Ғуламидин пахтаниң һаяти (20): уйғур авазини яңритиш йолида

Мухбиримиз қутлан
2017.09.19
ghulamidin-paxta-Azadliq-Radiosi.jpg Ғуламидин пахтаниң “азадлиқ радийоси” да техник хадим болуп ишләватқан йиллири хизмәт үстидә чүшкән сүрити. 1950-Йилларниң ахири, германийә, мюнхен.
RFA/Qutlan

Соғуқ урушниң пәрдиси қайрилған 1950-йилларда америка һөкүмити сабиқ ғәрбий германийәниң мюнхен шәһиридә совет иттипақи башчилиқидики коммунизм лагериға қарши радийо аңлитишини йолға қойиду. Әнә ашу сиясий еһтияҗ “әркин явропа радийоси” билән “азадлиқ радийоси” ни барлиққа кәлтүриду.

“азадлиқ радийоси” қурулған дәсләпки йилларда сабиқ советлар иттипақи территорийәсидики сани бир милйондин ашидиған йәрлик милләтләрниң тилида аңлитиш башлайду. Ғуламидин пахта 1950-йилларниң ахирида “азадлиқ радийоси” ға қошулған тунҗи уйғур хадим болсиму, әмма кәспий еһтияҗ түпәйли у мәзкур радийониң һаваға тарқитиш истансида техник хадим болуп ишләйду. Кейинчә униң тиришчанлиқи нәтиҗисидә “азадлиқ радийоси” ниң өзбекчә аңлитиши тәркибидә 5 минутлуқ уйғурчә аңлитиш башлиниду.

“азадлиқ радийоси” да синақ тәриқисидә уйғурчә аңлитиш башланған болсиму, әмма хели вақитларғичә ғуламидин пахта мәзкур радийониң өзбекчә аңлитиш қармиқида өзи ялғуз уйғурчә хәвәр аңлитиду.

Әйни вақитта “азадлиқ радийоси” совет иттипақи тәвәсидики йәрлик милләтләрниң тил алаһидилики бойичә бирқанчә аңлитиш гуруппилириға айрилған болуп, “түркистан-1” гурупписида өзбекчә, түркмәнчә вә уйғурчә аңлитиш, “түркистан-2” гурупписида қазақчә, қирғизчә вә таҗикчә аңлитиш тәсис қилиниду.

Ғуламидин пахтаниң билдүрүшичә, “азадлиқ радийоси” ниң әйни вақиттики программилириниң асаслиқ нишани совет иттипақиға вә коммунизм идеологийисигә қарши аңлитиш беришни асас қилған икән. Йәни “азадлиқ радийоси” совет иттипақи тәсис қилған йәрлик милләтләрниң тил-йезиқидики гезит-журнал вә радийо аңлитишлиридики қизил тәшвиқатларға қарши инкас қайтуридикән.

Ғуламидин пахтаниң илгири сүрүшичә, “азадлиқ радийоси” хитайға әмәс бәлки совет иттипақиға қарши аңлитиш бериду, дегәнни тәкитлисиму, әмма радийо долқуниниң қаплаш даириси совет оттура асиясидин һалқип, уйғурлар вәтинигиму йетип барған икән.

Һалбуки, совет иттипақи һөкүмити германийәдин тарқитиливатқан “азадлиқ радийоси” ниң аңлитишини тосуш үчүн һава долқунида техникилиқ кашила пәйда қилиду. Америка тәрәп өзиниң радийо техникисидики үстүнлүкидин пайдилинип, совет иттипақи тәрәп пәйда қилған шавқунлуқ кашилиларни бөсүп өтүп аңлитишни раванлаштуриду.

“азадлиқ радийоси” дин яңриған уйғур авази әң дәсләпки һәптидә 5 минутлуқ хәвәр аңлитишидин кейинчә һәптидә 15 минутлуқ аңлитишқа көпәйтилиду. Ғуламидин пахта ғәрб дунясидин яңриған бу тунҗи уйғурчә аңлитишниң әйни вақиттики соғуқ уруш йиллирида хитай билән совет иттипақиниң арилиқида тепчәкләватқан уйғур хәлқи үчүн интайин зор қиммәткә игә икәнликини алаһидә тәкитләйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.