Уйғурларниң қәләм күриши хитайниң сәзгүрлүкни ашурмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.09.05
ruqiye-turdush-maqale-xitay-berlin-temi.jpg “бүгүнки пакистан” гезитиниң инглизчә бетигә бесилған, канададики уйғур паалийәтчиләрдин руқийә турдуш ханим язған “хитайниң берлин теми” намлиқ мақалисидин сүрәткә елинған.
Photo: RFA

Йеқинқи йиллардин буян уйғур мәсилилири бир қисим уйғур зиялийлириниң қәлими арқилиқ, түрлүк таратқу вә мәтбуатларда һәр хил тилларда дуняға аңлитилмақта вә бәлгилик тәсир пәйда қилмақта. Әлвәттә буниңға қарши хитайниң инкасиму сәзгүр вә җиддий болуп кәлди.

Йеқинда, канададики уйғур паалийәтчиләрдин руқийә турдуш ханим язған, “хитайниң берлин теми” намлиқ, уйғур һәҗичиләрниң хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ тәқибгә елиниватқанлиқиға охшаш мәсилиләр йорутулған мақалиси,иҗтимаий алақә васитилиридә тарқалғандин башқа “бүгүнки пакистан” гезитиниң инглизчә бетидә, 30-авғуст елан қилинған иди. Пакистандики хитай әлчиханиси мәзкур гезиткә шу күнниң өзидила инкас қайтуруп, өзиниң диний сияситини тәшвиқ қилип мақалә елан қилған.

Уйғур паалийәтчи руқийә турдуш ханим икки һәптә илгири өзиниң иҗтимаий алақә тор бәтлиридә “хитайниң берлин теми” намлиқ мақалисидә бу йил һәрәмгә һәҗгә кәлгән уйғурларниң, илгирики йиллардикидинму еһтиятчан болуватқанлиқи, буниңға хитайниң бесимлири сәвәб болғанлиқини илгири сүрүп, уйғур һәҗичиләрниң һәҗ җәрянида уйғур ресторанлириға вә уйғур дуканлириғиму кирмигәнликини, һәтта уларниң сәудида яшайдиған уйғурларни көрсә саламлишалмай, гәп қилалмай өтүп кәткәнликини һәҗгә барған уйғурлар һәққидики инкаслардин мисал көрсәткән.

У, өзиниң мулаһизисини оттуриға қоюп, “ениқки, хитай мусулман дөләтлириниң көзигә сәт көрүнүп қалмаслиқ үчүнла уйғурларниң һәрәмгә һәҗгә беришиға рухсәт қилсиму, уларниң пәқәт яшанғанлиринила өзлири биваситә тәшкилләп, худди ашу яшанған уйғурлар хитай дөлитигә бирәр зиян берәләйдиғандәк уларни қаттиқ контроллуқ билән елип кәлгән иди. Һәҗ сәпирини тамамлаватқан уйғурлар болса ят юртта өзлириниң йиллардин бери көрүшмигән вә бәлки бундин кейин көрүшүши мәңгү мумкин болмайдиған қериндашлири билән қучақлишип көрүшмисиму икки еғиз саламлишишқиму җүрәт қилалмайтти”, дәп язған. Руқийә ханим уйғурларниң бир -бири билән учришиши вә алақилишишиму хитай һөкүмити тәрипидин көзитилгән вә чәкләнгән әһвалда яшаватқанлиқидәк вәзийитини 1961-йилдин 1989-йилғичә давам қилған, пүтүн дуняға коммунизм билән демократийә оттурисидики тосуқниң символи болған, демократик ғәрбий берлин билән коммунистик шәрқий берлинни айрип туридиған берлин темиға охшатқан. У: “берлин теми өрүлгинигә 30 йил болай деди. Әмма хитайниң шәрқий түркистан уйғурлири билән әркин дунядики уйғурлар оттурисидики қорқутуш теми барғансери мустәһкәмлинивататти” дәп көрсәткән.

Аптор мақалисини: “шәрқий түркистандики һәр бир уйғурни ташқи дунядин айривәткән бу там худди һәрәмгә һәҗгә кәлгән уйғурларға әгишип кәлгәндәк, уйғурлар нәгила барса уларға әгишип уларға чаплишиғлиқ иди. Чүнки у қорқунч билән батурлуқ, қуллуқ билән әркинлик, йоқилиш билән қутулуш оттурисидики там болуп, у инсанларниң вуҗудиғила әмәс пүтүн иш һәрикитигә, ой-хиялға һәтта чүшлиригичә һөкүмран иди. Германийәдики берлин теми таш тупрақтин ясалди вә уни инсанлар палтилири билән чепип өрүвәтти, әмма хитайниң шәрқий түркистандики берлин теми вәһимидин ясалған. Бу тамни бирла вә бирла нәрсә өрүйәләйду у болсиму әркинликкә тәлпүнгән йүрәк” дәп ахирлаштуриду.

Мана бу мақалә 30-авғуст пакистанда чиқидиған, “бүгүнки пакистан” гезитидә елан қилиниду. Қизиқ йери шуки гезитниң тор бетидә шу күнниң өзидила бир қанчә саәттин кейин пакистандики хитай консулиниң “12 миң 800 дин артуқ хитай пуқралири милйонлиған һәҗичиләргә қетилди” дегән темидики мақалиси елан қилиниду. Мақалидә хитайдин бу йил һәҗ сәпиригә чиққан 12 миң 800 дин артуқ һәҗ кандидатлириниң төттин бир қисмини, уйғур аптоном районидики мусулманлар игиләйдиғанлиқи алаһидә әскәртилгән. Һәҗ қилғучиларниң сәпирини қулайлаштуруш үчүн хитай һөкүмитиниң йиллардин буян сиясәт, иқтисадий җәһәтләрдин алаһидә етибар сиясәтлирини елип бериватқанлиқини тәшвиқ қилған.
Бир күнниң ичидә охшаш мәтбуатқа чиққан күчлүк селиштурмилиққа игә бу икки мақалә, торларда хитайниң уйғурларниң қәләм күришигә болған сәзгүрлүкиниң ипадиси сүпитидә диққәт вә инкаслар қозғиди. Бүгүн бу мунасивәт билән мақалиниң аптори руқийә турдуш ханимни зиярәт қилдуқ.

Канададин телефон зияритимизни қобул қилған руқийә турдуш ханим, “хитайниң берлин теми” намлиқ мақалисини йезишқа, сәудидики бир таксичиниң уйғур һәҗичиләрниң қорқунч ичидики һалитини тәсвирләп иҗтимаий учур васитилиригә тарқатқан инкасниң илһам болған болса, һалбуки хитайниң мақалиға қайтурған бу хил җиддий инкасиниң әмәлийәттә уйғурларниң қәләм күришиниң әһмийитини йәниму әмәлий тонушиға сәвәб болғанлиқини билдүрди. Руқийә ханимниң ейтишиға қариғанда, униң мақалиси “бүгүнки пакистан” гезити торида елан қилинип икки саәттин кейин, мәзкур мәтбуатниң тәһрирлики хитай консулиниң тәһдитигә учриған. Тәһрир һәйитигә телефон қилған хитай консули, бу хилдики мақалиниң мәзкур гезиттә елан қилиниши икки дөләт мунасивитигә яман тәсир елип келидиғанлиқини агаһландурған икән.

Руқийә ханим зияритимиз ахирида, пакистандәк хитай билән әң йеқин мунасивәттики бир дөләтниң ахбаратиниңму уйғур мәсилисигә орун беришиниң адаләткә болған үмидини ашурғанлиқини билдүрди. У, уйғур зиялий вә язарларниң һәр түрлүк имканларни издәп хитайниң уйғурларға қорқунч селиватқан бу хил сияситини паш қилишини тәкитлиди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан адаләтсиз сиясәтлирини чәтәллик мухбирлар вә башқиларға қариғанда, шу мәсилигә биваситә учриған, шуниң ичидики уйғурлар өзлири паш қилғанда вә йорутқанда, техиму қайил қиларлиқ болиду дәп қарайдиғанлиқи, мәйли мәтбуат вә яки иҗтимаий таратқуларда елан қилиниватқан бу хил учур вә мақалиләрниң тәсир күчигә сәл қариғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди. У, чәтәлләрдики һәр хил тиллиқ яшларни уйғур мәсилиси һәққидә көпләп йезишқа йетәкләшниң зөрүр дәп қарайдиғанлиқи вә буниң иҗтимаий тәсири вә әһмийити һәққидә ойлиғанлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.