Америка хитайниң төмүр турубилириға 132 пирсәнт таможна беҗи қойидиғанлиқини билдүргән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.08.22

Америка сода министирлиқи 21-авғуст күни хитайға қарита йәнә бир қетим сода җазасини елан қилди.

Мәзкур министирлиқниң бу һәқтики баянатида дейилишичә, америка хитайдин киргүзүлидиған төмүр турубиларға буниңдин кейин 132 пирсәнт таможна беҗи қойидикән.

Фирансийә ахбарат агентлиқиниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, бу америкиниң дөләт ичидики санаәт мәһсулатлирини хитайниң төкмә мәһсулатлириниң зийинидин қоғдаш үчүн чиқарған кәскин қарарлириниң бири икән.

Хәвәрләрдә әскәртилишичә, хитай өз карханилирини дөләт мәблиғи билән йөләш вә сүпәт өлчимини чиң тутмаслиқ қатарлиқ йоллар билән мәһсулатиниң тәннәрхини төвәнлитип, содида адаләтсизлик пәйда қилған вә америка карханилирини зиянға учратқан. Хитай адаләтсиз риқабәттин пайдилинип өткән йил ичидә америкиға 180 милйон долларлиқ төмүр туруба експорт қилған.

Хәвәрдә бу қетимқисиниң америкиниң сода саһәсидә хитайға қолланған вә қолланмақчи болған миңларчә җазалиридин бири икәнлики, хитайниң буниңдин кейин бундақ асан пайдини еливәрмәйдиғанлиқи вә америкиниң хитай билән болған содидики қизил рәқиминиң буниң билән оңшилидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил америкидики 6 кархана хитайниң төмүр туруба базиридики төкмә мәһсулатлири үстидин әрз қилған. Америка һөкүмити бу йил 6‏-айда тәкшүрүш елип бериш арқилиқ хитайға қарита юқириқи җаза қарарини чиқарған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.