Вашингитондики уйғурлар “ 5 - фиврал”ни хатириләп намайиш өткүзди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.02.05
ghulja-weqesi-amerika-305.JPG 5-Феврал ғулҗа вәқәсиниң 16 йиллиқини хатириләш мунасивити билән вашингтон әтрапидики уйғурлар хитай әлчиханиси алдида намайиш қилди. 2013-Йили 5-феврал.
RFA


Бүгүн америка уйғур бирләшмиси вә уйғур кишилик һоқуқ вә демокиратийә фонди җәмийити 5 - феврал ғулҗа вәқәсини хатириләп вашингтондики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзди. Намайишта уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, 5 - фиврал шеһитлири вә мәһбуслириниң иш - излирини әсләп өтти, уларға вә уларниң аилә - тавабиатлириға һөрмәт билдүрди шундақла хитайниң шу күнки дөләт зораванлиқини әйиблиди. Намайишта уйғур паалийәтчиләрдин алим сейитоп билән өмәр қанатму сөз қилип 5 - феврал вәқәсиниң йеқинқи заман уйғур миллий һәрикитидики әһмийити, җүмлидин уйғур мәсилисиниң хәлқараға тонулушида ойниған башлатқуч ролиға юқири баһа бәрди вә уйғур хәлқиниң бу вәқәдә төлигән бәдәллирини мәңгү унтумайдиғанлиқини әскәртти. Бу нутуқлар намайишчиларниң қизғин алқиш вә шуарлири билән дәстәкләнди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, буниңдин 20 йиллар аввал ғулҗа шәһиридә уйғур яшлири арисида наркоманлиқ йәни хироинға адәтлиниш баш көтүрүп көплигән яш җанларға замин болған, көплигән аилиләрни вәйран қилған. Күндин - күнгә кеңийиватқан бу апәтниң алдини елиш вә уни тосушта хитай һөкүмити немә үчүндур пассип турувалған. Хитай сақчилири сиясий делоларда көрситидиған у сәзгүрлүк вә қаттиқ қоллуқини хироин әткәсчилирини тутуш вә җазалашта көрсәтмигән. Вәзийәтниң тәрәққияти вә ақивитини алдин көрәлигән бир түркүм яшлар бу чағда оттуриға чүшүп мәшрәп уюштуруш йоли билән, мәшрәптә яшларға диний тәрбийә бериш арқилиқ уйғур хәлқи дуч кәлгән бу апәткә тақабил турушта бәлгилик нәтиҗә яратқан. Көп санда яшлар бу хәтәрлик йолдин өзини тартқан, әмма мукапатлинишқа тегишлик бу актип паалийәт, хитайни әндишигә салған вә хитай тәрәп шу мәшрәпләрдә йетәкчилик рол ойниған диний затларни тутқун қилған. Уйғур яшлири әнә шу тутқунларниң қоюп берилишини тәләп қилип ғулҗа шәһиридә намайиш өткүзгән. Тенчлиқ шәклидә башланған бу намайиш қанлиқ бастурулған.

Бүгүн вашингитондики хитай әлчиханиси алдиға топланған намайишчилар, мана шу вәқәни хатирилимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.