Шималий корийә билән тәйвән мәсилиси америка - хитай мунасивитиниң асаслиқ нуқтиси һисабланмақта
2004.11.25
Өткән һәптә, америкиниң ташқи ишлар министири колин повел, америка - хитай мунасивити һәққидә аддий амма иҗабий баһа бәрди. У бу һәқтә тохтулуп "бизниң хитай билән болған мунасивитимиз интайин яхши, һазирқи мунасивитимиз бир қанчә он йиллардин буянқи әң яхши вақит һисаплиниду" деди.
Гәрчә, күзәткүчиләр колин повелниң бу қаришиға тамамән қошулмисиму, бирақ улар омуми йүзлүк қилип ейтқанда вашингтон билән бейҗиңниң мунасивитини хели яман әмәс дәп қарайду. Мутәхәссисләрниң ейтишичә, президент буш иккинчи қетим вәзипә елишқа тәйярлиқ көриватқан мәзгилдә, икки хил мәсилиниң бундин кейин америка хитай мунасивитиниң асаслиқ нуқтиси болидиғанлиқини муәййәнләштүргән болуп, у болсиму шималий корийиниң ядро қораллири мәсилиси вә тәйвән мәсилисидин ибарәт икән.
Хитайниң бу иштики орни
Америкидики хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси хәймиардунниң қаришичә, шималий корийә ядро қораллири мәсилисидә, хитай һәл қилғуч рол ойнаватқан болуп, униң билдүрүшичә, хитай башқа дөләтләргә охшаш шималий корийигә тәсир көрситәләйдикән. Шуңа хитай өзиниң бу җәһәттики ролини ишқа селиши керәк болупла қалмастин, нөвәттә хитайниң бу хил ролини ишқа селиши муһим шәртләрдин бири һесаблинидикән.
У йәнә мундақ дәйду: "әлвәттә, бундақ дегәнлик хитайниң тәсири наһайити чоң дегәнлик әмәс, бирақ униң тәсири йәнила бизниңкидин чоң. Шу сәвәблик хитай чоқум шималий корийә мәсилисигә арилишиши керәк".
Хитайниң әндишиси
Америкиниң хитайда турушлуқ сабиқ әлчиси ли җемиң, шималий корийә мәсилисидики қаришини мундақ баян қилған: "хитай билән шималий корийә чегридаш хошна дөләтләр. Улар дөләт түзүлмиси җәһәттиму бир- биригә йеқин, хитайда һәтта хитай әндишә қилидиған аз санлиқ милләт һесаблинидиған чавшән миллити райони бар. Хитай йәнә көплигән шималий корийилик көчмәнләрниң хитайға бесип кириш хәвпи астида, хитай шималий корийиниң мәңгүлүк мәвҗут болуп турушини нәзәрдә тутуп, хитай шималий корийигә зор мәбләғ киргүзүш вә зор миқдарда ашлиқ билән тәминләш ишлири елип бариду. Бирақ хитай бизгә охшаш, чоң көләмлик йоқитиш характерлик ядро қораллири мәсилисигә көңүл бөлгәндәк, бу мәсилигә етивар бәргән әмәс. Демәк, хитай иқтисадий тәсири билән нәтиҗилик бир мәқсәткә еришәләйду."
Ахирида ли җемиң хитай шималий корийә мәсилисидә 6 тәрәп сөһбити ичидә әң түрткилик рол ойнайдиған бир дөләт һесаблиниду, дигән хуласини чиқарған.
Тәйвәнниң орни
Нөвәттә, тәйвән мәсилиси америка- хитай мунасивитидики әң назук мәсилә һесаблинип, америкиниң мәйдани йәнила, вашингтон тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилмайду дигән принсипта болуп, америкиниң "бир дөләт пиринсипи" сиясити бойичә, тәйвән билән чоң қуруқлуқ һәр иккиси хитайниң бир қисми дәп қарилиду. Вашингтон тәйвән билән бейҗиң тенчлиқ йоли билән оттуридики ихтилапларни һәл қилишни тәшәббус қилиду.
Тәйвән мәсилиси вә шималий корийә ядро қораллири мәсилиси һәқиқәтән, америка -хитай мунасивитигә тәсир көрситәләйдиған һалқилиқ мәсилиләрму? дигән бу қараш һәққидә тохталған, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти әпәнди мундақ деди:
Бирақ, йәнә бир қисим күзәткүчиләр, әгәр америка ядро қораллириға игә бирәр дөләт билән тоқунушуп қалса, тоқунуш йүз беридиған җай тәйвән болиши мумкин дәп қарашмақта.
Җон хапкинс университетиниң пирафиисори рампудун әпәнди мундақ дәп қарайду: "тәйвән рәһбәрлири от билән ойнишиватиду, әгәр хитай хәлқ җумһурйити билән тәйбей, тәйвән боғизида тоқунушуп қалса, америка интайин қейин бир әһвалда қалиду. Чүнки бизниң тарихий вәзипимиз тәйвәнниң бихәтәрликини қоғдаш, америкиниң ирақ вә афғанистандики һәрбий һәркити шуниңдәк пүткүл дуня миқясида террорчилиққа қарши елип бериливатқан күриши нуқтисидин елип ейтқанда, гәрчә тәйвән боғизида тоқунуш мәйданға кәлмисиму, һазирқи вәзийәт йәнила буш һөкүмити үчүн интайин мүрәккәп һесабланмақта. (Әқидә)