Уйғур яшлирини демократийә, кишилик һоқуқ вә қануний билимләр билән тәрбийиләш курси башланди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.10.13
Uyghur-Yashlirini-Terbiyilesh-Kursi-2017-01.JPEG Уйғур яшлирини демократийә, кишилик һоқуқ вә қануний билимләр билән тәрбийиләш курсидин бир көрүнүш. 2017-Йили 13-өктәбир, ситокһолм, шиветсийә.
RFA/Ekrem

13-Өктәбир шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмда уйғур яшлирини тәрбийиләш курсиға қатнишидиған 60 тин артуқ вәкилләр бир йәргә җәм болди.

Д у қ, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң һәмкарлишип уюштуруши, америка демократийини илгири сүрүш фондиниң маддий җәһәттин қоллиши билән 13-нөвәтлик уйғур яшлирини демократийә, кишилик һоқуқ вә қануний билимләр билән тәрбийиләш курси 13-өктәбир күни шиветсийәниң ситокһолм шәһиридә башланди. 

Бу курсқа д у қ рәһбәрлиридин рабийә ханим, өмәр қанат, долқун әйса, нури түркәл, дилшат решит, ғәюр қурбан әпәндиләр һәмдә у н п о вәкиллири, шиветсийә маарип уюшмиси рәһбәрлири қатнашти һәмдә мәхсус темилардики лексийәләр тәқдим қилинди.

Курсниң ечилиш мурасими 13-өктәбир чүштин кейин саәт 14:30 да ибс меһманханисиниң йиғин залида шәрқий түркистан истиқлал марши билән рәсмий башланди. Мурасимға шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң баш катипи ниҗат турғун әпәнди риясәтчилик қилди. Ечилиш мурасимида д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә ханим ечилиш нутқи сөзлиди. 

Мурасимда д у қ баш катипи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң муавин рәиси долқун әйса әпәндиму сөз қилди. У, бу қетимқи курсқа қатнашқан яшларға бу паалийәтниң мәқсәд-муддиалири һәмдә уйғур яшлирини тәрбийиләш паалийитиниң тарихи һәққидә чүшәнчиләр бәрди.

Долқун әйса әпәндиниң нутқидин кейин, хәлқара кәчүрүм тәшкилати хадими мая аберг уйғур дәвасини хәлқара сәвийидә елип беришниң йоллири һәққидә тохталди. Әнгилийәлик профессор җошуа кастеллено болса милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш уқуми тоғрисида тохтилип, Буни хәлара сәһнидә шәрқий түркистан мәсилисигә тәдбиқлаш Ниң үнүмлүк чарилири һәққидә сөзлиди. 

Мәзкур паалийәт 15-өктәбиргичә 3 күн давамлишидиған болуп, биз нәқ мәйданда туруп, паалийәткә иштирак қиливатқан һәрсаһә затлар вә яшларни зиярәт қилиш пурситигә ериштуқ. 

Бу паалийәткә қатнишиш үчүн америкидин кәлгән д у қ муавин рәиси, америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң мәсули өмәр қанат әпәнди бу қетимқи явропа сәпири тоғрилиқ тәсиратлирини билдүрүп өтти. Адвокат нури түркәл әпәндиму бу паалийәтләр һәққидә қарашлирини оттуриға қойди. 

Биз йәнә шиветсийәниң ситокһолм шәһиридә яшайдиған д у қ баянатчиси дилшат решитниңму бу курс тоғрисидики тәсиратлирини игиләп көрдуқ. Бу қетимқи паалийәтни тәшкилләшкә қанашқан шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдуллаһ әпәндиму пикрини баян қилди. 

Д у қ рәһбәрлириниң бу қетимқи явропадики паалийәтлири 2 һәптә давамлишидиған болуп, 3 күнлүк бу курс ахирлашқандин кейин, улар белгийә пайтәхти бирюсселға берип, явропа парламентида 19-өктәбир өткүзүлидиған “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулуш мурасимиға қатнашмақчикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.