Ғуламидин пахтаниң һаяти (19): ташликөйдә чечәклигән муһәббәт

Мухбиримиз қутлан
2017.09.12
ghulamidin-paxta-rfa-ziyaret.jpg Ғуламидин пахта әпәнди шәхсий кутупханисида радиомиз зияритини қобул қилмақта. 2017-Йил 10-апрел, нюйорк.
RFA/Qutlan

1960-Йилларда түркийәниң йирақ шәрқидики чегра районлирида, йәни анатолийәниң тағлиқ қишлақлирида йәрлик хәлқниң һаяти гоя тохтам судәк тимтас, ташқи дуняниң тәсири интайин сус иди. Әнә ашу йилларда әрзурум вилайитиниң ташликөй қишлиқида икки йилға йеқин оқутқучилиқ қилған ғуламидин пахта әсирләр бойи бекик муһитта яшиған бу кишиләрниң һаятиға йеңи мәзмун қошушқа тиришиду.

Җуғрапийәлик муһит көп һалларда инсанларниң яшаш усули билән қиммәт қарашлириға мәлум тәсирләрни көрситиду. яш турупла муһаҗирәтниң еғир синақлирини бешидин өткүзгән, вәтинини тәрк етип дәсләп түркийәгә, у йәрдин германийәгә сәпәр қилған бу қәшқәрийәлик йигит ташликөйдики йәрлик хәлқләрни әнәниви турмуш услудики бәзи қетип қалған адәтлирини ислаһ қилишқа чақириду.

Ғуламидин пахтаниң яшлиқ қизғинлиқи, маарип вә илим арқилиқ елип барған ақартиш һәрикити шундақла йәрлик хәлқләргә беғишлиған чоңқур муһәббити уни шәрқий анатолийәниң чегра бойидики бу тағлиқ кәнттә һөрмәткә вә ишәнчкә игә қилиду.

1963-Йили бу йәрдики бир йерим йилға созулған оқутқучилиқ вәзиписи ахирлаштуруп, германийәгә қайтишқа тәйярланған ғуламидин пахта интайин қийин таллашқа дуч келиду. Ташликөйдики йәрлик түркләр ғуламидин пахтани елип қелиш үчүн әрзурум валийсиға илтимас суниду. Валийму яш ғуламидинниң бу йәрдә қәп қелип, ташликөйдә йилтиз тартишини тәклип қилиду. Һалбуки, қәлбигә йирақтики мәһкум вәтини үчүн хизмәт қилиш арзусини пүккән ғуламидин пахта германийәгә қайтип “азадлиқ радийоси” да яңриған уйғур авазини давамлиқ аңлитишқа бәл бағлайду.

Ташликөй хәлқи ғуламидин пахтани таки икки күнлүк йолғичә узитип келиду. У ахири көзи қиймиған һалда бу ақкөңүл кишиләр билән хошлишип, арзу-арманлири чақириватқан келәчәккә қарап атлиниду.

Ташликөй хәлқи ғуламидин пахтаға болған һөрмәт, қайиллиқ вә қериндашларчә сөйгү билән униң кимликини, ата-бовилириниң қәйәрдин кәлгәнликини, қандақ қисмәтләр билән бу тупраққа қәдәм басқанлиқини толиму билгүси келиду. Бу һәқтә санақсиз соалларни яғдуриду. Һалбуки, әйни вақиттики түркийә-совет мунасивәтлиридики җиддийчилик вә соғуқ урушниң вәһимиси түпәйли ғуламидин пахта өз кимлики һәққидә көп тохталмайду. Пәқәтла ана вәтининиң йирақтики түркистан дегән тупрақта икәнликини тилға алиду.

Ғуламидин пахта аридин йерим әсирдин көпрәк вақит өткән болсиму, лекин ташликөйдики ашу ақкөңүл инсанларни һелиһәм әсләйдиғанлиқини тәкитләйду.

Әслимиләр қайнимида яшаватқан ғуламидин пахта әпәнди ташликөйдә өткән аз кәм икки йиллиқ оқутқучилиқ һаятини муну мисралар билән хуласә қилиду:

Вәтәнгә җан пида әтсәң, униңға тәң баһа йоқтур,
Вә лекин билки, өзүңдин өзгә ғәйрий җан пида йоқтур.
Кишиниң қолиға қарап, бәхтиңни тама қилма,
Сениң ғемиң билән йүргән сулайман падишаһ йоқтур.
Вәтиниңни бил, атилардин қалған бүйүк бир саз дәп,
Уни ялғуз өзүң чалғин, киши чалса сада йоқтур.
Вәтән шәйдасидур әрши вә бу ғулам пахта,
Йетәр, бу вәтәндин башқа бир муддиа йоқтур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.