Хитай-афғанистан мунасивәтлиридә уйғурлар

Хитай афғанистандики тәсирини күчәйтиш арқилиқ, афғанистан вә пакистандики уйғур паалийәтчиләргә қарши турушта афғанистанниму өзиниң сепигә қошушқа тиришмақта.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.12.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
saljuk-chulak-oghli-305.jpg Хәлқаралиқ истратегийә вә тәтқиқат идарисиниң мутәхәссиси доктор салҗук чулакоғли сөздә. 2011-Йили 27-декабир, түркийә.
RFA/Arslan

Ахбаратларда, хитайниң афғанистан билән пакистан оттурисидики чегра районларда уйғур гуруппиларниң һәрикәт қиливатқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини, шуниң үчүн пакистан һөкүмитидин бу уйғурларға қарши турушта ярдәм тәләп қилғанға охшаш афғанистан билән охшаш мәсилә тоғрисида һәмкарлишиш вә келишим түзүшни халайдиғанлиқи илгири сүрүлди.

Б б с түркчә ахбаратиниң 27‏-декабир күндики хәвиригә қариғанда, хитай афғанистанниң аму дәряси районлирида нефит қидирип тәкшүрүш вә ишләп чиқириш иш пилани тоғрисида афғанистан һөкүмити билән келишим түзди. Афғанистан һөкүмитиниң хитай дөләтлик нефит ширкитигә нефит қидирип тәкшүрүшкә рухсәт қилинған районда 87 милйон тоң нефит записиниң мәвҗутлуқи тәхмин қилинмақта. Хитай нефиткә болған еһтияҗиниң ешиватқанлиқи үчүн нефит мәнбәлирини кеңәйтишни мәқсәт қилмақта.

erkin-ekrem-afghanistan-xitay-385.jpg
Истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм хитайниң афғанистан истратегийиси тоғрисида тохталди. 2011-Йили декабир, түркийә.
RFA/Arslan

Хәвәрдә билдүрүшичә, сингапорниң “три зен” намлиқ нефит ширкитиниң баш мәслиһәтчиси тонй реган, аму дәряси бойлирида нефит қидирип тәкшүрүш вә ишләп чиқирип базарға селиш үчүн 5 йилдин 10 йилғичә вақит кетидиғанлиқини, бу җәрянда нурғун иқтисад сәрп қилинидиғанлиқини игилири сүрди. Икки дөләт оттурисидики келишим бойичә, хитай бу йәрдин чиқирилған нефитниң йүздә 70% пирсәнтини афғанистанға беридикән.

Бу һәқтә хәлқаралиқ истратегийә вә тәтқиқат идарисиниң мутәхәссиси доктор салҗук чулакоғли, “хитайниң афғанистан истратегийиси” дегән темида бир мақалә елан қилди. Мақалидә мундақ дейилгән: хитай 1990‏-йилдин буян ички урушниң қурбани болған афғанистандин әң көп әндишә қиливатқан мәсилә бу дөләтниң шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн күрәш қиливатқан қораллиқ уйғур гуруппилири үчүн бихәтәр бир база һалға айлиниши. Совет иттипақиниң әскәрлири 1989‏-йили афғанистандин чекинип чиқип, қисқа вақит ичидә совет иттипақиниң парчилиниши билән мустәқиллиқини елан қилған оттура асия дөләтлиридин илһам алған шәрқий түркистанлиқлар һәрикәт қилишни күчәйтишкә башлиди. Булардин шәрқий түркистан ислам һәрикити афғанистандики һәрбий базилирида һәрбий мәшиқ қилмақта иди. Бейҗиңға нисбәтән уйғур аптоном районидин афғанистанға қечип кәлгән нәччә йүз уйғурниң сайисидә шәрқий түркистан ислам һәрикити барғансери күчлиниватқан иди. Әйни вақитта афғанистандики талибан һакимийитиму бу уйғурларға очуқ һалда ярдәм қилмақта иди. Шундақ қилип 11‏-сентәбир вәқәсидин кейин америка башчилиқидики шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бирләшмә армийисиниң талибан һакимийитигә қарши елип барған һәрбий һәрикитини бейҗиң даирилириму дипломатийә җәһәттин қоллап қуввәтлиди.

Униңдин башқа йәнә шәрқий түркистан дегән аталғуни һеч қачан тилға елип бақмиған хитай бу аталғуни террорлуқ билән охшаш уқумға игә қилиш үчүн шәрқий түркистан террорлуқ тәшкилатлири дәп тонутушқа башлиди.

Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: хитай талибан һакимийити ағдурулғандин кейин америкидин мустәқил бир сиясәт йүргүзүшкә башлиди. Йеқиндин буян талибан афғанистанда йеңидин күчлинишкә башлиған болсиму хитай афғанистанға селиватқан мәбләғни көпләп ашурмақта. Бу вәзийәт хитайниң америка билән бир сәптә әмәсликини көрситип турсиму әсли сәвәб талибанни хитайниң бихәтәрлики үчүн биринчи тәһдит болуштин узақлаштуруш. Хитай бу җәһәттә пакистандики ислам партийисигә охшаш тәшкилатларни афғанистан талибанлириға қариғанда, хитайдин айрилип мустәқил болушни халайдиған уйғурларға нисбәтән техиму тәсири бар дәп қаримақта.

Мақалидә йәнә мундақ пикирләр илгири сүрүлгән. Хитайниң бихәтәрлик сиясити җәһәттә афғанистан һазирму бир тәһдит пәйда қилишни давам қилмақта. Асияниң дәл оттурисиға җайлашқан вә наһайити истратегийилик бир алаһидиликкә игә дөләт болғанлиқи үчүн хитайниң афғанистанни қошмиған бир сиясәт йүргүзүши мумкин әмәс. Униңдин башқа йәнә америка, русийә вә һиндистанға охшаш чоң күчләр афғанистанға йеқиндин диққәт қилмақта. Афғанистанниң муқимсизлиқи вә ташқи тәсир күчкә очуқ бир дөләт болғанлиқи үчүн хитайға нисбәтән узун муддәтлик бир тәһдит пәйда қилиду. Шуниң үчүн хитай афғанистанниң қайтидин ясилишиға ярдәм бериш арқилиқ афғанистанда тәсир күчкә игә болуш вә сөзи өтидиған дөләткә айлиниш үчүн тиришмақта.

Хитайниң афғанистандики сәрмайилири

Мақалидә йәнә хитайниң афғанистандики иқтисадий сәрмайиси тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: хитайниң афғанистандики иқтисади пайда-мәнпәәтлирининг әң муһими, 2007‏-йили дуняниң әң чоң иккинчи мис канни ечиш вә ишлитиш һоқуқини қолға кәлтүрүш болди. Кабулниң җәнубиға җайлашқан бу мис кени һәм афғанистан үчүн һәм хитай үчүн әң чоң пайда-мәнпәәт елип келиду. Бу арқилиқ афғанистан дунядики әң чоң мис ишләп чиқиридиған дөләтләрдин бири болиду. Хитайму чоң бир истратегийилик пайдини қолға кәлтүргән болиду. Афғанистан тәбиий байлиқ министири муһәммәд ибраһимниң билдүрүшичә, 5 йил ичидә бу иш-пиландин пәқәт 2 милярд доллар баҗ кирим болидикән. Хитай бу иш пилан үчүн һазирғичә 5 милярд доллар мәбләғ селип болған. Бу иш-пиланни әмәлийләштүрүш вә 30 йиллиқ җәрянда көзлигән пайдиға еришишни мәқсәт қилғанлиқи, хитайниң афғанистанда йәнә нефит вә тәбиий газ енергийилирини ечишни көзлигән бир дөләт икәнлики ашкара болмақта. Хитай йәнә афғанистанниң телефон линийиси вә учур алақә саһәсигә мәбләғ салған болуп һазир 200 миң кишилик телефон мулазимәт ширкити қурған.

Бу мақалидә илгири сүрүлүшичә, омумий җәһәттин ейтқанда, хитайға нисбәтән афғанистанниң техиму көп истратегийә җәһәттә әһмийәтлик икәнлики оттуриға чиқмақта. Афғанистанда дуняниң әң чоң мис кени болсиму вә бәзи иқтисади шараитлар яритилған болсиму, 2010‏-йилдин буян дуняниң иккинчи иқтисади чоң күчи болған хитай афғанистандики иқтисади шараитлардин ваз кечәләйдиған вәзийәттә. Әмма хитайға нисбәтән афғанистанниң шәрқий түркистанлиқ вә тибәт мустәқилчилири үчүн бир база һалға келишниң алдини елиш чоң бир истратегийилик әһмийәткә игә.

Биз хитайниң афғанистан истратегийиси тоғрисида, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң пикир-қарашлирини алдуқ. Доктор әркин әкрәм хитай бир тәрәптин енергийә еһтияҗи қамдаш үчүн афғанистанниң тәбиий йәр асти енергийә байлиқлириға көз тиккән болса, йәнә бир тәрәптин афғанистандики талибан қатарлиқ ислами күчләрниң уйғурлар билән йеқинлишишидин әндишә қилидиғанлиқини вә афғанистанни өзи үчүн тәһдит дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.