Мисирда қолға елинған уйғур оқуғучилар давамлиқ хәлқараниң диққитидә болмақта

Мухбиримиз әзиз
2017.07.19
misir-saqchi-charlash.jpg Коча чарлаватқан мисир сақчилири. 2016-Йили 5-авғуст, қаһирә.
AFP

Бүгүн америкидики оттура шәрқ тәтқиқат җәмийити мисирда қолға елинған уйғур оқуғучиларниң хитайға қайтурулуш мунасивити билән мисир һөкүмитигә очуқ хәт әвәтип, мисир һөкүмитиниң бу хилдики қанунсиз қилмини дәрһал тохтитишни тәләп қилди.

Мушу айниң бешида мисир сақчилириниң мисирда оқуватқан уйғур оқуғучиларни қолға елиши башланғандин буян хәлқарада бу һәқтики ғулғула барғансери күчәйди. Болупму дәсләпки қәдәмдә он икки оқуғучиниң хитайға қайтурулғанлиқи һәққидики хәвәрләр тарқалғандин кейин хәлқара җәмийәт буниңға җиддий инкас қайтурушқа башлиди. Дәсләп болуп “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” 7-июл күни җиддий мураҗиәтнамә чиқирип хәлқара җамаәтни уйғур оқуғучилар мәсилисидә мисир һөкүмитиниң алий рәһбәрлик қатлимиға хәт йезишқа һәмдә уйғурларни қолға елишни тохтитишқа чақирди. Әтиси, йәни 8-июл күни “инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати” баянат елан қилип, мисир һөкүмитини қолға елинған оқуғучиларни хитайға қайтурмаслиққа чақирди. Шуниң билән биргә әл әзһәр университетиниң алий рәһбири болған әхмәд әл тәйибкә очуқ хәт әвәтип, униңдин бу мәсилә һәққидә мисир һөкүмитигә бесим ишлитишни тәләп қилди.
Бүгүн баш оргини америкидики “оттура шәрқ тәтқиқат җәмийити” мисир әрәб җумһурийитиниң президенти абдул фәтта сиси вә мисирниң ташқи ишлар министири сами шүкүргә мәктуп йоллап, мисирда қолға елинған уйғур оқуғучилар мәсилисини йәнә бир қетим җиддий сүрүштә қилди. Мәлум болушичә бу хәтниң бир көпәйтмә нусхиси йәнә мисирниң америкидики баш әлчиси ясир редаға әвәтилгән.

Бу мәктупта уйғур оқуғучиларниң мисирда қолға елиниши һәмдә уларниң шу вақиттики һәқиқий әһвали йәнә бир қетим әсләп өтүлгән. Мәзкур мәктупқа имза қойған икки кишиниң бири, “оттура шәрқ тәтқиқат җәмийити” ниң рәиси, ню йорк шәһәрлик университетниң профессори доктор бес барон ханим бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда бу һәқтә қисқичә тохтилип, өзлириниң бу мәктупни йезип чиқиши һәққидә мәлумат бәрди.

“сиз тилға алған мәктупни ‛оттура шәрқ тәтқиқат җәмийити‚ гә қарашлиқ ‛илмий тәтқиқат әркинлики комитети‚ тәйярлиди. Бу комитет оттура шәрқ вә шималий америкидики илмий тәтқиқат саһәсидә мәвҗут болуватқан әркинликкә мухалип әһвалларни йеқиндин көзитип келиватқан бәкму актип бир тәшкилат. Мәзкур комитетниң әзалири илмий тәтқиқат әркинликиниң боғулуп қелиш әһвалини, бу әһвалларниң мисир һәмдә оттура шәрқтики башқа мәмликәтләрдә қандақ шәкилләрдә оттуриға чиқиватқанлиқини көзитип келиватқанда бу иш оттуриға чиқти. Мисирда оқуватқан бу уйғур оқуғучиларниң әһвали қандақ болуп бизниң диққитимизни тартқанлиқини һазир тәпсилий әслийәлмәйватимән, лекин биз мисирдики бу әһвалларни йеқиндин көзитип келиватқан идуқ. Шуңа бу әһваллардин һазир бәкму әндишә қиливатимиз.”

Профессор бес барон уйғурларниң ислам динидики сүнний мәзһипигә тәвә мусулманлар икәнликини, бу җәһәттә мисирдики мусулманлар билән охшашлиққа егә икәнликини тәкитлигәч бу хил әһвалларниң йүз беришидә диний ортақлиққа қариғанда һөкүмәтләр ара зөрүр болидиған мәнпәәт мәсилисиниң бәкрәк ахирқи нәтиҗини бәлгиләйдиғанлиқини тилға алди.

“биз сөзлишиватқан бу мәсилидә мениңчә охшаш болмиған сүнний мусулманлири оттурисидики диний мунасивәт әмәс, бәлки һәрқайси тәрәпниң һөкүмәтлири оттурисидики мунасивәт бәкрәк муһим рол ойниди. Чүнки мисир һөкүмити һазир һәрқандақ бир аммиви һәрикәтниң оттуриға чиқишини зинһар халимайду, шундақла бу хил хаһишни қаттиқ контрол қиливатиду. Болупму һакимийәткә четилиш еһтимали болған һәрқандақ һәрикәткә қарита шундақ муамилидә болуватиду. Бу җәһәттә мисир һөкүмити хитай һөкүмити билән һәмкарлишишқа тәшна болған һаләттә, десәкму хаталашмаймиз. Йәнә бир җәһәттин иқтисадий мунасивәт мисир һөкүмити үчүн бәкму зор дәриҗидә әһмийәтлик вә муһим болуватиду. Шуниң үчүн мисир һөкүмити хитай билән болған бу хил иқтисадий мунасивитини давамлиқ яхшилашқа һәмдә у раваҗландурушқа моһтаҗ. Мана мушу еһтияҗ мушу қетимқи вәқәдә мисир һөкүмитиниң бу оқуғучиларни өткүзүп беришни қарар қилишида һәл қилғуч рол ойниған.”

Мәзкур очуқ хәттә мисир тәрәпниң бу уйғур оқуғучиларниң виза мәсилисидики гуманлар һәққидә ейтқанлири бирдәк рәт қилиниду, шуниңдәк бу оқуғучиларни қолға елишниң хитай тәрәпниң тәлипи бойичә оттуриға чиққанлиқи ейтилиду. Бу мәктупта алаһидә тәкитләнгән йәнә бир нуқта 2009-йилидин буян хитай даирилириниң толиму қаттиқ болған диний чәклимә сиясәтлирини йолға қоюватқанлиқи, буниң билән уйғурларниң нормал диний паалийәтлири билән юғурулуп кәткән мәдәнийәт амиллириниң чәкләш тизимликигә киргәнлики, әмма хитай даирилириниң бу тәдбирләрни “терорлуқниң алдини елиш чарилири” дегән намда ниқаплаватқанлиқи болған. Мәктупта йезилишичә, хитайниң ашу хилдики сиясәтлири түпәйлидин өз юртида диний оқуш билән мәшғул болуш имканийитигә еришәлмигән бу уйғур оқуғучилар мисирға келип сүнний мәзһипидики мусулманларниң қәлбидә толиму йүксәк орун тутидиған әл әзһәр университетиға оқушқа киргән.

Биз хитай һөкүмитиниң бу оқуғучиларни қайтуруп кетиштә “уларниң чәтәлләрдики террорлуқ яки әсәбий гуруһлириға четилип қелишиниң алдини елиш үчүн шундақ болди” дегәнни сәвәб қилип көрсәткәнликини тилға алғинимизда профессор бес барон буниң пәқәт бир түрлүк баһанә икәнликини ейтти. У бу һәқтә мундақ деди:
“бу көплигән һакиммутләқ дөләтләр һәрқачан қоллинип келиватқан бир истратегийә, халас. Улар һәрқачан халиған бир өктичи тәрәпни уларниң тинчлиқ билән оттуриға чиққанлиқи яки башқичә шәкилдә өзини ипадилигәнликигә қаримастин пикри өзигә охшимисила уларға ‛террорчи‚ яки ‛әсәбий‚ дегән қалпақни кийгүзиду һәмдә шу арқилиқ уларни йоқитип ташлайду, шуниң билән биргә ашу гуруппа вәкиллик қиливатқан һәрикәтниму өчүрүветиду. Бу һал оттура шәрқтики дөләтләрдә, шундақла дунядики мустәбитлик һөкүм сүргән җайларда бәкла омумлашқан бир истратегийә. Һалбуки, бу хил ‛террорлуқ‚ қалпиқи кийгәнләрниң қандақ террорлуқ қилғанлиқиға қарисақ буниң шәрһисиниң бәкму ғува икәнликини байқаймиз. Диктаторлар һәрқачан мушундақ бир уқумни тикливалғандин кейин, ашу хәлқни бастурушқа йүзлиниду, буниң билән пуқравий һоқуқ вә кишилик һоқуқ дегәнләр бирдәмдила пайхан болиду.”

Мәзкур мәктупта мисир һөкүмитини алаһидә диққәт қилишқа чақирған йәнә бир нуқта болса 2016-йили вә 2017-йили хитай һөкүмитиниң мисирдики уйғур оқуғучиларни қайтип келишкә буйруқ қилғанлиқи, буйруққа бойсунмиғанларниң ата-ана яки уруқ-туғқанлириға җаза берилидиғанлиқини пәш қилғанлиқи, нәтиҗидә бу буйруққа бойсунуп қайтқанларниң “әсәбийлик” кә бағлинип қолға елинғанлиқидур. Хәттә алақидар мәнбәләрдин нәқил кәлтүрүп, бир қисим оқуғучиларниң мәҗбурий йосунда “өзлириниң әсәбий тәшкилатларға қатнашқанлиқи” һәққидики язма баянатларға имза қойғанлиқи, буниң билән хитай даирилириниң уларға асанла һәртүрлүк җинайәтләрни бекитиш имканийитигә егә болидиғанлиқи тәкитлиниду. Мәктупта башқа хәлқара тәшкилатларниң доклатлиридин нәқилләр кәлтүрүлүп, бу хил қолға елишниң хитайда бәкму кәң әвҗ алған бир қилмиш икәнлики әскәртилип, мисир һөкүмитини бу хил йосунда қайтурулған оқуғучиларни һәрқачан еғир җаза күтүп турғанлиқи билән агаһландуриду.

Бу һәқтә сөз болғанда профессор бес барон мундақ деди:
“биз һазир бу оқуғучиларниң аманлиқидин бәкму әндишә қиливатимиз. Чүнки җәмийитимизниң түп пиринсипи илмий тәтқиқат әркинликини қоғдаш, шуниңдәк мушу хилдики оқуғучиларниң билим елиш һәққини һимайә қилиштур. Шуниң билән биргә бу оқуғучилар хитайға қайтурулса улар дуч келидиған мүшкүлатлар, җүмлидин уйғур миллитиниң бир аз санлиқ милләт сүпитидә һәр даим зиянкәшликкә учрап келиватқанлиқидәк реаллиқ бизни биарам қиливатиду. Чүнки илгириму мушу хилдики оқуғучиларниң қолға елиниш, қийнаққа дучар болуш, ахирида ғайиб болуп кетиш әһвали көп қетим көрүлгән. Шуниң үчүн уларниң аманлиқи бизни һәммидинму бәкрәк әндишигә селиватиду.”

Мәлум болушичә, нөвәттә мисир сақчилири қолға алған уйғур оқуғучиларниң сани аз дегәндиму 120 дин ашидиған болуп, бәзи мәнбәләр бу санни 200 әтрапида, дәп тәхмин қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.