Түрк дуняси балилар тәнтәниси паалийитидә уйғур өсмүрләр нумур көрсәтти

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2017.05.27
turk-dunyasi-balilar-tentenisi-uyghur-osmur-2017.jpg 22- Нөвәтлик түрк дуняси балилар тәнтәниси паалийитидин бир көрүнүш
RFA/Arslan


Түрк дуняси тәтқиқат мәркизи вәхпиниң орунлаштуруши билән 24-вә 25-май күнлири истанбулниң бағчилар олимпик тәнтәрбийә залида өткүзүлгән 22-нөвәтлик түрк дуняси балилар тәнтәниси паалийитигә уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин тәшкилләнгән 15 нәпәр уйғур өсмүр қатнишип, уйғурларниң миллий мәдәнийитини ипадиләйдиған нумурларни көрсәтти.

Бу паалийәткә афғанистан, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, шималий қибрис түрк җумһурийити, косува, татаристан, булғарийә, қирим, сүрийә, ирақ, гагавуз, дағистан, шәрқий түркистан, аһиска түрклири қатарлиқ түрк хәлқләрниң өсмүрлиридин тәркиб тапқан 22 гуруппа, 400 әтрапида оқуғучи, 60 әтрапида йетәкчи оқутқучи қатнашти.

Бу паалийәткә қатнашқан 15 нәпәр уйғур өсмүрләр миллий кийимлири билән ай юлтузлуқ көк байрақни ләпилдәткән һалда “уйғур дегән мошундақ” темида шеир оқуди вә усул ойнап қатнашқучилириниң қизғин алқишиға иришти.

Чаршәнбә күни әттигән саәт 10:00 да бағчилар олимпик тәнтәрбийә залида башланған бу паалийәт т р т авази телевизийә қанли арқилиқ нәқ мәйдандин биваситә тарқитилди.

Пәйшәнбә күнидики өсмүрләр паалийитидә, қазақистан, қирғизистан, әзәрбәйҗан, түркмәнистан, афғанистан, макадонийә, косува, гагавуз қатарлиқ түрк дунясиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән өсмүрләр түрк дуняси тәтқиқатлири вәхпиниң рәиси көзхан язған әпәндиниң башчилиқида истанбул валийлиқиға берип валий васип шаһинни ишханисида зиярәт қилди. Уйғур өсмүрләр истанбул валийси васип шаһин әпәндигә уйғур тони, доппа тәқдим қилди вә хатирә рәсимгә чүшти.

Валий васиф шаһин әпәнди түрк дунясиға алақидар сөз қилип мундақ деди: “биз әгәр тонушмисақ, бир-биримиз билән чүшиниш һасил қилмисақ, өз-ара қәлблиримизни йеқинлаштурмисақ дуняда ялғуз қалимиз. Әслидә биз наһайити күчлүк вә наһайити алиҗанап бир милләтниң мәнсуплири. Дуняниң охшимиған җуғрапийлиридә, әмма охшаш мәқсәттә, охшаш һес туйғулар билән охшаш көз-қарашта йүрәклиримиз соқуватқан бир милләт. Бизму валийлиқ болуш сүпитимиз билән түрк дуняси өсмүрләр паалийитини қолимиздин келишичә қоллаймиз. Силәр билән биргә икәнликимизни ипадиләймиз. Истанбулға келип бәк яхши қилдиңлар, қайтқанда өзәңләр яшаватқан юртлардики қериндашлиримизға истанбул валийилиқиниң вә истанбул хәлқиниң саламини йәткүзүңлар, уларни яхши көридиғанлиқимизни, уларни һөрмәт қилидиғанлиқимизни билдүрүңлар, улар шуни билсунки, худди силәрниң йүрикиңлар биз үчүн соққанға охшаш, бу йәрдә улар үчүн соқидиған йүрәкләр бар, биз охшимиған җуғрапийәләрдә яшаватқан болсақму, йүрәклиримиз охшаш шәкилдә соқиду. Мән истанбулға кәлгәнликиңлар үчүн алаһидә тәшәккүр ейтимән.”

Ахирида истанбул валийиси васиф шаһин әпәнди түрк дуняси өсмүрлири билән хатирә рәсимгә чүшти.

Паалийәт ахирида түрк дуняси тәтқиқат мәркизи вәхпи мәсуллири шәрқий түркистанлиқ өсмүрләрниң йениға килип уларни алаһидә тәбриклиди вә “әң гүзәл һәдийәни силәр тәқдим қилдиңлар” деди.

Биз бу паалийәт тоғрисида вә уйғурлар тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн паалийәтни уюштурған түрк дуняси тәтқиқатлири вәхпиниң рәиси көзхан язған әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Көзхан язған әпәнди, бу паалийәтни уюштуруштики мәқситини ипадиләп, бу паалийәтни түрк дунясиниң өсмүрлирини бир йәргә җәм қилип өз-ара тонуштуруш, тарих вә миллитимизниң бир икәнликини чүшәндүрүш, қериндашлиқни күчәйтиш, нәтиҗә етибари билән түрк дунясиниң мунасивәтлирини күчәйтиш мәқситидә уюштурғанлиқини ипадилиди вә түрк дуняси өсмүрләр тәнтәнә паалийитини 22 йилдин буян һәр йили бир қетим өткүзүп келиватқанлиқини билдүрди.

Көзхан язған әпәнди сөзидә йәнә, уйғурларни бу паалийәткә қатнаштурушта, уйғурларниң наһайити еғир әһвал астида икәнликини, уларниң мәсилилирини күнтәртипкә кәлтүрүш, уйғур мәсилисини дуня җамаитигә аңлитиш мәқситидә бу паалийәткә уйғур өсмүрләрниму тәклип қилип қатнаштурғанлиқини вә қатнашқан уйғур өсмүрләрдин мәмнун болғанлиқини билдүрди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.