда трамп һөкүмитигә сән уйғурлар вә тибәтләргә бундақ муамилә қиливатқан бир һөкүмәт билән қандақ һәмкарлишисән дегили болиду. Шуңа мән буни уйғур мәсилиси үчүн интайин муһим дәп қараймән.” 

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң башлиқи өмәр қанат әпәндиму дуня мәтбуатлири диққәт қиливатқан го венгүйдәк бир шәхсниң мәйли қандақ мәқсәт билән бу йәргә чиқип хитай һөкүмитиниң қиливатқанлирини паш қиливатқанлиқидин қәтийнәзәр униң ейтқанлириниң америка һөкүмитиниң у йәрдики зулумни һәқиқий түрдә чүшиниши үчүн муһимлиқини тәкитлиди. 

Көзәткүчиләрниң қаришичә, го венгүй хитай һөкүмитидики юқири қатлам билән зич мунасивити бар бири болғанлиқтин униң уйғур ели һәққидә билидиғанлири пәқәт юқиридикиләр биләнла чәкләнмәслики мумкин. Көзәткүчиләр, униң уйғур елидә узун йил туруп “йәрлик падишаһ” дәп нам алған сабиқ секретар ваң лечүәнниң парихорлуқ қилмишлири вә шундақла уйғурларниң орган тиҗаритиниң қурбани қилиниш мәсилиси һәққидиму нурғун учурларни билиши мумкинликини пәрәз қилишмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.